Preface
Read
+
Publisher
Nainoia, Inc.
PO Box 462, Bellefonte, PA 16823
(814) 470-8028
Nainoia Inc, Publisher
LinkedIn/NAINOIA-INC
Third Party Publisher Resources
Request Custom Formatted Verses
Please contact us below
Submit your proposed corrections
I understand that the Aionian Bible republishes public domain and Creative Commons Bible texts and that volunteers may be needed to present the original text accurately. I also understand that apocryphal text is removed and most variant verse numbering is mapped to the English standard. I have entered my corrections under the verse(s) below. Proposed corrections to the Uyghur Bible (cyrillic script), 1-Chronicles Chapter 19 https://www.AionianBible.org/Bibles/Uyghur---Uyghur-Bible-Cyrillic/1-Chronicles/19 1) Кейинки вақитларда шундақ болдики, Аммонларниң падишаси Наһаш өлди; оғли Һанун орниға падиша болди. 2) Давут: «Наһаш маңа илтипат көрсәткини үчүн, униң оғли Һанунға илтипат көрситимән» дәп, атисиниң пәтисигә униң көңлини сорашқа Һанунниң йениға әлчиләрни әвәтти. Давутниң әлчилири Аммонларниң зиминға йетип келип, көңлини сориғили Һанун билән көрүшмәкчи болди. 3) Лекин Аммонларниң әмәлдарлири Һанунға: «Давутни растла атилириниң иззәт-һөрмитини қилип силигә көңүл сориғили адәм әвәтипту, дәп қарамла? Униң хизмәткарлириниң өзлириниң алдилириға келиши бу йәрни күзитиш, ағдурмичилиқ қилиш, чарлаш үчүн әмәсмиду?» — деди. 4) Шуниң билән Һанун Давутниң хизмәткарлирини тутуп, уларниң сақал-бурутлирини чүшүргүзиветип һәм кийимлириниң бәлдин төвинини кәстүрүветип андин уларни қоювәтти. 5) Бәзиләр келип Давутқа әлчиләрниң әһвалини уқтурди; у уларни күтүвелишқа алдиға адәм әвәтти, чүнки улар толиму иза-аһанәттә қалған еди. Шуңа падиша уларға: «Сақал-бурутиңлар өскичилик Йерихо шәһиридә туруп андин йенип келиңлар» деди. 6) Аммонлар өзлириниң Давутниң нәпритигә учриғанлиғини билди, Һанун вә Аммонлар Арам-Наһараим, Арам-Маакаһ вә Зобаһдин җәң һарвуси вә атлиқ ләшкәр яллашқа адәм әвәтип миң талант күмүч бәрди. 7) Улар оттуз икки миң җәң һарвуси, шундақла Маакаһ падишаси билән униң қошунини ялливалди; улар Мәдәбаниң алдиға келип баргаһ қурди. Аммонларму җәң қилиш үчүн һәр қайси шәһәрлиридин келип җәм болушти. 8) Давут буни аңлап Йоаб билән барлиқ әскәр қошунини [уларниң алдиға] чиқарди. 9) Аммонлар чиқип шәһәр дәрвазисиниң алдида сәп түзүп турди; җәңгә атлинип чиққан падишаларму далада айрим сәп түзүп турушти. 10) Йоаб өзиниң алди-кәйнидин һуҗумға учрайдиғанлиғини көрүп, пүтүн Исраилдин бир қисим сәрхил адәмләрни таллап, Сурийләр билән җәң қилишқа уларни сәптә турғузди; 11) у қалған адәмлирини иниси Абишайға тапшурди, шуниңдәк улар өзлирини Аммонлар билән җәң қилишқа сәп қилип тәйярлиди. 12) Йоаб Абишайға: «Әгәр Сурийләр маңа күчлүк кәлсә, сән маңа ярдәм бәргәйсән; амма Аммонлар саңа күчлүк кәлсә, мән берип саңа ярдәм берәй. 13) Җүръәтлик болғин! Өз хәлқимиз үчүн вә Худайимизниң шәһәрлири үчүн батурлуқ қилайли. Пәрвәрдигар Өзигә лайиқ көрүнгинини қилғай! — деди. 14) Әнди Йоаб вә униң билән болған адәмләр Сурийләргә һуҗум қилғили чиқти; Сурийләр униң алдидин қачти. 15) Сурийләрниң қачқанлиғини көргән Аммонларму Йоабниң иниси Абишайниң алдидин қечип, шәһәргә киривалди. Андин Йоаб Йерусалимға қайтип кәлди. 16) Сурийләр болса өзлириниң Исраилларниң алдида мәғлуп болғинини көргәндә, әлчи әвәтип, [Әфрат] дәриясиниң у тәрипидики Сурийләрни чақиртип кәлди. Һададезәрниң қошуниниң сәрдари болған Шофақ уларға йетәкчи еди. 17) Буниңдин хәвәр тапқан Давут пүткүл Исраил хәлқини жиғип Иордан дәриясидин өтүп, Сурийләрниң йениға келип уларға қарши сәп түзүп турди. Давутниң сәп түзгәнлигини көргән Сурийләр җәңгә атланди. 18) Сурийләр Исраилларниң алдидин қачти; Давут Сурийләрдин йәттә миң җәң һарвулиқни вә қириқ миң пиядә ләшкәрни өлтүрди вә йәнә Сурийләрниң сәрдари Шофақни өлтүрди. 19) Һададезәрниң әмәлдарлири Исраил алдида йеңилгинини көргәндә, Давут билән сүлһ қилип униңға беқинди; шуниңдин кейин Сурийләр иккинчи Аммонийларға ярдәм беришни халимайдиған болди. Additional comments?
Refresh Captcha
The world's first Holy Bible un-translation!