< Коринтлиқларға 1 11 >
1 Әнди силәрни шуниң үчүн тәрипләймәнки, и қериндашлар, һәммә ишларда силәр мени әсләп туруватисиләр, мән силәргә тапшурғинимдәк, көрсәтмиләрни тутуп келиватисиләр.
Be ye followers of me, as I also am of Christ.
Now I praise you, brethren, that in all things you are mindful of me: and keep my ordinances as I have delivered them to you.
3 Амма мән силәрниң һәр әрниң беши Мәсиһдур, аялниң беши әрдур вә Мәсиһниң беши Худадур дәп билишиңларни халаймән.
But I would have you know, that the head of every man is Christ; and the head of the woman is the man; and the head of Christ is God.
4 Шуңа, [ибадәткә қатнашқанда], һәр қандақ әр бешиға бир нәрсә артқан һалда дуа қилса яки бешарәт бәрсә, у өз бешиға һөрмәтсизлик қилған болиду.
Every man praying or prophesying with his head covered, disgraceth his head.
5 Амма [ибадәткә қатнашқанда], һәр қандақ аял бешиға бирәр нәрсә артмиған һалда дуа қилса яки бешарәт бәрсә, у өз бешиға һөрмәтсизлик қилған болиду; бундақ аялниң чечи чүшүрүветилгән, [рәсва қилинған] аялдин пәрқи йоқтур.
But every woman praying or prophesying with her head not covered, disgraceth her head: for it is all one as if she were shaven.
6 Аял кишиниң бешиға артқини йоқ болса, чачлири чүшүрүветилсун; аялға нисбәтән чачлириниң кесиветилиши яки чүшүрүветилиши уятлиқ иш болса, әнди униң бешиға бирәр артқини болсун.
For if a woman be not covered, let her be shorn. But if it be a shame to a woman to be shorn or made bald, let her cover her head.
7 Чүнки әр киши болса бешини япмаслиғи керәк; чүнки у Худаниң сүрәт-образи вә шан-шәривидур; амма аял киши болса әрниң шан-шәривидур.
The man indeed ought not to cover his head, because he is the image and glory of God; but the woman is the glory of the man.
8 Чүнки әр болса аялдин әмәс, бәлки аял әрдиндур.
For the man is not of the woman, but the woman of the man.
9 Шуниңдәк әр киши аял үчүн әмәс, аял киши әр үчүн яритилғандур.
For the man was not created for the woman, but the woman for the man.
10 Бу сәвәптин, һәм пәриштиләрниң сәвәвидин аял киши бешида һоқуқ[ниң] [бәлгисигә] егә болуши керәк.
Therefore ought the woman to have a power over her head, because of the angels.
11 Һалбуки, Рәбдә аял әрсиз болмас вә әр аялсиз болмас;
But yet neither is the man without the woman, nor the woman without the man, in the Lord.
12 чүнки аял әрдин чиқирилғинидәк, әр аял арқилиқ [туғулиду]; лекин һәммә иш Худадиндур.
For as the woman is of the man, so also is the man by the woman: but all things of God.
13 Өз көңлүңларда баһа бериңлар; аялларниң бешиға бир нәрсә артмай туруп Худаға дуа қилиши мувапиқму?
You yourselves judge: doth it become a woman, to pray unto God uncovered?
14 Тәбиәтниң өзи силәргә әр кишиниң узун чачлири болса униңға уят екәнлигини үгәтмидиму?
Doth not even nature itself teach you, that a man indeed, if he nourish his hair, it is a shame unto him?
15 Амма аял кишиниң узун чачлири болса, бу униңға шан-шәрәп болиду; чүнки униң узун чачлири униңға безәк-йепинча болсун дәп тәқдим қилинған.
But if a woman nourish her hair, it is a glory to her; for her hair is given to her for a covering.
16 [Бирисиниң бу ишлар тоғрилиқ] талаш-тартиш қилғуси болса, [шуни билсунки], бизләрдә һәм Худаниң җамаәтлиридиму шулардин башқа һеч қаидиләр йоқтур.
But if any man seem to be contentious, we have no such custom, nor the church of God.
17 Амма һазир демәкчи болған иш, йәни силәр жиғилған сорунларға кәлсәк, униңда силәрни тәриплимәймән; чүнки жиғилғиниңларниң нәтиҗиси пайдилиқ әмәс, бәлки зиянлиқ болуватиду.
Now this I ordain: not praising you, that you come together not for the better, but for the worse.
18 Чүнки биринчидин, силәр җамаәттә жиғилғиниңларда, араңларда гуруһларға бөлүнүшләр болғанлиғини аңлидим; бу гәпкә қисмән ишәндим.
For first of all I hear that when you come together in the church, there are schisms among you; and in part I believe it.
19 Араңларда бөлүнүшләр пәйда болмай қалмайду. Ундақ болмиғанда араңларда кимниң лаяқәтлик болғанлиғини көрүвалғили болмайтти.
