< Тарих-тәзкирә 1 18 >

1 Шу иштин кейин шундақ болдики, Давут Филистийләргә һуҗум қилип уларни бойсундуруп, уларниң қолидин Гатни вә униңға тәвә йеза-кәнтләрни тартивалди.
此后,大卫攻打非利士人,把他们治服,从他们手下夺取了迦特和属迦特的村庄;
2 У йәнә Моабийларға һуҗум қилди; Моабийлар униңға беқинип, олпан төләйдиған болди.
又攻打摩押,摩押人就归服大卫,给他进贡。
3 Зобаһниң падишаси Һададезәр өз тәвәсини Әфрат дәриясиғичә кеңәйтишкә атлинип чиққанда, Давут таки Хаматқа қәдәр униңға һуҗум қилди.
琐巴王哈大利谢往 幼发拉底河去,要坚定自己的国权,大卫就攻打他,直到哈马,
4 Давут униң миң җәң һарвусини олҗа алди, йәттә миң атлиқ ләшкирини, жигирмә миң пиядә ләшкирини әсир алди. Давут барлиқ җәң һарвулириниң атлириниң пейини қирқитиветип, пәқәт йүз һарвуға қошқидәк атнила елип қалди.
夺了他的战车一千,马兵七千,步兵二万,将拉战车的马砍断蹄筋,但留下一百辆车的马。
5 Дәмәшқтики Сурийләр Зобаһниң падишаси Һададезәргә ярдәм беришкә кәлди; Давут Сурийләрдин жигирмә икки миң әскәрни өлтүрди.
大马士革的亚兰人来帮助琐巴王哈大利谢,大卫就杀了亚兰人二万二千。
6 Давут Сурийәдики Дәмәшқ райониға қаравул әтрәтлирини турғузувиди, Сурийләр Давутқа беқинип, униңға олпан төләйдиған болди. Давут қәйәргә [җәңгә] чиқмисун, Пәрвәрдигар уни қоғдап турди.
于是大卫在大马士革的亚兰地设立防营,亚兰人就归服他,给他进贡。大卫无论往哪里去,耶和华都使他得胜。
7 Давут Һададезәрниң хизмәткарлири ишлитидиған алтун қалқанларниң һәммисини Йерусалимға елип қайтти.
他夺了哈大利谢臣仆所拿的金盾牌带到耶路撒冷。
8 У йәнә Һададезәргә тәвә Тибһат билән кундин ибарәт икки шәһәрдин нурғун мис олҗа алди; кейинки заманларда Сулайман мошу мисларни ишлитип мис көл, мис түврүкләр вә башқа барлиқ мис әсвапларни ясатқан.
大卫又从属哈大利谢的提巴和均二城中夺取了许多的铜。后来所罗门用此制造铜海、铜柱,和一切的铜器。
9 Хамат падишаси Тов Давутниң Зобаһ падишаси Һададезәрниң пүтүн қошунини мәғлуп қиғанлиғини аңлап,
哈马王陀乌听见大卫杀败琐巴王哈大利谢的全军,
10 Өз оғли Һадорамни Давутқа салам берип, униң Һададезәр билән җәң қилип, уни мәғлуп қилған ғәлибисини тәбрикләшкә әвәтти. Чүнки Тов әслидә Һададезәр билән дайим урушуп туратти. Һадорам һәр хил алтун, күмүч, мис әсвап-җабдуқларни соға қилип әкәлди.
就打发他儿子哈多兰去见大卫王,问他的安,为他祝福,因为他杀败了哈大利谢(原来陀乌与哈大利谢常常争战)。哈多兰带了金银铜的各样器皿来。
11 Давут падиша бу әсвап-җабдуқларни һәр қайси әлләрдин, җүмлидин Едом, Моаб, Аммонлардин, Филистийләрдин вә Амаләкләрдин олҗа алған алтун-күмүчләр билән қошуп һәммисини Пәрвәрдигарға беғишлиди.
大卫王将这些器皿,并从各国夺来的金银,就是从以东、摩押、亚扪、非利士、亚玛力人所夺来的,都分别为圣献给耶和华。
12 Зәруияниң оғли Абишай «Шор вадиси»да Едомийлардин он сәккиз миң адәмни өлтүрди.
洗鲁雅的儿子亚比筛在盐谷击杀了以东一万八千人。
13 Давут Едомда қаравул әтрәтлирини турғузди; Едомларниң һәммиси Давутқа беқинди. Давут қәйәргә җәңгә чиқмисун, Пәрвәрдигар уни қоғдап турди.
大卫在以东地设立防营,以东人就都归服他。大卫无论往哪里去,耶和华都使他得胜。
14 Давут падиша болуп пүтүн Исраил үстигә һөкүмранлиқ қилип, барлиқ хәлқигә адаләт вә һәққанийлиқ билән муамилә қилди.
大卫作以色列众人的王,又向众民秉公行义。
15 Зәруияниң оғли Йоаб қошунға сәрдар, Аһилудниң оғли Йәһошафат мирза,
洗鲁雅的儿子约押作元帅;亚希律的儿子约沙法作史官;
16 Ахитубниң оғли Задок билән Абиятарниң оғли Абимәләк [баш] каһин, Шавша катип,
亚希突的儿子撒督和亚比亚他的儿子亚希米勒作祭司长;沙威沙作书记;
17 Йәһояданиң оғли Беная Кәрәтийләр билән Пәләтийләрниң йолбашчиси еди; Давутниң оғуллири униң йенидики әмәлдарлар болди.
耶何耶大的儿子比拿雅统辖基利提人和比利提人。大卫的众子都在王的左右作领袖。

< Тарих-тәзкирә 1 18 >