< Тарих-тәзкирә 2 36 >

1 [Йәһуда] зиминидики хәлиқ Йосияниң оғли Йәһоаһазни таллап, Йерусалимда атисиниң орниға падиша қилип тиклиди.
是において國の民ヨシアの子ヱホアハズを取りヱルサレムにてその父にかはりて王とならしむ
2 Йәһоаһаз тәхткә чиққан чеғида жигирмә үч яшта еди; у Йерусалимда үч ай сәлтәнәт қилди.
ヱホアハズは二十三歳の時位に即きヱルサレムにて三月が間世を治めけるが
3 Мисир падишаси уни Йерусалимда падишалиқтин бекар қилди вә Йәһуда зиминиға бир йүз талант күмүч, бир талант алтун җәриманә қойди.
エジプトの王ヱルサレムにて彼を廢し且銀百タラント金一タラントの罰金を國に課せり
4 Андин Мисир падишаси Йәһоаһазниң орниға униң иниси Елиакимни Йәһуда билән Йерусалим үстигә падиша қилип, униң исмини Йәһоакимға өзгәртти; андин Нәқо иниси Йәһоаһазни Мисирға елип кәтти.
而してエジプトの王ネコ彼の兄弟エリアキムをもてユダとヱルサレムの王となして之が名をヱホヤキムと改めその兄弟ヱホアハズを執へてエジプトに曳ゆけり
5 Йәһоаким тәхткә чиққан чеғида жигирмә бәш яшта болуп, у Йерусалимда он бир жил сәлтәнәт қилди; у Пәрвәрдигар Худасиниң нәзиридә рәзил болғанни қилди.
ヱホヤキムは二十五歳の時位に即きヱルサレムにて十一年の間世を治めその神ヱホバの惡と視たまふことを爲り
6 Бабил падишаси Небоқаднәсар униңға һуҗум қилғили чиқип, уни мис зәнҗир билән бағлап Бабилға елип кәтти.
彼の所にバビロンの王ネブカデネザル攻のぼりバビロンに曳ゆかんとて之を杻械に繋げり
7 Небуқаднәсар йәнә Пәрвәрдигар өйидики бир қисим әсвап-буюмларни Бабилға апирип, өзиниң Бабилдики бутханисиға қойди.
ネブカデネザルまたヱホバの家の器具をバビロンに携へゆきてバビロンにあるその宮にこれを蔵めたり
8 Йәһоакимниң қалған ишлири, униң жиркиничлик ишлири, униңдики әйипләр болса мана, «Исраил вә Йәһуда падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгәндур. Униң оғли Йәһоакин униң орниға падиша болди.
ヱホヤキムのその餘の行爲その行ひし憎むべき事等およびその心に企みし事などはイスラエルとユダの列王の書に記さる其子ヱホヤキンこれに代りて王となる
9 Йәһоакин тәхткә чиққан чеғида он сәккиз яшта болуп, у Йерусалимда үч ай он күн сәлтәнәт қилди; у Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди.
ヱホヤキンは八歳の時位に即きヱルサレムにて三月と十日の間世を治めヱホバの惡と視たまふ事を爲けるが
10 Йеңи жил өткәндә, Небоқаднәсар адәм әвәтип Йәһоакинни Пәрвәрдигар өйидики есил буюмлар билән бирликтә Бабилға әкәлдүрүп, Йәһоакинниң тағиси Зәдәкияни Йәһуда вә Йерусалим үстигә падиша қилип тиклиди.
歳の歸るにおよびてネブカデネザル王人を遣はして彼とヱホバの室の貴き器皿とをバビロンに携へいたらしめ之が兄弟ゼデキヤをもてユダとヱルサレムの王となせり
11 Зәдәкия тәхткә чиққан чеғида жигирмә бир яшта болуп, Йерусалимда он бир жил сәлтәнәт қилди;
ゼデキヤは二十一歳の時位に即きヱルサレムにて十一年の間世を治めたり
12 у Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди; Йәрәмия пәйғәмбәр униңға Пәрвәрдигарниң сөзлирини йәткүзгән болсиму, у Йәрәмияниң алдида өзини төвән қилмиди;
彼はその神ヱホバの惡と視たまふ事を爲しヱホバの言を傳ふる預言者ヱレミヤの前に身を卑くせざりき
13 у өзини Худаниң намида [беқиниш] қәсимини ичкүзгән Небоқаднәсардин йүз өриди; бойнини қаттиқ қилип, Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға товва қилип йенишқа көңлини җаһил қилди.
