Preface
Read
+
Publisher
Nainoia, Inc.
PO Box 462, Bellefonte, PA 16823
(814) 470-8028
Nainoia Inc, Publisher
LinkedIn/NAINOIA-INC
Third Party Publisher Resources
Request Custom Formatted Verses
Please contact us below
Submit your proposed corrections
I understand that the Aionian Bible republishes public domain and Creative Commons Bible texts and that volunteers may be needed to present the original text accurately. I also understand that apocryphal text is removed and most variant verse numbering is mapped to the English standard. I have entered my corrections under the verse(s) below. Proposed corrections to the Uyghur Bible (cyrillic script), 2-Chronicles Chapter 36 https://www.AionianBible.org/Bibles/Uyghur---Uyghur-Bible-Cyrillic/2-Chronicles/36 1) [Йәһуда] зиминидики хәлиқ Йосияниң оғли Йәһоаһазни таллап, Йерусалимда атисиниң орниға падиша қилип тиклиди. 2) Йәһоаһаз тәхткә чиққан чеғида жигирмә үч яшта еди; у Йерусалимда үч ай сәлтәнәт қилди. 3) Мисир падишаси уни Йерусалимда падишалиқтин бекар қилди вә Йәһуда зиминиға бир йүз талант күмүч, бир талант алтун җәриманә қойди. 4) Андин Мисир падишаси Йәһоаһазниң орниға униң иниси Елиакимни Йәһуда билән Йерусалим үстигә падиша қилип, униң исмини Йәһоакимға өзгәртти; андин Нәқо иниси Йәһоаһазни Мисирға елип кәтти. 5) Йәһоаким тәхткә чиққан чеғида жигирмә бәш яшта болуп, у Йерусалимда он бир жил сәлтәнәт қилди; у Пәрвәрдигар Худасиниң нәзиридә рәзил болғанни қилди. 6) Бабил падишаси Небоқаднәсар униңға һуҗум қилғили чиқип, уни мис зәнҗир билән бағлап Бабилға елип кәтти. 7) Небуқаднәсар йәнә Пәрвәрдигар өйидики бир қисим әсвап-буюмларни Бабилға апирип, өзиниң Бабилдики бутханисиға қойди. 8) Йәһоакимниң қалған ишлири, униң жиркиничлик ишлири, униңдики әйипләр болса мана, «Исраил вә Йәһуда падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгәндур. Униң оғли Йәһоакин униң орниға падиша болди. 9) Йәһоакин тәхткә чиққан чеғида он сәккиз яшта болуп, у Йерусалимда үч ай он күн сәлтәнәт қилди; у Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди. 10) Йеңи жил өткәндә, Небоқаднәсар адәм әвәтип Йәһоакинни Пәрвәрдигар өйидики есил буюмлар билән бирликтә Бабилға әкәлдүрүп, Йәһоакинниң тағиси Зәдәкияни Йәһуда вә Йерусалим үстигә падиша қилип тиклиди. 11) Зәдәкия тәхткә чиққан чеғида жигирмә бир яшта болуп, Йерусалимда он бир жил сәлтәнәт қилди; 12) у Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилди; Йәрәмия пәйғәмбәр униңға Пәрвәрдигарниң сөзлирини йәткүзгән болсиму, у Йәрәмияниң алдида өзини төвән қилмиди; 13) у өзини Худаниң намида [беқиниш] қәсимини ичкүзгән Небоқаднәсардин йүз өриди; бойнини қаттиқ қилип, Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарға товва қилип йенишқа көңлини җаһил қилди. 14) Униң үстигә, каһинларниң барлиқ башлири билән хәлиқниң һәммиси ят әлликләрниң һәммә жиркинчлик ишлирини дорап, асийлиқлирини ашурди; улар Пәрвәрдигар Йерусалимда Өзигә атап муқәддәс қилған өйни булғивәтти. 15) Уларниң ата-бовилириниң Худаси болған Пәрвәрдигар Өз хәлқигә вә туралғусиға ичини ағритқачқа, таң сәһәрдә орнидин туруп әлчилирини әвәтип уларни изчил агаһландуруп турди. 16) Бирақ улар Худаниң әлчилирини мазақ қилип, сөз-каламлирини мәнситмәйтти, пәйғәмбәрлирини заңлиқ қилатти; ахир берип Пәрвәрдигарниң қәһри өрләп, қутқузғили болмайдиған дәриҗидә хәлқиниң үстигә чүшти. 17) Пәрвәрдигар шуниң билән калдийләрниң падишасини уларға һуҗумға селивиди, падиша уларниң муқәддәс өйидә яшлирини қиличлиди; қиз-жигитләр, қерилар, беши ақарғанларға һеч ич ағритип олтармай, һәммини өлтүрүвәтти; [Худа] буларниң һәммисини [Калдийә] падишасиниң қолиға тапшурди. 18) Калдийә падишаси Худаниң өйидики чоң-кичик демәй, барлиқ қача-буюмларни, шундақла Пәрвәрдигар өйидики ғәзниләрни, шуниңдәк падишаниң вә әмәлдарлириниң ғәзнилирини қоймай, Бабилға елип кәтти. 19) Калдийләр Худаниң өйини көйдүрүвәтти, Йерусалимниң сепилини чеқивәтти, шәһәрдики һәммә орда-қорғанларға от қоюп көйдүрүп, Йерусалимдики барлиқ қиммәтлик қача-буюмларни чеқип кукум-талқан қилди. 20) Қиличтин аман қалғанларниң һәммисини [Калдийә падишаси] Бабилға тутқун қилип әкәтти; улар таки Парс падишалиғиниң сәлтәнитикичә Бабил падишаси вә әвлатлириниң қуллуғида болуп турди. 21) Буларниң һәммиси Пәрвәрдигарниң Йәрәмияниң вастиси билән [алдин] ейтқан [агаһ] сөзи ишқа ашурулуш үчүн болди. Шуниң билән зимин өзигә тегишлик шабат күнлиригә муйәссәр болди; чүнки зимин йәтмиш жил тошқичә харабиликтә туруп «шабат тутуп» дәм елип раһәтләнди. Additional comments?
Refresh Captcha
The world's first Holy Bible un-translation!