< Тарих-тәзкирә 1 19 >

1 Кейинки вақитларда шундақ болдики, Аммонларниң падишаси Наһаш өлди; оғли Һанун орниға падиша болди.
Keyinki waⱪitlarda xundaⱪ boldiki, Ammonlarning padixaⱨi Naⱨax ɵldi; oƣli Ⱨanun orniƣa padixaⱨ boldi.
2 Давут: «Наһаш маңа илтипат көрсәткини үчүн, униң оғли Һанунға илтипат көрситимән» дәп, атисиниң пәтисигә униң көңлини сорашқа Һанунниң йениға әлчиләрни әвәтти. Давутниң әлчилири Аммонларниң зиминға йетип келип, көңлини сориғили Һанун билән көрүшмәкчи болди.
Dawut: «Naⱨax manga iltipat kɵrsǝtkini üqün, uning oƣli Ⱨanunƣa iltipat kɵrsitimǝn» dǝp, atisining pǝtisigǝ uning kɵnglini soraxⱪa Ⱨanunning yeniƣa ǝlqilǝrni ǝwǝtti. Dawutning ǝlqiliri Ammonlarning zeminƣa yetip kelip, kɵnglini soriƣili Ⱨanun bilǝn kɵrüxmǝkqi boldi.
3 Лекин Аммонларниң әмәлдарлири Һанунға: «Давутни растла атилириниң иззәт-һөрмитини қилип силигә көңүл сориғили адәм әвәтипту, дәп қарамла? Униң хизмәткарлириниң өзлириниң алдилириға келиши бу йәрни күзитиш, ағдурмичилиқ қилиш, чарлаш үчүн әмәсмиду?» — деди.
Lekin Ammonlarning ǝmǝldarliri Ⱨanunƣa: «Dawutni rastla atilirining izzǝt-ⱨɵrmitini ⱪilip siligǝ kɵngül soriƣili adǝm ǝwǝtiptu, dǝp ⱪaramla? Uning hizmǝtkarlirining ɵzlirining aldiliriƣa kelixi bu yǝrni küzitix, aƣdurmiqiliⱪ ⱪilix, qarlax üqün ǝmǝsmidu?» — dedi.
4 Шуниң билән Һанун Давутниң хизмәткарлирини тутуп, уларниң сақал-бурутлирини чүшүргүзиветип һәм кийимлириниң бәлдин төвинини кәстүрүветип андин уларни қоювәтти.
Xuning bilǝn Ⱨanun Dawutning hizmǝtkarlirini tutup, ularning saⱪal-burutlirini qüxürgüziwetip ⱨǝm kiyimlirining bǝldin tɵwinini kǝstürüwetip andin ularni ⱪoyuwǝtti.
5 Бәзиләр келип Давутқа әлчиләрниң әһвалини уқтурди; у уларни күтүвелишқа алдиға адәм әвәтти, чүнки улар толиму иза-аһанәттә қалған еди. Шуңа падиша уларға: «Сақал-бурутиңлар өскичилик Йерихо шәһиридә туруп андин йенип келиңлар» деди.
Bǝzilǝr kelip Dawutⱪa ǝlqilǝrning ǝⱨwalini uⱪturdi; u ularni kütüwelixⱪa aldiƣa adǝm ǝwǝtti, qünki ular tolimu iza-aⱨanǝttǝ ⱪalƣanidi. Xunga padixaⱨ ularƣa: «Saⱪal-burutinglar ɵskiqilik Yeriho xǝⱨiridǝ turup andin yenip kelinglar» dedi.
6 Аммонлар өзлириниң Давутниң нәпритигә учриғанлиғини билди, Һанун вә Аммонлар Арам-Наһараим, Арам-Маакаһ вә Зобаһдин җәң һарвуси вә атлиқ ләшкәр яллашқа адәм әвәтип миң талант күмүч бәрди.
Ammonlar ɵzlirining Dawutning nǝpritigǝ uqriƣanliⱪini bildi, Ⱨanun wǝ Ammonlar Aram-Naⱨaraim, Aram-Maakaⱨ wǝ Zobaⱨdin jǝng ⱨarwisi wǝ atliⱪ lǝxkǝr yallaxⱪa adǝm ǝwǝtip ming talant kümüx bǝrdi.
7 Улар оттуз икки миң җәң һарвуси, шундақла Маакаһ падишаси билән униң қошунини ялливалди; улар Мәдәбаниң алдиға келип баргаһ қурди. Аммонларму җәң қилиш үчүн һәр қайси шәһәрлиридин келип җәм болушти.
Ular ottuz ikki ming jǝng ⱨarwisi, xundaⱪla Maakaⱨ padixaⱨi bilǝn uning ⱪoxunini yalliwaldi; ular Mǝdǝbaning aldiƣa kelip bargaⱨ ⱪurdi. Ammonlarmu jǝng ⱪilix üqün ⱨǝrⱪaysi xǝⱨǝrliridin kelip jǝm boluxti.
8 Давут буни аңлап Йоаб билән барлиқ әскәр қошунини [уларниң алдиға] чиқарди.
Dawut buni anglap Yoab bilǝn barliⱪ ǝskǝr ⱪoxunini [ularning aldiƣa] qiⱪardi.
9 Аммонлар чиқип шәһәр дәрвазисиниң алдида сәп түзүп турди; җәңгә атлинип чиққан падишаларму далада айрим сәп түзүп турушти.
Ammonlar qiⱪip xǝⱨǝr dǝrwazisining aldida sǝp tüzüp turdi; jǝnggǝ atlinip qiⱪⱪan padixaⱨlarmu dalada ayrim sǝp tüzüp turuxti.
