< Падишаһлар 2 6 >
1 Пәйғәмбәрләрниң шагиртлири Елишаға: — Мана бизгә сениң алдиңда туруватқан йеримиз тар кәлди.
2 Иордан дәриясиниң бойиға берип, һәр биримиз бирдин яғач елип, шу йәрдә туридиғанға бир туралғу өй ясайли, — деди. — Бериңлар, дәп җавап бәрди у.
3 Уларниң бири йәнә: — Илтипат қилип қәминилириң билән биргә барғин, деди. У: — Биллә барай, деди.
4 У улар билән маңди. Улар Иордан дәриясиға берип, дәрәқ кесишкә башлиди.
5 Лекин уларниң бири дәрәқ кесиватқанда палтиниң беши суға чүшүп кәтти. У вақирап: — Вай ғоҗам, бу өтнә алған палта еди, деди.
6 Худаниң адими: Нәгә чүшти, дәп сориди. У чүшкән йәрни көрситип бәрди. У бир шахни кесип, уни суға ташливиди, Палтиниң беши ләйләп чиқти.
7 У: Уни қолуңға алғин, девиди, у киши қолини узутуп уни тутувалди.
8 Сурийәниң падишаси Исраил билән җәң қиливататти. У өз хизмәткарлири билән мәслиһәтлишип, паланчи-покунчи йәрдә баргаһ тикимән, дәп бекитәтти.
9 Худаниң адими Исраилниң падишасиға хәвәр әвитип: — Сән паланчи-покунчи йәргә бериштин еһтият қилғин, чүнки Сурийләр у йәргә чүшмәкчи, деди.
10 У вақитларда Исраилниң падишаси Худаниң адими өзигә көрсәткән җайға адәм әвәтип у йәрдики адәмлиригә еһтият қилишни агаһландурди. Бундақ иш бир қанчә қетим болди.
11 Буниң сәвәвидин Сурийәниң падишаси көңлидә қаттиқ аччиқлинип, өз хизмәткарлирини чақирип улардин: — Аримиздин кимниң Исраилниң падишаси тәрипидә туридиғанлиғини маңа көрситип бәрмәмсиләр?! — дәп сориди.
12 Лекин хизмәткарлириниң бири: — И ғоҗам падиша ундақ әмәс; бәлки Исраилда туридиған Елиша дегән пәйғәмбәр сән ятқан һоҗраңда қилған сөзлириңни Исраил падишасиға ейтип бериду, — деди.
13 У: Берип униң нәдә екәнлигини пайлап келиңлар, мән адәм маңдуруп уни тутуп келәй, деди. Улар: — У Дотан шәһиридә екән, дәп хәвәр қилди.
14 Шуниң билән у шу йәргә атлиқлар, җәң һарвулири вә зор бир қошунни маңдурди. Улар кечиси йетип келип шәһәрни қоршивалди.
15 Худаниң адиминиң малийи сәһәрдә туруп чиқса, мана, бир атлиқлар вә җәң һарвулири қошуни шәһәрни қоршивалған еди. Малай униңға: Апла, и ғоҗам, қандақ қилармиз? — деди.
16 Лекин у: Қорқмиғин; мана биз билән биргә болғанлар улар билән биргә болғанлардин көптур, деди.
17 Әнди Елиша дуа қилип: И Пәрвәрдигар, малайимниң көзлирини көрәләйдиған қилип ачқайсән, деди. У вақитта Пәрвәрдигар жигитниң көзлирини ачти вә у әйни әһвални көрди; мана, пүткүл тағ Елишани чөридәп турған ялқунлуқ ат вә җәң һарвулири билән толған еди.
18 Сурийләр чүшүп у тәрәпкә кәлгәндә, Елиша Пәрвәрдигарға дуа қилип: Бу хәлиқни корлуқ билән урғин, деди. Шуниң билән У Елишаниң тилиги бойичә уларни корлуқ билән урди.
