< Самуил 2 3 >
1 Һалбуки, Саулниң җәмәти билән Давутниң җәмәти оттурсидики җәң узун вақитқичә давамлашти; Давутниң җәмәти барғансери күчәйди, лекин Саулниң җәмәти барғансери аҗизлашмақта еди.
2 Һебронда Давут бир қанчә оғуллуқ болди, униң тунҗиси Амнон болуп, Йизрәәллик Аһиноамдин туғулди;
3 иккинчиси Килеаб болуп Кармәллик Набалниң аяли болған Абигаилдин туғулди. Үчинчиси Абшалом еди. У Гәшорниң падишаси Талмайниң қизи Маакаһдин туғулған еди,
4 төртинчиси Адония болуп Һаггиттин туғулған еди. Бәшинчиси Шәфатия болуп Абиталдин туғулған еди.
5 Алтинчиси Йитриам болуп Давутниң аяли Әглаһдин туғулди. Давутниң бу алтә оғлиниң һәммиси Һебронда туғулди.
6 Саулниң җәмәти билән Давутниң җәмәти оттурисидики җәң давамида, Абнәр Саулниң җәмәтидә өз һоқуқини күчәйтти.
7 Әнди Саулниң бир кинизики бар еди; у Аяһниң қизи болуп, исми Ризпаһ еди. Бир күни Ишбошәт Абнәргә: Немишкә атамниң кенизиги билән биллә болдуң? — деди.
8 Абнәр Ишбошәтниң бу сөзлиригә интайин аччиқлинип мундақ деди: — «Мән бүгүнки күндиму атаң Саулниң җәмәтигә, униң уруқ-туққанлириға вә достлириға меһриванлиқ көрситип, сени Давутниң қолиға тапшурмиған турсам, мени Йәһудаға тәвә бир иштиниң бешидәк көрүп, бүгүн бу хотун үчүн мени гунаға буйрумақчимусән?
9 Мән Пәрвәрдигарниң Давутқа қәсәм билән вәдә қилғинидәк қилмисам Худа мәнки Абнәрни қаттиқ урсун вә униңдин артуқ урсун!
10 — йәни, падишалиқни Саулниң җәмәтидин йөткәп, Давутниң тәхтини Дандин Бәәр-Шебағичә пүткүл Исраил билән Йәһуданиң үстигә тиклимисәм!».
11 Ишбошәт Абнәрдин қорқуп, униңға җававән бир еғиз сөз қилишқиму җүръәт қилалмиди.
12 Абнәр болса өзи үчүн әлчиләрни Давутниң қешиға маңдуруп униңға: Зимин кимниңки? Мән билән әһдә түзгин, мениң қолум сениң тәрипиңдә болуп, пүткүл Исраилни саңа майил қилимән — деди.
13 Давут җавап берип: — Болиду, мән сән билән әһдә қилай. Пәқәт бирла ишни тәләп қилай; мениң қешимға кәлгәндә Саулниң қизи Миқални елип кәлмисәң, йүзүмни көрәлмәйсән, деди.
14 Андин Давут Ишбошәтниң қешиға әлчиләрни маңдуруп: Мән бир йүз Филистийниң хәтнилиги бәдили билән алған аялим Миқални маңа қайтуруп бәргин — деди.
15 Ишбошәт адәм әвәтип Миқални униң еридин, йәни Лаишниң оғли Палтийәлдин елип кәлди.
16 Лекин униң ери Бахуримғичә униң кәйнидин жиғлиған пети әгишип маңди. Ахир берип Абнәр униңға: — Йенип кәткин, девиди, у қайтип кәтти.
17 Әнди Абнәр Исраилниң ақсақаллириға: Силәр бурун Давут үстимизгә падиша болсун, дегән арзу-истәктә болдуңлар.
18 Әнди һазир һәрикәт қилиңлар; чүнки Пәрвәрдигар Давут тоғрисида: — Қул-бәндәм Давутниң қоли билән Исраил хәлқимни Филистийләрниң қолидин, шундақла барлиқ дүшмәнлириниң қолидин қутқузимән, — дегән еди.
19 Абнәр йәнә Биняминларниң қулиқиғиму мошу сөзләрни ейтти. Андин Исраил билән Биняминниң пүткүл җәмәтиниң арзу-истәклирини Давутниң қулиқиға ейтишқа Һебронға барди.
20 шундақ қилип Абнәр жигирмә адәмниң һәмраһлиғида Һебронға Давутниң қешиға кәлгәндә Давут Абнәр вә униң адәмлиригә бир зияпәт тәйярлиди.
21 Абнәр Давутқа: Мән қозғилип пүткүл Исраилни ғоҗам падишаниң алдиға җәм қилай, улар сениң билән әһдә қилишсун, андин сән өз көңлүң халиғанниң барлиғи үстидин сәлтәнәт қилалайдиған болисән, деди. Шуниң билән Давут Абнәрни йолға селип қойди, у аман-есән қайтип кәтти.
