Preface
Read
+
Publisher
Nainoia, Inc.
PO Box 462, Bellefonte, PA 16823
(814) 470-8028
Nainoia Inc, Publisher
LinkedIn/NAINOIA-INC
Third Party Publisher Resources
Request Custom Formatted Verses
Please contact us below
Submit your proposed corrections
I understand that the Aionian Bible republishes public domain and Creative Commons Bible texts and that volunteers may be needed to present the original text accurately. I also understand that apocryphal text is removed and most variant verse numbering is mapped to the English standard. I have entered my corrections under the verse(s) below. Proposed corrections to the Uyghur Bible (cyrillic script), 1-Corinthians Chapter 11 https://www.AionianBible.org/Bibles/Uyghur---Uyghur-Bible-Cyrillic/1-Corinthians/11 1) Әнди силәрни шуниң үчүн тәрипләймәнки, и қериндашлар, һәммә ишларда силәр мени әсләп туруватисиләр, мән силәргә тапшурғинимдәк, көрсәтмиләрни тутуп келиватисиләр. 2) 3) Амма мән силәрниң һәр әрниң беши Мәсиһдур, аялниң беши әрдур вә Мәсиһниң беши Худадур дәп билишиңларни халаймән. 4) Шуңа, [ибадәткә қатнашқанда], һәр қандақ әр бешиға бир нәрсә артқан һалда дуа қилса яки бешарәт бәрсә, у өз бешиға һөрмәтсизлик қилған болиду. 5) Амма [ибадәткә қатнашқанда], һәр қандақ аял бешиға бирәр нәрсә артмиған һалда дуа қилса яки бешарәт бәрсә, у өз бешиға һөрмәтсизлик қилған болиду; бундақ аялниң чечи чүшүрүветилгән, [рәсва қилинған] аялдин пәрқи йоқтур. 6) Аял кишиниң бешиға артқини йоқ болса, чачлири чүшүрүветилсун; аялға нисбәтән чачлириниң кесиветилиши яки чүшүрүветилиши уятлиқ иш болса, әнди униң бешиға бирәр артқини болсун. 7) Чүнки әр киши болса бешини япмаслиғи керәк; чүнки у Худаниң сүрәт-образи вә шан-шәривидур; амма аял киши болса әрниң шан-шәривидур. 8) Чүнки әр болса аялдин әмәс, бәлки аял әрдиндур. 9) Шуниңдәк әр киши аял үчүн әмәс, аял киши әр үчүн яритилғандур. 10) Бу сәвәптин, һәм пәриштиләрниң сәвәвидин аял киши бешида һоқуқ[ниң] [бәлгисигә] егә болуши керәк. 11) Һалбуки, Рәбдә аял әрсиз болмас вә әр аялсиз болмас; 12) чүнки аял әрдин чиқирилғинидәк, әр аял арқилиқ [туғулиду]; лекин һәммә иш Худадиндур. 13) Өз көңлүңларда баһа бериңлар; аялларниң бешиға бир нәрсә артмай туруп Худаға дуа қилиши мувапиқму? 14) Тәбиәтниң өзи силәргә әр кишиниң узун чачлири болса униңға уят екәнлигини үгәтмидиму? 15) Амма аял кишиниң узун чачлири болса, бу униңға шан-шәрәп болиду; чүнки униң узун чачлири униңға безәк-йепинча болсун дәп тәқдим қилинған. 16) [Бирисиниң бу ишлар тоғрилиқ] талаш-тартиш қилғуси болса, [шуни билсунки], бизләрдә һәм Худаниң җамаәтлиридиму шулардин башқа һеч қаидиләр йоқтур. 