< שמות 24 >
ואל משה אמר עלה אל יהוה אתה ואהרן נדב ואביהוא ושבעים מזקני ישראל והשתחויתם מרחק׃ | 1 |
У Мусаға йәнә: — «Сән берип, өзүң билән биллә Һарун, Надаб, Абиһуни вә Исраилларниң ақсақаллири арисидин йәтмиш адәмни елип, Пәрвәрдигарниң һозуриға чиқип, жирақта туруп сәҗдә қилиңлар.
ונגש משה לבדו אל יהוה והם לא יגשו והעם לא יעלו עמו׃ | 2 |
Пәқәт Мусала Пәрвәрдигарниң алдиға йеқин кәлсун; башқилар йеқин кәлмисун, хәлиқ униң билән биллә үстигә чиқмисун, — деди.
ויבא משה ויספר לעם את כל דברי יהוה ואת כל המשפטים ויען כל העם קול אחד ויאמרו כל הדברים אשר דבר יהוה נעשה׃ | 3 |
Муса келип Пәрвәрдигарниң барлиқ сөзлири билән һөкүмлирини халайиққа дәп бәрди; пүткүл халайиқ бир авазда: — Пәрвәрдигарниң ейтқан сөзлириниң һәммисигә әмәл қилимиз! — дәп җавап беришти.
ויכתב משה את כל דברי יהוה וישכם בבקר ויבן מזבח תחת ההר ושתים עשרה מצבה לשנים עשר שבטי ישראל׃ | 4 |
Андин Муса Пәрвәрдигарниң һәммә сөзини хатириливелип, әтиси сәһәр қопуп тағниң түвидә бир қурбангаһни ясап, шу йәрдә Исраилниң он икки қәбилисиниң сани бойичә он икки таш түврүкни тиклиди.
וישלח את נערי בני ישראל ויעלו עלת ויזבחו זבחים שלמים ליהוה פרים׃ | 5 |
Йәнә Исраилларниң бир нәччә жигитлирини әвәтти, улар берип Пәрвәрдигарға көйдүрмә қурбанлиқлар сунди, енақлиқ қурбанлиғи сүпитидә бир нәччә топақниму союп сунди.
ויקח משה חצי הדם וישם באגנת וחצי הדם זרק על המזבח׃ | 6 |
Андин Муса қанниң йеримини қачиларға қачилиди, йәнә йеримини қурбангаһ үстигә чачти.
ויקח ספר הברית ויקרא באזני העם ויאמרו כל אשר דבר יהוה נעשה ונשמע׃ | 7 |
Андин у әһдинамини қолиға елип, хәлиққә оқуп бәрди. Улар җававән: — Пәрвәрдигарниң ейтқининиң һәммисигә қулақ селип, итаәт қилимиз! — дейишти.
ויקח משה את הדם ויזרק על העם ויאמר הנה דם הברית אשר כרת יהוה עמכם על כל הדברים האלה׃ | 8 |
Шуниң билән Муса қачилардики қанни елип, хәлиққә сепип: — Мана, бу Пәрвәрдигар мошу сөзләрниң һәммисигә асасән силәр билән бағлиған әһдиниң қенидур, деди.
ויעל משה ואהרן נדב ואביהוא ושבעים מזקני ישראל׃ | 9 |
Андин кейин Муса вә Һарун, Надаб вә Абиһу Исраилларниң ақсақаллиридин йәтмиш адәм билән биллә тағ үстигә чиқишти.
ויראו את אלהי ישראל ותחת רגליו כמעשה לבנת הספיר וכעצם השמים לטהר׃ | 10 |
Улар шу йәрдә Исраилниң Худасини көрди; униң айиғиниң астида худди көк яқуттин ясалған нәпис паяндаздәк, асман гүмбизидәк сүпсүзүк бир җисим бар еди.
ואל אצילי בני ישראל לא שלח ידו ויחזו את האלהים ויאכלו וישתו׃ | 11 |
Лекин у Исраилларниң мөтивәрлиригә қол тәккүзмиди; улар Худани көрүп турди һәмдә йәп-ичишти.
ויאמר יהוה אל משה עלה אלי ההרה והיה שם ואתנה לך את לחת האבן והתורה והמצוה אשר כתבתי להורתם׃ | 12 |
Пәрвәрдигар Мусаға: — Тағ үстигә, қешимға чиқип шу йәрдә турғин. Саңа уларға үгитишкә таш тахтайларни, йәни Мән йезип қойған қанун-әмирни беримән, деди.
ויקם משה ויהושע משרתו ויעל משה אל הר האלהים׃ | 13 |
Шуниң билән Муса қопуп, Ярдәмчиси Йәшуани елип маңди. Муса Худаниң теғиға чиқти.
ואל הזקנים אמר שבו לנו בזה עד אשר נשוב אליכם והנה אהרן וחור עמכם מי בעל דברים יגש אלהם׃ | 14 |
У авал ақсақалларға: Биз йенип кәлгичә мошу йәрдә бизни сақлап туруңлар. Мана, Һарун билән хур силәрниң йениңларда қалиду; әгәр бирисиниң иш-дәваси чиқса, уларниң алдиға барсун, — деди.
ויעל משה אל ההר ויכס הענן את ההר׃ | 15 |
Шуниң билән Муса тағниң үстигә чиқти вә тағни булут қаплиди.
וישכן כבוד יהוה על הר סיני ויכסהו הענן ששת ימים ויקרא אל משה ביום השביעי מתוך הענן׃ | 16 |
Пәрвәрдигарниң җуласи Синай теғиниң үстидә тохтиди; булут уни алтә күнгичә қаплап турди; йәттинчи күни, Пәрвәрдигар булут ичидин Мусани чақирди;
ומראה כבוד יהוה כאש אכלת בראש ההר לעיני בני ישראל׃ | 17 |
Пәрвәрдигарниң җуласиниң қияпити Исраилларниң көз алдида тағниң чоққисида һәммини жутқучи оттәк көрүнди.
ויבא משה בתוך הענן ויעל אל ההר ויהי משה בהר ארבעים יום וארבעים לילה׃ | 18 |
Муса булутниң ичигә кирип, тағниң үстигә чиқип кәтти. Муса қириқ кечә-күндүз тағда турди.