ネブカデネザル彼をして神を指て誓はしめたりしにまた之にも叛けり彼かくその項を強くしその心を剛愎にしてイスラエルの神ヱホバに立かへらざりき
14 Униң үстигә, каһинларниң барлиқ башлири билән хәлиқниң һәммиси ят әлликләрниң һәммә жиркинчлик ишлирини дорап, асийлиқлирини ашурди; улар Пәрвәрдигар Йерусалимда Өзигә атап муқәддәс қилған өйни булғивәтти.
祭司の長等および民もまた凡て異邦人の中にある諸の憎むべき事に傚ひて太甚しく大に罪を犯しヱホバのヱルサレムに聖め置たまへるその室を汚せり
15 Уларниң ата-бовилириниң Худаси болған Пәрвәрдигар Өз хәлқигә вә туралғусиға ичини ағритқачқа, таң сәһәрдә орнидин туруп әлчилирини әвәтип уларни изчил агаһландуруп турди.
其先祖の神ヱホバその民とその住所とを恤むが故に頻りにその使者を遣はして之を諭したまひしに
16 Бирақ улар Худаниң әлчилирини мазақ қилип, сөз-каламлирини мәнситмәйтти, пәйғәмбәрлирини заңлиқ қилатти; ахир берип Пәрвәрдигарниң қәһри өрләп, қутқузғили болмайдиған дәриҗидә хәлқиниң үстигә чүшти.
彼ら神の使者等を嘲けり其御言を軽んじその預言者等を罵りたればヱホバの怒その民にむかひて起り遂に救ふべからざるに至れり
17 Пәрвәрдигар шуниң билән калдийләрниң падишасини уларға һуҗумға селивиди, падиша уларниң муқәддәс өйидә яшлирини қиличлиди; қиз-жигитләр, қерилар, беши ақарғанларға һеч ич ағритип олтармай, һәммини өлтүрүвәтти; [Худа] буларниң һәммисини [Калдийә] падишасиниң қолиға тапшурди.
即ちヱホバ、カルデヤ人の王を之に攻きたらせたまひければ彼その聖所の室にて劍をもて少者を殺し童男をも童女をも老人をも白髮の者をも憐まざりき皆ひとしく彼の手に付したまへり
18 Калдийә падишаси Худаниң өйидики чоң-кичик демәй, барлиқ қача-буюмларни, шундақла Пәрвәрдигар өйидики ғәзниләрни, шуниңдәк падишаниң вә әмәлдарлириниң ғәзнилирини қоймай, Бабилға елип кәтти.
神の室の諸の大小の器皿ヱホバの室の貨財王とその牧伯等の貨財など凡て之をバビロンに携へゆき
19 Калдийләр Худаниң өйини көйдүрүвәтти, Йерусалимниң сепилини чеқивәтти, шәһәрдики һәммә орда-қорғанларға от қоюп көйдүрүп, Йерусалимдики барлиқ қиммәтлик қача-буюмларни чеқип кукум-талқан қилди.
神の室を焚きヱルサレムの石垣を崩しその中の宮殿を盡く火にて焚きその中の貴き器を盡く壞なへり
20 Қиличтин аман қалғанларниң һәммисини [Калдийә падишаси] Бабилға тутқун қилип әкәтти; улар таки Парс падишалиғиниң сәлтәнитикичә Бабил падишаси вә әвлатлириниң қуллуғида болуп турди.
また劍をのがれし者等はバビロンに擄れゆきて彼處にて彼とその子等の臣僕となりペルシヤの國の興るまで斯てありき
21 Буларниң һәммиси Пәрвәрдигарниң Йәрәмияниң вастиси билән [алдин] ейтқан [агаһ] сөзи ишқа ашурулуш үчүн болди. Шуниң билән зимин өзигә тегишлик шабат күнлиригә муйәссәр болди; чүнки зимин йәтмиш жил тошқичә харабиликтә туруп «шабат тутуп» дәм елип раһәтләнди.
是ヱレミヤの口によりて傳はりしヱホバの言の應ぜんがためなりき斯この地遂にその安息を享たり即ち是はその荒をる間安息して終に七十年滿ぬ
ペルシヤ王クロスの元年に當りヱホバ曩にヱレミヤの口によりて傳へたまひしその聖言を成んとてペルシヤ王クロスの心を感動したまひければ王すなはち宣命をつたへ詔書を出して徧く國中に告示して云く
ペルシヤ王クロスかく言ふ天の神ヱホバ地上の諸國を我に賜へりその家をユダのエルサレムに建ることを我に命ず凡そ汝らの中もしその民たる者あらばその神ヱホバの助を得て上りゆけ

< Тарих-тәзкирә 2 36 >