< Падишаһлар 1 20 >

1 Сурийәниң падишаси Бән-Һадад пүткүл қошунини җәм қилди; у оттуз икки падишани ат вә җәң һарвулири билән елип чиқип, Самарийәгә қоршап һуҗум қилди.
亚兰王便·哈达聚集他的全军,率领三十二个王,带着车马上来围攻撒马利亚;
2 У әлчиләрни шәһәргә киргүзүп Исраилниң падишаси Аһабниң қешиға әвәтип униңға: —
又差遣使者进城见以色列王亚哈,对他说:“便·哈达如此说:
3 «Бән-Һадад мундақ дәйду: — Сениң күмүч билән алтунуң, сениң әң чирайлиқ хотунлириң билән балилириңму мениңкидур» дәп йәткүзди.
你的金银都要归我,你妻子儿女中最美的也要归我。”
4 Исраилниң падишаси униңға: — И ғоҗам падиша, сили ейтқанлиридәк мән өзүм вә барлиғим силиниңкидур, дәп җавап бәрди.
以色列王回答说:“我主我王啊,可以依着你的话,我与我所有的都归你。”
5 Әлчиләр йәнә келип: — «Бән-Һадад сөз қилип мундақ дәйду: — Саңа дәрвәқә: — Сениң күмүч билән алтунуңни, сениң хотунлириң билән балилириңни маңа тапшуруп берисән, дегән хәвәрни әвәттим.
使者又来说:“便·哈达如此说:我已差遣人去见你,要你将你的金银、妻子、儿女都给我。
6 Лекин әтә мошу вақитларда хизмәткарлиримни йениңға әвәтимән; улар ордаң билән хизмәткарлириңниң өйлирини ахтуруп, сениң көзлириңдә немә әзиз болса, улар шуни қолиға елип келиду» — деди.
但明日约在这时候,我还要差遣臣仆到你那里,搜查你的家和你仆人的家,将你眼中一切所喜爱的都拿了去。”
7 У вақитта Исраилниң падишаси зиминдики һәммә ақсақалларни чақирип уларға: — Бу кишиниң қандақ аваричилик чиқармақчи болғанлиғини билип қелиңлар. У маңа хәвәр әвәтип мәндин хотунлирим билән балилирим, күмүч билән алтунлиримни тәләп қилғинида мән униңға яқ демидим, деди.
以色列王召了国中的长老来,对他们说:“请你们看看,这人是怎样地谋害我,他先差遣人到我这里来,要我的妻子、儿女,和金银,我并没有推辞他。”
8 Барлиқ ақсақаллар билән хәлиқниң һәммиси униңға: — Қулақ салмиғин, униңға мақул демигин, деди.
长老和百姓对王说:“不要听从他,也不要应允他。”
9 Буниң билән у Бән-Һададниң әлчилиригә: — Ғоҗам падишаға, сили адәм әвәтип, өз кәминилиридин дәсләптә сориғанниң һәммисини ада қилимән; лекин кейинкисигә мақул дейәлмәймән, дәп бериңлар, — деди. Әлчиләр йенип берип шу сөзни йәткүзди.
故此,以色列王对便·哈达的使者说:“你们告诉我主我王说:王头一次差遣人向仆人所要的,仆人都依从;但这次所要的,我不能依从。”使者就去回复便·哈达。
10 Бән-Һадад униңға йәнә хәвәр әвәтип: — «Пүткүл Самарийә шәһиридә маңа әгәшкәнләрниң қоллириға очумлиғидәк топа қелип қалса, илаһлар маңиму шундақ қилсун вә униңдин ашуруп қилсун!» — деди.
便·哈达又差遣人去见亚哈说:“撒马利亚的尘土若够跟从我的人每人捧一捧的,愿神明重重地降罚与我!”
11 Лекин Исраилниң падишаси җавап берип: — «Савут-қураллар билән җабдунғучи савут-қураллардин йешингүчидәк махтинип кәтмисун!» дәп ейтиңлар, — деди.
以色列王说:“你告诉他说,才顶盔贯甲的,休要像摘盔卸甲的夸口。”
12 Бән-Һадад бу сөзни аңлиғанда һәр қайси падишалар билән чедирлирида шарап ичишивататти. У хизмәткарлириға: — Сәпкә тизилиңлар, деди. Шуни девиди, улар шәһәргә һуҗум қилишқа тизилишти.