19 Елиша уларға: Бу [силәр издигән] йол әмәс вә [силәр издигән] шәһәр әмәс; мениң кәйнимдин әгишиңлар, силәрни силәр издигән адәмниң қешиға башлап барай, дәп уларни Самарийәгә башлап барди.
20 Вә шундақ болдики, улар Самарийәгә киргәндә Елиша: И Пәрвәрдигар, уларниң көзлирини көрәләйдиған қилип ачқайсән, деди. Пәрвәрдигар уларниң көзлирини ачти; вә мана, улар Самарийәниң оттурисида туратти.
21 Исраилниң падишаси уларни көргәндә Елишадин: И атам, уларни өлтүрүветәйму? Уларни өлтүрүветәйму? дәп сориди.
22 У: — Сән уларни өлтүрмә; һәтта өзүң қилич вә оқяйиң билән әсир қилғанлириңни өлтүрмәйдиған йәрдә, буларни өлтүрүшкә боламти? Әксичә, уларниң алдиға нан, су қойғин; шуниң билән улар йәп-ичип өз ғоҗисиға йенип кәтсун, деди.
23 Шундақ қилип, у уларға чоң зияпәт бәрди; улар йәп-ичип болғандин кейин, андин уларни йолға салди. Улар ғоҗисиниң йениға қайтти. Шуниңдин кейин Сурийәдин булаңчилар шайкилири Исраилниң зиминиға қайта бесип кирмиди.
24 Кейин шундақ болдики, Сурийәниң падишаси Бән-Һадад пүткүл қошунини жиғип Самарийәни муһасиригә алди.
25 Шуниң билән Самарийәдә зор ачарчилиқ болди. Улар уни шунчә узун қамал қилдики, бир ешәк беши сәксән шәкәл күмүчкә, вә кәптәр майиқиниң бир чинисиниң төрттин бири бәш шәкәл күмүчкә ярайтти.
26 Исраилниң падишаси сепилниң үстидин өткәндә, бир аял униңға: И ғоҗам падиша, ярдәм бәргинә! дәп пәряд көтәрди.
27 У: Әгәр Пәрвәрдигар саңа ярдәм бәрмисә, мән саңа қандақ ярдәм қилай? Я хамандин я үзүм көлчигидин ярдәм тепиламду?, — деди.
28 Падиша әнди униңдин йәнә: Немә дәрдиң бар? дәп сориди. У: Мана бу хотун маңа: Оғлуңни бәргин, биз уни бүгүн йәйли. Әтә болса мениң оғлумни йәймиз, деди.
29 У вақитта биз мениң оғлумни қайнитип пиширип йедуқ. Әтиси мән униңға: Әнди сән оғлуңни бәргин, уни йәйли десәм, у өз оғлини йошуруп қойди, — деди.
30 Падиша аялниң сөзини аңлап кийимлирини житип-житивәтти. У сепилда кетиватқанда, хәлиқ униң кийиминиң ичигә, йәни етигә бөз кийгәнлигини көрүп қалди.
31 [Падишаһ]: — Әгәр Шафатниң оғли Елишаниң беши бүгүн тенидә қалса, Худа мениң бешимни алсун вә униңдинму артуқ җазалисун! — деди.
32 Амма Елиша өз өйидә олтиратти; ақсақалларму униң билән биллә олтарған еди. Падиша униң алдиға бир адәмни маңдурған еди. Лекин у хәвәрчи у йәргә йетип бармайла, Елиша ақсақалларға: — Мана бу җаллатниң балисиниң бешимни алғили адәм маңдурғанлиғини көрдүңларму? Әнди хәвәрчи кәлгәндә ишикни чиң тақап ичидин тиривелиңлар. Мана униң кәйнидин кәлгән ғоҗисиниң қедиминиң авази аңлиниватмамду? — деди.
33 У улар билән сөзлишиватқанда, мана хәвәрчи униң қешиға чүшүп келип: «Падишаһ: «Мана бу балаю-апәтниң өзи Пәрвәрдигар тәрипидин кәлди; мән зади немә дәп Пәрвәрдигарға йәнә үмүт бағлиялармән?» дәйду, деди.