17) Амма һазир демәкчи болған иш, йәни силәр жиғилған сорунларға кәлсәк, униңда силәрни тәриплимәймән; чүнки жиғилғиниңларниң нәтиҗиси пайдилиқ әмәс, бәлки зиянлиқ болуватиду. 18) Чүнки биринчидин, силәр җамаәттә жиғилғиниңларда, араңларда гуруһларға бөлүнүшләр болғанлиғини аңлидим; бу гәпкә қисмән ишәндим. 19) Араңларда бөлүнүшләр пәйда болмай қалмайду. Ундақ болмиғанда араңларда кимниң лаяқәтлик болғанлиғини көрүвалғили болмайтти. 20) Силәр бир йәргә җәм болғиниңларда, силәр [һәқиқәтән] «Рәбниң зияпити»дин йемәйсиләр. 21) Чүнки йегиниңларда һәр бириңлар башқиларниң йейишини күтмәйла өзүңлар елип кәлгән ғизани йәверисиләр-дә, бириси ач қалиду, йәнә бириси мәс болуп кетиду. 22) Йәп-ичишкә өз өйлириңлар йоқму? Худаниң җамаитини көзгә илмай, йоқсулларни хиҗаләткә қоймақчимусиләр? Силәргә немә десәм болар? Силәрни тәрипләмдимән? Яқ, силәрни тәриплимәймән. 23) Чүнки мән силәргә [Рәбниң зияпити тоғрилиқ] йәткүзгәнлиримни өзүм Рәбдин тапшурувалғанмән; демәк, Рәб Әйсаға сатқунлуқ қилинған кечидә у қолиға нан елип, 24) тәшәккүр ейтқандин кейин уни уштуп: «Мана, силәргә аталған Мениң теним; буни Мени әсләп туруш үчүн мошундақ қилиңлар» — деди. 25) Шуниңдәк, ғизадин кейин у җамни қолиға елип: «Мана, бу җамдики шарап қенимда болған «йеңи әһдә»дур; һәр қетим буниңдин ичкиниңларда, Мени әсләп туруш үчүн шундақ қилиңлар» — деди. 26) Чүнки силәр һәр қетим бу нандин йегән, бу җамдин ичкән болсаңлар, таки Униң қайтип келишигичә силәр Рәбниң өлүмини җакалиған болисиләр. 27) Шуниң үчүн, кимки лаяқәтсиз һалда бу нанни йесә яки Рәбниң җамидин ичсә, Рәбниң тени һәм қениға нисбәтән гунакар болиду. 28) Шуниң үчүн һәр бирси бу ишлар үстидә өз-өзини тәкшүрүп, андин нандин йесун, җамдин ичсун. 29) Чүнки [Рәбниң] тенини пәриқ әтмәй туруп йегүчи вә ичкүчи һәр ким өзигә һөкүм-җазани йәткүзүп йәп-ичиду. 30) Бу сәвәптин араңлардики нурғун адәмләр зәиплишип кесәл болди, һәтта хелә бир қисми [өлүмдә] ухлап қалди. 31) Лекин әгәр өз үстимизни тәкшүрүп һөкүм чиқарған болсақ, бешимизға [Рәбниң] һөкүм-җазаси чүшүрүлмәйдиған болиду. 32) Амма гәрчә үстимизгә Рәб тәрипидин һөкүм-җазалар чүшүрүлгән болсиму, әмәлийәттә бу Униң бизгә чүшүргән «тәрбийә җазаси»дур; буниңдин мәхсәт, бизниң бу дуния билән бирликтә һалакәткә һөкүм қилинмаслиғимиз үчүндур. 33) Шуңа, и қериндашлар, [Рәбниң зияпитидә] йейишкә җәм болғиниңларда, [һәммәйлән толуқ кәлгичә] бир-бириңларни күтүңлар. 34) Бириси ач қосақ болса авал өйидә йәп кәлсун; шундақ қилип силәрниң җәм болушуңлар өзүңларға һөкүм-җаза йәткүзмәйдиған болиду. Қалған башқа мәсилиләрни болса, мән барғинимда тәртипкә салимән. Additional comments?
Refresh Captcha
The world's first Holy Bible un-translation!