便·哈达和诸王正在帐幕里喝酒,听见这话,就对他臣仆说:“摆队吧!”他们就摆队攻城。
13 У вақитта бир пәйғәмбәр Исраилниң падишаси Аһабниң қешиға келип: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Бу зор бир топ адәмни көрдүңму? Мана, Мән бу күни уларни сениң қолуңға тапшуримән; шуниң билән сән Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни билисән», деди.
有一个先知来见以色列王亚哈,说:“耶和华如此说:‘这一大群人你看见了吗?今日我必将他们交在你手里,你就知道我是耶和华。’”
14 Аһаб: — Кимниң вастиси билән болиду? дәп сориди. У: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Валийларниң ғуламлири билән болиду», деди. У йәнә: — Ким һуҗумни башлайду? — дәп сориди. У: — Сән өзүң, деди.
亚哈说:“借着谁呢?”他回答说:“耶和华说,借着跟从省长的少年人。”亚哈说:“要谁率领呢?”他说:“要你亲自率领。”
15 У вақитта валийларниң ғуламлирини санивиди, уларниң сани икки йүз оттуз икки нәпәр чиқти. Андин кейин у һәммә хәлиқни, йәни барлиқ Исраилларни санивиди, уларниң сани йәттә миң нәпәр чиқти.
于是亚哈数点跟从省长的少年人,共有二百三十二名,后又数点以色列的众兵,共有七千名。
16 Исраиллар шәһәрдин чүш вақтида чиқти. Бән-Һадад билән шу падишалар, йәни ярдәмгә кәлгән оттуз икки падиша болса чедирлирида шарап ичип мәс болушқан еди.
午间,他们就出城;便·哈达和帮助他的三十二个王正在帐幕里痛饮。
17 Валийларниң ғуламлири жүрүштә авал маңди. Бән-һадад адәм әвәтивиди, улар униңға хәвәр берип: — «Самарийәдин адәмләр келиватиду» — деди.
跟从省长的少年人先出城;便·哈达差遣人去探望,他们回报说:“有人从撒马利亚出来了。”
18 У: — Әгәр сүлһи түзүшкә чиққан болса уларни тирик тутуңлар, әгәр соқушқили чиққан болсиму уларни тирик тутуңлар, деди.
他说:“他们若为讲和出来,要活捉他们;若为打仗出来,也要活捉他们。”
19 Әнди валийларниң бу ғуламлири вә уларниң кәйнидики қошун шәһәрдин чиқип,
跟从省长的少年人出城,军兵跟随他们;
20 һәр бири өзигә учриған адәмни чепип өлтүрди. Сурийләр қачти; Исраил уларни қоғлиди. Сурийәниң падишаси Бән-Һадад болса атқа минип атлиқлар билән қечип қутулди.
各人遇见敌人就杀。亚兰人逃跑,以色列人追赶他们;亚兰王便·哈达骑着马和马兵一同逃跑。
21 Исраилниң падишаси чиқип һәм атлиқларни һәм җәң һарвулирини битчит қилип Сурийләрни қаттиқ қир-чап қилди.
以色列王出城攻打车马,大大击杀亚兰人。
22 Пәйғәмбәр йәнә Исраилниң падишасиниң қешиға келип униңға: — Өзүңни мустәһкәмләп, өзүңни убдан дәңсәп, немә қилишиң керәклигини ойлап баққин. Чүнки келәр жили әтиязда Сурийәниң падишаси сән билән җәң қилғили йәнә чиқиду, деди.
那先知来见以色列王,对他说:“你当自强,留心怎样防备;因为到明年这时候,亚兰王必上来攻击你。”
23 Сурийәниң падишасиниң хизмәткарлири униңға мундақ деди: — «Уларниң илаһи тағ илаһи болғачқа, улар бизгә күчлүк кәлди. Лекин биз түзләңликтә улар билән соқушсақ, җәзмән уларға күчлүк келимиз.