10 Йоаб өзиниң алди-кәйнидин һуҗумға учрайдиғанлиғини көрүп, пүтүн Исраилдин бир қисим сәрхил адәмләрни таллап, Сурийләр билән җәң қилишқа уларни сәптә турғузди;
Yoab ɵzining aldi-kǝynidin ⱨujumƣa uqraydiƣanliⱪini kɵrüp, pütün Israildin bir ⱪisim sǝrhil adǝmlǝrni tallap, Suriylǝr bilǝn jǝng ⱪilixⱪa ularni sǝptǝ turƣuzdi;
11 у қалған адәмлирини иниси Абишайға тапшурди, шуниңдәк улар өзлирини Аммонлар билән җәң қилишқа сәп қилип тәйярлиди.
u ⱪalƣan adǝmlirini inisi Abixayƣa tapxurdi, xuningdǝk ular ɵzlirini Ammonlar bilǝn jǝng ⱪilixⱪa sǝp ⱪilip tǝyyarlidi.
12 Йоаб Абишайға: «Әгәр Сурийләр маңа күчлүк кәлсә, сән маңа ярдәм бәргәйсән; амма Аммонлар саңа күчлүк кәлсә, мән берип саңа ярдәм берәй.
Yoab Abixayƣa: «Əgǝr Suriylǝr manga küqlük kǝlsǝ, sǝn manga yardǝm bǝrgǝysǝn; ǝmma Ammonlar sanga küqlük kǝlsǝ, mǝn berip sanga yardǝm berǝy.
13 Җүръәтлик болғин! Өз хәлқимиз үчүн вә Худайимизниң шәһәрлири үчүн батурлуқ қилайли. Пәрвәрдигар Өзигә лайиқ көрүнгинини қилғай! — деди.
Jür’ǝtlik bolƣin! Ɵz hǝlⱪimiz üqün wǝ Hudayimizning xǝⱨǝrliri üqün baturluⱪ ⱪilayli. Pǝrwǝrdigar Ɵzigǝ layiⱪ kɵrünginini ⱪilƣay! — dedi.
14 Әнди Йоаб вә униң билән болған адәмләр Сурийләргә һуҗум қилғили чиқти; Сурийләр униң алдидин қачти.
Əmdi Yoab wǝ uning bilǝn bolƣan adǝmlǝr Suriylǝrgǝ ⱨujum ⱪilƣili qiⱪti; Suriylǝr uning aldidin ⱪaqti.
15 Сурийләрниң қачқанлиғини көргән Аммонларму Йоабниң иниси Абишайниң алдидин қечип, шәһәргә киривалди. Андин Йоаб Йерусалимға қайтип кәлди.
Suriylǝrning ⱪaqⱪanliⱪini kɵrgǝn Ammonlarmu Yoabning inisi Abixayning aldidin ⱪeqip, xǝⱨǝrgǝ kiriwaldi. Andin Yoab Yerusalemƣa ⱪaytip kǝldi.
16 Сурийләр болса өзлириниң Исраилларниң алдида мәғлуп болғинини көргәндә, әлчи әвәтип, [Әфрат] дәриясиниң у тәрипидики Сурийләрни чақиртип кәлди. Һададезәрниң қошуниниң сәрдари болған Шофақ уларға йетәкчи еди.
Suriylǝr bolsa ɵzlirining Israillarning aldida mǝƣlup bolƣinini kɵrgǝndǝ, ǝlqi ǝwǝtip, [Əfrat] dǝryasining u tǝripidiki Suriylǝrni qaⱪirtip kǝldi. Ⱨadad’ezǝrning ⱪoxunining sǝrdari bolƣan Xofaⱪ ularƣa yetǝkqi idi.
17 Буниңдин хәвәр тапқан Давут пүткүл Исраил хәлқини жиғип Иордан дәриясидин өтүп, Сурийләрниң йениға келип уларға қарши сәп түзүп турди. Давутниң сәп түзгәнлигини көргән Сурийләр җәңгә атланди.
Buningdin hǝwǝr tapⱪan Dawut pütkül Israil hǝlⱪini yiƣip Iordan dǝryasidin ɵtüp, Suriylǝrning yeniƣa kelip ularƣa ⱪarxi sǝp tüzüp turdi. Dawutning sǝp tüzgǝnlikini kɵrgǝn Suriylǝr jǝnggǝ atlandi.
18 Сурийләр Исраилларниң алдидин қачти; Давут Сурийләрдин йәттә миң җәң һарвулиқни вә қириқ миң пиядә ләшкәрни өлтүрди вә йәнә Сурийләрниң сәрдари Шофақни өлтүрди.
Suriylǝr Israillarning aldidin ⱪaqti; Dawut Suriylǝrdin yǝttǝ ming jǝng ⱨarwiliⱪni wǝ ⱪiriⱪ ming piyadǝ lǝxkǝrni ɵltürdi wǝ yǝnǝ Suriylǝrning sǝrdari Xofaⱪni ɵltürdi.
19 Һададезәрниң әмәлдарлири Исраил алдида йеңилгинини көргәндә, Давут билән сүлһ қилип униңға беқинди; шуниңдин кейин Сурийләр иккинчи Аммонийларға ярдәм беришни халимайдиған болди.
Ⱨadad’ezǝrning ǝmǝldarliri Israil aldida yengilginini kɵrgǝndǝ, Dawut bilǝn sülⱨ ⱪilip uningƣa beⱪindi; xuningdin keyin Suriylǝr ikkinqi Ammoniylarƣa yardǝm berixni halimaydiƣan boldi.

< Тарих-тәзкирә 1 19 >