< Тарих-тәзкирә 1 24 >
1 Һарун әвлатлириниң нөвәтчиликкә бөлүнүши төвәндикичә: Һарунниң оғли Надаб, Абиһу, Әлиазар вә Итамар.
2 Надаб билән Абиһу атисидин бурун өлүп кәткән һәм пәрзәнт көрмигән еди; шуңа Әлиазар билән Итамар каһинлиқни тутатти.
3 Давут вә Әлиазарниң әвлатлиридин Задок вә Итамарниң әвлатлиридин Ахимәләк уларниң қериндашлирини гуруппиларға бөлүп, вәзиписи бойичә ишқа қойди;
4 Әлиазарниң әвлатлиридин җәмәт беши болғанлар Итамарниң әвлатлиридин җәмәт беши болғанлардин көп екәнлигини билип, уларни шуниңға асасән айрип нөвәт-гуруппиларға бөлди. Әлиазарниң әвлатлиридин җәмәт беши болғанлар он алтә киши еди, Итамарниң әвлатлиридин җәмәт беши болғанлар сәккиз киши еди;
5 улар чәк ташлаш йоли билән тәңшәп нөвәт-гуруппиларға бөлүнди. Шундақ қилип муқәддәсханидики ишларға мәсъул болғанлар вә Худаниң алдидики ишларға мәсъул болғанлар һәм Әлиазарниң әвлатлиридинму һәм Итамарниң әвлатлиридинму болди.
6 Лавий Нәтанәлниң оғли Шемая катип болса падиша, әмәлдарлар, каһин Задок, Абиятарниң оғли Ахимәләк, шундақла каһинларниң вә Лавийларниң җәмәт башлиқлири алдида уларниң исмини пүтүп қойди. Әлиазарниң әвлатлири ичидин бир җәмәт талланди, андин Итамарниң әвлатлири ичидинму бир җәмәт талланди.
7 Биринчи чәк Йәһоярибқа, иккинчи чәк Йәдаяға,
8 үчинчи чәк Һаримға, төртинчи чәк Сеоримға,
9 бәшинчи чәк Малкияға, алтинчи чәк Мияминға,
10 йәттинчи чәк Һаккозға, сәккизинчи чәк Абияға,
11 тоққузинчи чәк Йәшуаға, онинчи чәк Шеканияға,
12 он биринчи чәк Әлияшибқа, он иккинчи чәк Якимға,
13 он үчинчи чәк Һуппаға, он төртинчи чәк Йәшәбиабқа,
14 он бәшинчи чәк Билгаһқа, он алтинчи чәк Иммәргә,
15 он йәттинчи чәк Һезирға, он сәккизинчи чәк Һаппизәзгә,
16 он тоққузинчи чәк Питаһияға, жигирминчи чәк Йәһәзкәлгә,
17 жигирмә биринчи чәк Яқинға, жигирмә иккинчи чәк Гамулға,
18 жигирмә үчинчи чәк Делаяға, жигирмә төртинчи чәк Маазияға чиқти.
19 Мана бу уларниң хизмәт тәртиви; бу Исраилниң Худаси Пәрвәрдигар уларниң атиси Һарунниң вастиси билән буйруған низам бойичә, Пәрвәрдигарниң өйигә кириш нөвити еди.
20 Лавийниң қалған әвлатлири мунулар: Амрамниң әвлатлиридин Шубайәл; Шубайәлниң әвлатлири ичидә Йәһдея бар еди.
21 Рәһабияға кәлсәк, униң оғуллири, җүмлидин тунҗа оғли Йишия бар еди.
22 Изһарниң оғуллири ичидә Шеломот; Шеломотниң оғуллири ичидә Җаһат бар еди.
23 Һебронниң оғуллири: тунҗа оғли Йәрия, иккинчиси Амария, үчинчиси Яһазийәл, төртинчиси Җәкамиям еди.
24 Уззийәлниң оғуллири: Микаһ; Микаһниң оғуллиридин Шамир бар еди.
25 Микаһниң иниси Исшия еди; Йисшияниң оғуллири ичидә Зәкәрия бар еди.
26 Мәрариниң оғуллири: Маһли вә Муши; Яазияниң оғли Бено еди.
27 Мәрариниң оғли Яазиядин болған әвлатлири Бено, Шоһам, Заккур вә Ибри бар еди.
28 Маһлиниң оғли Әлиазар еди; Әлиазарниң оғли йоқ еди.
29 Кишкә кәлсәк, униң оғуллири ичидә Йәраһмийәл бар еди.
30 Мушиниң оғуллири Маһли, Едәр вә Йәримот еди. Жуқириқиларниң һәммиси Лавийниң әвлатлири болуп, җәмәтлири бойичә пүтүлгән еди.
31 Уларму уларниң қериндашлири Һарунниң әвлатлириға охшаш, Давут падиша, Задок, Ахимәләк вә шуниңдәк каһинлар вә Лавийларниң җәмәт башлиқлириниң алдида чәк тартти; һәр қайси җәмәт башлири вә уларниң туққанлиридин әң кичиклириму охшашла чәк тартти.