亚兰王的臣仆对亚兰王说:“以色列人的神是山神,所以他们胜过我们;但在平原与他们打仗,我们必定得胜。
24 Әнди шундақ қилғайлиги, падишаларниң һәр бирини өз мәнсивидин чүшүрүп, уларниң орнида валийларни тиклигәйла.
王当这样行:把诸王革去,派军长代替他们,
25 Андин сили мәһрум болған қошунлириға баравәр болған йәнә бир қошунни, йәни атниң орниға ат, һарвуниң орниға һарву тәйяр қилдуруп өзлиригә жиққайла; биз түзләңликтә улар билән соқушайли; шуниң билән уларға күчлүк кәлмәмдуқ?». У уларниң сөзигә қулақ селип шундақ қилди.
又照着王丧失军兵之数,再招募一军,马补马,车补车,我们在平原与他们打仗,必定得胜。”王便听臣仆的话去行。
26 Кейинки жили әтиязда Бән-Һадад Сурийләрни едитлап толуқ жиғип, Исраил билән җәң қилғили Афәк шәһиригә чиқти.
次年,便·哈达果然点齐亚兰人上亚弗去,要与以色列人打仗。
27 Исраилларму өзлирини едитлап, озуқ-түлүк тәйярлап, улар билән җәң қилишқа чиқти. Исраиллар уларниң удулида баргаһ тикливиди, Сурийләрниң алдида худди икки топ кичик оғлақ падисидәк көрүнди. Лекин Сурийләр пүткүл зиминни қаплиған еди.
以色列人也点齐军兵,预备食物,迎着亚兰人出去,对着他们安营,好像两小群山羊羔;亚兰人却满了地面。
28 Амма Худаниң адими Исраилниң падишасиниң қешиға келип униңға: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Сурийләр: Пәрвәрдигар тағ илаһидур, җилғиларниң илаһи әмәс, дәп ейтқини үчүн, Мән бу зор бир топ адәмниң һәммисини сениң қолуңға тапшуримән; шуниң билән силәр Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни билип йетисиләр», деди.
有神人来见以色列王,说:“耶和华如此说:‘亚兰人既说我—耶和华是山神,不是平原的神,所以我必将这一大群人都交在你手中,你们就知道我是耶和华。’”
29 Икки тәрәп йәттә күн бир-бириниң удулида баргаһлирида турди. Йәттинчи күни соқуш башланди. Исраиллар бир күндә Сурийләрдин йүз миң пиядә әскәрни өлтүрди.
以色列人与亚兰人相对安营七日,到第七日两军交战;那一日以色列人杀了亚兰人步兵十万,
30 Қалғанлар Афәк шәһиригә қечип киривалди; лекин сепили өрүлүп улардин жигирмә йәттә миң адәмниң үстигә чүшүп бесип өлтүрди. Бән-Һадад өзи бәдәр қечип шәһәргә кирип ичкиридики бир өйгә мөкүвалди.
其余的逃入亚弗城;城墙塌倒,压死剩下的二万七千人。 便·哈达也逃入城,藏在严密的屋子里。
31 Хизмәткарлири униңға: — Мана биз Исраилниң падишалирини рәһимлик падишалар дәп аңлидуқ; шуниң үчүн бәллиримизгә бөз бағлап башлиримизға кула йөгәп Исраилниң падишасиға тәслимгә чиқайли. У силиниң җанлирини аярмекин? — деди.
他的臣仆对他说:“我们听说以色列王都是仁慈的王,现在我们不如腰束麻布,头套绳索,出去投降以色列王,或者他存留王的性命。”
32 Шуниң билән улар бәллиригә бөз бағлап башлириға кула йөгәп Исраилниң падишасиниң қешиға берип униңға: — Кәминилири Бән-Һадад: «Җенимни айиғайла», дәп илтиҗа қилди, деди. У болса: — У техи һаятму? У мениң бурадирим, деди.
于是他们腰束麻布,头套绳索,去见以色列王,说:“王的仆人便·哈达说,求王存留我的性命。”亚哈说:“他还活着吗?他是我的兄弟。”
33 Бу адәмләр бу сөзни яхшилиқниң аламити, дәп ойлап, дәрһалла униң бу сөзини чиң тутувелип: — Бән-Һадад силиниң бурадәрлиридур! — деди. У: — Уни елип келиңлар, дәп буйруди. Шуниң билән Бән-Һадад униң қешиға чиқти; шуниң билән у уни қолидин тартип җәң һарвусиға чиқарди.