22 Мана, шу әснада Давутниң адәмлири билән Йоаб бир йәргә һуҗум қилип нурғун олҗа елип қайтип кәлди. Лекин Абнәр шу чағда Һебронда Давутниң қешида йоқ еди; чүнки Давутниң узитип қоюши билән аман-есән қайтип кәткән еди.
23 Йоаб вә униң билән болған пүткүл қошун йетип кәлгәндә, хәлиқ униңға: Нәрниң оғли Абнәр падишаниң қешиға кәлди, падиша уни йолға селип қоюши билән у аман-есән қайтип кәтти — деди.
24 Андин Йоаб падишаниң қешиға берип: Бу сениң немә қилғиниң?! Мана, Абнәр қешиңға кәпту! Немишкә уни йолға селип қойдуң? У һазир кетипту!
25 Сән Нәрниң оғли Абнәрни билисәнғу! Униң келиши җәзмән сени алдаш үчүн, сениң чиқип-киридиған йолуңни, шундақла барлиқ иш-паалийитиңни биливелиш үчүндур, — деди.
26 Йоаб Давутниң қешидин чиқиши билән у хәвәрчиләрни Абнәрниң кәйнидин маңдурди. Улар уни Сираһ қудуғиниң йенидин яндуруп елип кәлди; лекин Давут бу иштин бехәвәр еди.
27 Абнәр Һебронға йенип кәлгәндә Йоаб уни шәһәр қовуқида учритип, «Саңа дәйдиған мәхпий сөзүм бар еди» дәп уни бир чәткә әкилип у йәрдә иниси Асаһәлниң қан қисасини елиш үчүн қосиғиға пичақ салди, шуниң билән у өлди.
28 Кейин, Давут бу ишни аңлап: Мән вә падишалиғим Пәрвәрдигарниң алдида Нәрниң оғли Абнәрниң аққан қени үчүн мәңгү бегунадурмиз;
29 [униң қенини аққузуш] гунайи Йоабниң бешиға вә атисиниң җәмәтиниң бешиға қайнам болуп чүшсун; Йоабниң аилисидин ақма яра кесили, яки мохо кесили, яки һасиға таянғучи, қиличтин өлгүчи яки аш-түлүксизләр өксүмисун! — деди.
30 Шундақ қилип, Абнәр Гибеондики җәңдә уларниң иниси Асаһәлни өлтүргини үчүн, Йоаб билән иниси Абишай уни өлтүрди.
31 Давут Йоабқа вә униңға әгәшкән барлиқ хәлиққә: Кийимлириңларни житиңлар! Бөз кийим кийиңлар! Абнәрниң [мейити] алдида матәм тутуңлар! деди. Давут падиша [Абнәрниң] җиназисиниң кәйнидин маңди.
32 Улар Абнәрни Һебронда дәпнә қилди, падиша Абнәрниң қәбриниң йенида авазини көтирип жиғлиди; хәлиқниң һәммисиму жиғлашти.
33 Падиша Абнәр үчүн мәрсийә оқуп: — «Абнәрниң ахмақтәк өлгини тоғриму?
34 Қоллириң бағлағлиқ болмисиму, Путлуруң ишкәллик болмисиму, Лекин сән кишиләрниң рәзилләрниң қолида жиқилғинидәк, жиқилип өлгәнсән!» — деди. Шуниң билән хәлиқниң һәммиси униң үчүн йәнә жиғлашти.
35 Андин барлиқ хәлиқ Давутниң йениға келип, униңға күн патқичә тамақ йейишни өтүнди. Амма Давут қәсәм ичип: Мән күн патмаста я нан я башқа һәр қандақ нәрсини тетисам, Худа мени урсун яки униңдин артуқ җазалисун, — деди.
36 Барлиқ хәлиқ буни байқап, бу иштин рази болди; әмәлийәттә падиша қилған һәр бир иш барлиқ хәлиқни рази қилатти.
37 Шуниң билән барлиқ хәлиқ, шундақла пүткүл Исраил шу күни Нәрниң оғли Абнәрниң өлтүрүлишиниң падишаниң көрсәтмиси әмәслигини билип йәтти.
38 Падиша өз хизмәткарлириға: Биләмсиләр? Бүгүн Исраилда бир сәрдар, улуқ бир зат жиқилди!
39 Гәрчә мән Мәсиһ қилинип падиша тикләнгән болсамму, мән аҗиз бир бәндимән. Бу адәмләр, йәни Зәруияниң оғуллириниң вәһшийилигини мән көтирәлмигидәкмән; Пәрвәрдигар рәзиллик қилғучиниң рәзиллигини өз бешиға қайтурсун! — деди.