< Тарих-тәзкирә 1 25 >
1 Давут билән қошунниң сәрдарлири Асаф, Һеман вә Йәдутунларниң оғуллириғиму вәзипә жүкләп, уларни чилтар, тәмбур вә җаң-җаңлар челип, бешарәт бериш хизмитигә қойди. Улардин вәзипигә қоюлғанларниң сани төвәндикичә:
2 Асафниң оғуллиридин Заккур, Йүсүп, Нитания вә Ашарилаһ бар еди; Асафниң оғуллириниң һәммиси Асафниң көрсәтмисигә қарайтти; Асаф падишаниң көрсәтмиси бойичә бешарәт берип сөзләйтти.
3 Йәдутунға кәлгәндә, униң Гәдалия, Зери, Йәшая, Шимәй, Һашабия вә Маттитияһ дегән алтә оғли болуп, атиси Йәдутунниң көрсәтмисигә қарайтти. Йәдутун Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтип мәдһийә оқуш үчүн чилтар челип бешарәт берәтти.
4 Һеманниң болса, униң Буккия, Маттания, Уззийәл, Шәбуйәл, Йәримот, Һанания, Һанани, Әлията, Гиддалти вә Ромамти-Езәр, Йошбикаша, Маллоти, Һотир вә Махазиот дегән оғуллири бар еди.
5 Буларниң һәммиси Һеманниң оғуллири болуп, Худаға болған мәдһийисини яңритиш үчүн қоюлған (Һеман болса падишаға Худаниң сөз-каламини йәткүзидиған алдин көргүчи еди); Худа Һеманға он төрт оғул, үч қиз ата қилған еди.
6 Буларниң һәммиси атилириниң башламчилиғида болуп, Пәрвәрдигарниң өйидә нәғмә-нава қилиш үчүн, җаң-җаң, тәмбур вә чилтар челип Худаниң өйидики вәзиписини өтәйтти. Асаф, Йәдутун вә Һеман [бу ишларда] падишаниң көрсәтмисигә қарайтти.
7 Улар вә уларниң қериндашлириниң сани җәмий икки йүз сәксән сәккиз еди (улар һәммиси Пәрвәрдигарни мәдһийиләш нәғмә-навалиғида алаһидә тәрбийә көргән, күй ейтишқа уста еди).
8 Булар чоң-кичигигә, устаз-шагиртлиғиға қаримай һәммиси бирдәк чәк тартип гуруппиларға бөлүнгән еди.
9 Биринчи чәк Асафниң оғли Йүсүпкә, иккинчи чәк Гәдалияға чиқти; у, униң инилири вә оғуллири болуп җәмий он икки киши еди;
10 үчинчи чәк Заккурға чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди;
11 төртинчи чәк Изриға чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди;
12 бәшинчи чәк Нәтанияға чиқти; у униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди;
13 алтинчи чәк Буккияға чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп он икки киши еди;
14 йәттинчи чәк Йәшарилаһқа чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди;
15 сәккизинчи чәк Йәшаяға чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди;
16 тоққузинчи чәк Маттанияға чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди;
17 онинчи чәк Шимәйгә чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди;
18 он биринчи чәк Азарәлгә чиқти; у вә униң оғуллири, инилири болуп җәмий он икки киши еди;
19 он иккинчи чәк Һасабияға чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди;
20 он үчинчи чәк Шубайәлгә чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди;
21 он төртинчи чәк Маттитияһқа чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди;
22 он бәшинчи чәк Йәримотқа чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди;
23 он алтинчи чәк Һананияға чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди;
24 он йәттинчи чәк Йошбикашаға чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди;
25 он сәккизинчи чәк Һананиға чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди;
26 он тоққузинчи чәк Маллотиға чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди;
27 жигирминчи чәк Әлиятаға чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди;
28 жигирмә биринчи чәк Һотирға чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди;
29 жигирмә иккинчи чәк Гиддалтиға чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди;
30 жигирмә үчинчи чәк Махазиотқа чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди;
31 жигирмә төртинчи чәк Ромамти-Езәргә чиқти; у, униң оғуллири вә инилири болуп җәмий он икки киши еди.