< שמות 25 >

וידבר יהוה אל משה לאמר׃ 1
Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: —
דבר אל בני ישראל ויקחו לי תרומה מאת כל איש אשר ידבנו לבו תקחו את תרומתי׃ 2
Сән Исраилларға ейтқин, улар Маңа бир «көтәрмә һәдийә»ни кәлтүрсун; кимниң көңли һәдийә сунушқа хуш болса, униңдин Маңа сунулидиған «көтәрмә һәдийә»ни тапшурувелиңлар.
וזאת התרומה אשר תקחו מאתם זהב וכסף ונחשת׃ 3
Силәр улардин тапшурувалидиған көтәрмә һәдийә: — Алтун, күмүч, мис,
ותכלת וארגמן ותולעת שני ושש ועזים׃ 4
көк, сөсүн вә қизил рәңлик жип, канап рәхт, тивит,
וערת אילם מאדמים וערת תחשים ועצי שטים׃ 5
қизил боялған қочқарниң терилири, делфинниң терилири, акатсийә яғичи,
שמן למאר בשמים לשמן המשחה ולקטרת הסמים׃ 6
чирақ үчүн зәйтун мейи, «мәсиһләш мейи» вә хушбуй үчүн хушбуй дора-дәрмәкләр,
אבני שהם ואבני מלאים לאפד ולחשן׃ 7
әфод билән «қошен»ға орнитилидиған ақ һеқиқ вә башқа есил ташлар болсун.
ועשו לי מקדש ושכנתי בתוכם׃ 8
Мениң өзлири арисида макан қилишим үчүн [шулардин] Маңа бир муқәддәс туралғуни ясисун.
ככל אשר אני מראה אותך את תבנית המשכן ואת תבנית כל כליו וכן תעשו׃ 9
Уни Мән саңа барлиқ көрсәтмәкчи болғинимға асасән, йәни ибадәт чедириниң нусхиси вә барлиқ әсвап-сайманлириниң нусхисиға опохшаш қилип ясаңлар.
ועשו ארון עצי שטים אמתים וחצי ארכו ואמה וחצי רחבו ואמה וחצי קמתו׃ 10
Улар акатсийә яғичидин бир сандуқ ясисун. Униң узунлуғи икки йерим гәз, кәңлиги бир йерим гәз, егизлиги бир йерим гәз болсун.
וצפית אתו זהב טהור מבית ומחוץ תצפנו ועשית עליו זר זהב סביב׃ 11
Сән уни сап алтун билән қаплиғин; ичи вә сиртини алтун билән қаплап, униң үстүнки қисминиң чөрисигә алтундин гирвәк чиқар.
ויצקת לו ארבע טבעת זהב ונתתה על ארבע פעמתיו ושתי טבעת על צלעו האחת ושתי טבעת על צלעו השנית׃ 12
Униңға алтундин төрт һалқа қуйдуруп, төрт четиқиға бекиткин. Бир тәрипигә икки һалқа, йәнә бир тәрипигә икки һалқа болсун.
ועשית בדי עצי שטים וצפית אתם זהב׃ 13
Сән һәм акатсийә яғичидин икки балдақ ясап, һәр иккисини алтун билән қаплиғин;
והבאת את הבדים בטבעת על צלעת הארן לשאת את הארן בהם׃ 14
андин сандуқ улар арқилиқ көтирилсун дәп, балдақларни сандуқниң икки йенидики һалқилиридин өткүзүп қойғин.
בטבעת הארן יהיו הבדים לא יסרו ממנו׃ 15
Балдақлар һемишә сандуқтики һалқида турсун; улар униңдин чиқирилмисун.
ונתת אל הארן את העדת אשר אתן אליך׃ 16
Мән саңа беридиған һөкүм-гувалиқни сандуққа қойғин.
ועשית כפרת זהב טהור אמתים וחצי ארכה ואמה וחצי רחבה׃ 17
Сандуқниң [япқучи сүпитидә] сән алтундин узунлуғи икки йерим гәз, кәңлиги бир йерим гәз болған бир «кафарәт тәхти» ясиғин.
ועשית שנים כרבים זהב מקשה תעשה אתם משני קצות הכפרת׃ 18
Икки керубни алтундин соқуп ясиғин. Уларни кафарәт тәхтиниң икки тәрипигә орнатқин.
ועשה כרוב אחד מקצה מזה וכרוב אחד מקצה מזה מן הכפרת תעשו את הכרבים על שני קצותיו׃ 19
Бир керубни бир тәрипигә, йәнә бир керубни йәнә бир тәрипигә орнитиш үчүн ясиғин. Икки тәрипидики керубларни кафарәт тәхти билән бир гәвдә қилиңлар.
והיו הכרבים פרשי כנפים למעלה סככים בכנפיהם על הכפרת ופניהם איש אל אחיו אל הכפרת יהיו פני הכרבים׃ 20
Керублар бир-биригә йүзләнсун, қанатлирини кафарәт тәхтиниң үстигә керип, қанатлири билән уни япсун; керубларниң йүзи кафарәт тәхтигә қаритилсун.
ונתת את הכפרת על הארן מלמעלה ואל הארן תתן את העדת אשר אתן אליך׃ 21
Сән кафарәт тәхтини сандуқниң үстигә қоюп, Мән саңа беридиған һөкүм-гувалиқни сандуқниң ичигә қойғин.