For there must be also heresies: that they also, who are approved, may be made manifest among you.
20 Силәр бир йәргә җәм болғиниңларда, силәр [һәқиқәтән] «Рәбниң зияпити»дин йемәйсиләр.
When you come therefore together into one place, it is not now to eat the Lord’s supper.
21 Чүнки йегиниңларда һәр бириңлар башқиларниң йейишини күтмәйла өзүңлар елип кәлгән ғизани йәверисиләр-дә, бириси ач қалиду, йәнә бириси мәс болуп кетиду.
For every one taketh before his own supper to eat. And one indeed is hungry and another is drunk.
22 Йәп-ичишкә өз өйлириңлар йоқму? Худаниң җамаитини көзгә илмай, йоқсулларни хиҗаләткә қоймақчимусиләр? Силәргә немә десәм болар? Силәрни тәрипләмдимән? Яқ, силәрни тәриплимәймән.
What, have you not houses to eat and to drink in? Or despise ye the church of God; and put them to shame that have not? What shall I say to you? Do I praise you? In this I praise you not.
23 Чүнки мән силәргә [Рәбниң зияпити тоғрилиқ] йәткүзгәнлиримни өзүм Рәбдин тапшурувалғанмән; демәк, Рәб Әйсаға сатқунлуқ қилинған кечидә у қолиға нан елип,
For I have received of the Lord that which also I delivered unto you, that the Lord Jesus, the same night in which he was betrayed, took bread.
24 тәшәккүр ейтқандин кейин уни уштуп: «Мана, силәргә аталған Мениң теним; буни Мени әсләп туруш үчүн мошундақ қилиңлар» — деди.
And giving thanks, broke, and said: Take ye, and eat: this is my body, which shall be delivered for you: this do for the commemoration of me.
25 Шуниңдәк, ғизадин кейин у җамни қолиға елип: «Мана, бу җамдики шарап қенимда болған «йеңи әһдә»дур; һәр қетим буниңдин ичкиниңларда, Мени әсләп туруш үчүн шундақ қилиңлар» — деди.
In like manner also the chalice, after he had supped, saying: This chalice is the new testament in my blood: this do ye, as often as you shall drink, for the commemoration of me.
26 Чүнки силәр һәр қетим бу нандин йегән, бу җамдин ичкән болсаңлар, таки Униң қайтип келишигичә силәр Рәбниң өлүмини җакалиған болисиләр.
For as often as you shall eat this bread, and drink the chalice, you shall shew the death of the Lord, until he come.
27 Шуниң үчүн, кимки лаяқәтсиз һалда бу нанни йесә яки Рәбниң җамидин ичсә, Рәбниң тени һәм қениға нисбәтән гунакар болиду.
Therefore whosoever shall eat this bread, or drink the chalice of the Lord unworthily, shall be guilty of the body and of the blood of the Lord.
28 Шуниң үчүн һәр бирси бу ишлар үстидә өз-өзини тәкшүрүп, андин нандин йесун, җамдин ичсун.
But let a man prove himself: and so let him eat of that bread, and drink of the chalice.
29 Чүнки [Рәбниң] тенини пәриқ әтмәй туруп йегүчи вә ичкүчи һәр ким өзигә һөкүм-җазани йәткүзүп йәп-ичиду.
For he that eateth and drinketh unworthily, eateth and drinketh judgment to himself, not discerning the body of the Lord.
30 Бу сәвәптин араңлардики нурғун адәмләр зәиплишип кесәл болди, һәтта хелә бир қисми [өлүмдә] ухлап қалди.
Therefore are there many infirm and weak among you, and many sleep.
31 Лекин әгәр өз үстимизни тәкшүрүп һөкүм чиқарған болсақ, бешимизға [Рәбниң] һөкүм-җазаси чүшүрүлмәйдиған болиду.
But if we would judge ourselves, we should not be judged.
32 Амма гәрчә үстимизгә Рәб тәрипидин һөкүм-җазалар чүшүрүлгән болсиму, әмәлийәттә бу Униң бизгә чүшүргән «тәрбийә җазаси»дур; буниңдин мәхсәт, бизниң бу дуния билән бирликтә һалакәткә һөкүм қилинмаслиғимиз үчүндур.
But whilst we are judged, we are chastised by the Lord, that we be not condemned with this world.
33 Шуңа, и қериндашлар, [Рәбниң зияпитидә] йейишкә җәм болғиниңларда, [һәммәйлән толуқ кәлгичә] бир-бириңларни күтүңлар.
Wherefore, my brethren, when you come together to eat, wait for one another.
34 Бириси ач қосақ болса авал өйидә йәп кәлсун; шундақ қилип силәрниң җәм болушуңлар өзүңларға һөкүм-җаза йәткүзмәйдиған болиду. Қалған башқа мәсилиләрни болса, мән барғинимда тәртипкә салимән.
If any man be hungry, let him eat at home; that you come not together unto judgment. And the rest I will set in order, when I come.