这些人留心探出他的口气来,便急忙就着他的话说:“便·哈达是王的兄弟!”王说:“你们去请他来。”便·哈达出来见王,王就请他上车。
34 Бән-Һадад униңға: — Мениң атам силиниң атилиридин алған шәһәрләрни силигә қайтуруп берәй. Атам Самарийәдә рәстә-базарлирини тиклигәндәк сили өзлири үчүн Дәмәшқтә рәстә-базарларни тикләйла, — деди. Аһаб: — Бу шәрт билән сени қоюп берәй, деди. Шуниң билән иккиси әһдә қилишти вә у уни қоюп бәрди.
便·哈达对王说:“我父从你父那里所夺的城邑,我必归还。你可以在大马士革立街市,像我父在撒马利亚所立的一样。”亚哈说:“我照此立约,放你回去”,就与他立约,放他去了。
35 Пәйғәмбәрләрниң шагиртлириниң бири Пәрвәрдигарниң буйруғи билән йәнә биригә: — Сәндин өтүнимән, мени урғин, деди. Лекин у адәм уни урғили унимиди.
有先知的一个门徒奉耶和华的命对他的同伴说:“你打我吧!”那人不肯打他。
36 Шуниң билән у униңға: — Сән Пәрвәрдигарниң сөзини аңлимиғиниң үчүн мана бу йәрдин кәткиниңдә бир шир сени боғуп өлтүриду, — деди. У униң йенидин чиққанда, униңға бир шир учрап уни өлтүрди.
他就对那人说:“你既不听从耶和华的话,你一离开我,必有狮子咬死你。”那人一离开他,果然遇见狮子,把他咬死了。
37 Андин кейин у йәнә бир адәмни тепип униңға: — Сәндин өтүнимән, мени урғин, деди. У адәм уни қаттиқ уруп зәхимләндүрди.
先知的门徒又遇见一个人,对他说:“你打我吧!”那人就打他,将他打伤。
38 Андин пәйғәмбәр берип өз қияпитини өзгәртип, көзлирини теңиқ билән теңип йол бойида падишани күтүп турди.
他就去了,用头巾蒙眼,改换面目,在路旁等候王。
39 Падиша шу йәрдин өткәндә у падишани чақирип: — Кәминилири кәскин җәң мәйданиға чиққан едим, вә мана, бир адәм маңа бурулуп, бир кишини тапшуруп: «Бу кишигә чиң қариғин, һәр қандақ сәвәптин у йоқап кәтсә, сән өз җениңни униң җениниң орниға төләйсән; болмиса бир талант күмүч төләйсән», деди.
王从那里经过,他向王呼叫说:“仆人在阵上的时候,有人带了一个人来,对我说:‘你看守这人,若把他失了,你的性命必代替他的性命;不然,你必交出一他连得银子来。’
40 Лекин мән кәминилири у-бу иш билән бәнд болуп кетип, уни йоқитип қойдум, деди. Исраилниң падишаси униңға: — Өзүң бекиткиниңдәк саңа һөкүм қилиниду! — деди.
仆人正在忙乱之间,那人就不见了。”以色列王对他说:“你自己定妥了,必照样判断你。”
41 У дәрһал көзлиридин теңиқни еливәтти; Исраилниң падишаси уни тонуп униң пәйғәмбәрләрдин бири екәнлигини көрди.
他急忙除掉蒙眼的头巾,以色列王就认出他是一个先知。
42 Пәйғәмбәр униңға: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мән һалакәткә бекиткән адәмни қолуңдин қутулғили қойғиниң үчүн сениң җениң униң җениниң орнида елиниду; сениң хәлқиң униң хәлқиниң орнида елиниду», деди.
他对王说:“耶和华如此说:‘因你将我定要灭绝的人放去,你的命就必代替他的命,你的民也必代替他的民。’”
43 Шуниң билән Исраилниң падишаси хапа болуп, ғәшликкә чөмгән һалда Самарийәгә қайтип ордисиға кирди.
于是以色列王闷闷不乐地回到撒马利亚,进了他的宫。

< Падишаһлар 1 20 >