ונועדתי לך שם ודברתי אתך מעל הכפרת מבין שני הכרבים אשר על ארן העדת את כל אשר אצוה אותך אל בני ישראל׃ 22
Мән шу йәрдә сән билән көрүшимән; кафарәт тәхти үстидә, йәни һөкүм-гувалиқ сандуғиниң үстидики икки керубниң оттурисида туруп саңа Исраилларға йәткүзүшкә тапшуридиған барлиқ әмирлирим тоғрисида сөз қилимән.
ועשית שלחן עצי שטים אמתים ארכו ואמה רחבו ואמה וחצי קמתו׃ 23
Һәм акатсийә яғичидин узунлуғи икки гәз, кәңлиги бир гәз, егизлиги бир йерим гәз болған бир ширә ясиғин.
וצפית אתו זהב טהור ועשית לו זר זהב סביב׃ 24
Уни сап алтун билән қаплап, униң үстүнки қисминиң чөрисигә алтундин гирвәк чиқар.
ועשית לו מסגרת טפח סביב ועשית זר זהב למסגרתו סביב׃ 25
Сән ширәниң чөрисигә төрт илик егизликтә бир ләв ясиғин; бу ләвниң чөрисигиму алтундин бир гирвәк чиқар.
ועשית לו ארבע טבעת זהב ונתת את הטבעת על ארבע הפאת אשר לארבע רגליו׃ 26
Сән у ширәгә алтундин төрт һалқа ясап, бу һалқиларни ширәниң төрт бүҗигидики четиққа орнатқин.
לעמת המסגרת תהיין הטבעת לבתים לבדים לשאת את השלחן׃ 27
Ширәни көтиришкә балдақлар өткүзүлсун дәп, һалқилар ширә левигә йеқин бекитилсун.
ועשית את הבדים עצי שטים וצפית אתם זהב ונשא בם את השלחן׃ 28
Балдақларни акатсийә яғичидин ясап, алтун билән қаплиғин; ширә улар арқилиқ көтирилиду.
ועשית קערתיו וכפתיו וקשותיו ומנקיתיו אשר יסך בהן זהב טהור תעשה אתם׃ 29
Ширәгә яндап легән, қача-тәхсә, пиялә вә «шарап һәдийәлири»ни чачидиған қәдәһләрни ясиғин; уларни сап алтундин ясиғин.
ונתת על השלחן לחם פנים לפני תמיד׃ 30
Мениң һозурумда турушқа сән ширәгә һемишә «тәқдим нан»ни қойғин.
ועשית מנרת זהב טהור מקשה תעשה המנורה ירכה וקנה גביעיה כפתריה ופרחיה ממנה יהיו׃ 31
Сән һәм сап алтундин бир чирақдан ясиғин. У чирақдан соқуп ясалсун; чирақданниң пути, ғоли, қәдәһлири, ғунчә вә чечәклири пүтүн бир алтундин соқулсун.
וששה קנים יצאים מצדיה שלשה קני מנרה מצדה האחד ושלשה קני מנרה מצדה השני׃ 32
Чирақданниң ғолиниң икки йенидин алтә шахчә чиқирилсун — чирақданниң бир йенидин үч шахчә, чирақданниң йәнә бир йенидин үч шахчә чиқирилсун;
שלשה גבעים משקדים בקנה האחד כפתר ופרח ושלשה גבעים משקדים בקנה האחד כפתר ופרח כן לששת הקנים היצאים מן המנרה׃ 33
бир йенидики һәр бир шахчидә бадам гүли шәклидә ғунчиси вә чечиги болған үч қәдәһ чиқирилсун, йәнә бир йенидики һәр бир шахчидә бадам гүли шәклидә ғунчиси вә чечиги болған үч қәдәһ чиқирилсун. Чирақданға чиқирилған алтә шахчиниң һәммиси шундақ ясалсун.
ובמנרה ארבעה גבעים משקדים כפתריה ופרחיה׃ 34
Чирақданниң [ғолидин] бадам гүли шәклидә ғунчиси вә чечиги болған төрт қәдәһ чиқирилсун.
וכפתר תחת שני הקנים ממנה וכפתר תחת שני הקנים ממנה וכפתר תחת שני הקנים ממנה לששת הקנים היצאים מן המנרה׃ 35
Булардин башқа [биринчи] икки шахчиниң астида бир ғунчә, [иккинчи] икки шахчиниң астида бир ғунчә, [үчинчи] икки шахчиниң астида бир ғунчә болсун; чирақданға чиқирилған алтә шахчиниң асти һәммиси шундақ болсун.
כפתריהם וקנתם ממנה יהיו כלה מקשה אחת זהב טהור׃ 36
Униң шу ғунчилири һәм шахчилири чирақдан билән бир гәвдә қилинсун — бир пүтүн сап алтундин соқуп ясалсун.
ועשית את נרתיה שבעה והעלה את נרתיה והאיר על עבר פניה׃ 37
Сән чирақданниң йәттә чириғини ясиғин; чирақлар удулға йоруқ чүшүрәлиши үчүн үсти тәрәпкә орнитилсун.
ומלקחיה ומחתתיה זהב טהור׃ 38
Униң пилик қайчилири билән күлданлири сап алтундин ясалсун.
ככר זהב טהור יעשה אתה את כל הכלים האלה׃ 39
Чирақдан вә униң барлиқ әсваплири бир талант сап алтундин ясалсун.
וראה ועשה בתבניתם אשר אתה מראה בהר׃ 40
Саңа тағда аян қилинған нусха бойичә буларни еһтият билән ясиғин.

< שמות 25 >