< Nahum 3 >
1 Woe to the city of blood, full of lies, full of plunder, never without prey.
Қанлиқ шәһәргә вай! У ялғанчилиқ, зулум-зораванлиқ билән толған, У олҗа елиштин һеч қол үзгән әмәс!
2 The crack of the whip, the rumble of the wheel, galloping horse and bounding chariot!
Аһ, қамчиниң қарсилдашлири! Чақлириниң дақаңшиватқан, Атларниң чапчиватқан, Пиңилдап кетиватқан җәң һарвулириниң садалири!
3 Charging horseman, flashing sword, shining spear; heaps of slain, mounds of corpses, dead bodies without end— they stumble over their dead—
Қара, атлиқ ләшкәрләрниң қаңқишлири, Қиличларниң валилдашлири, Нәйзиләрниң палилдашлири, Өлтүрүлгәнләрниң көплүги, Өлүкләр дога-дога! Җәсәтләрниң сани йоқтур; Улар җәсәтләргә путлишиду.
4 because of the many harlotries of the harlot, the seductive mistress of sorcery, who betrays nations by her prostitution and clans by her witchcraft.
— Сеһирләрниң пири у, — Әлләрни паһишивазлиғи, Җәмәтләрни сеһирлири билән сетиветиду; Сән шеринсухән паһишиниң нурғун паһишиликлири түпәйлидин,
5 “Behold, I am against you,” declares the LORD of Hosts. “I will lift your skirts over your face. I will show your nakedness to the nations and your shame to the kingdoms.
Мана, Мән саңа қаршилишип чиққанмән, — — дәйду самавий қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, Көңлигиңниң етигини қайрип йүзүңгә йепип, сени ашкарилаймән, Әлләргә уят йәрлириңни, Падишаһлиқларға номусуңни көрситимән.
6 I will pelt you with filth and treat you with contempt; I will make a spectacle of you.
Үстүңгә ниҗасәтни ташлаймән, Сени шәрмәндичиликтә қалдуримән, Сени рәсва қилимән.
7 Then all who see you will recoil from you and say, ‘Nineveh is devastated; who will grieve for her?’ Where can I find comforters for you?”
Вә шундақ болидуки, Сени көргәнләрниң һәммиси сәндин қечип: — «Нинәвә вәйран қилинди! Униң үчүн ким һаза тутиду?» — дәйду; Мән саңа тәсәлли бәргүчиләрни нәдин тепип беримән?
8 Are you better than Thebes, stationed by the Nile with water around her, whose rampart was the sea, whose wall was the water?
Сән дәрияларниң оттурисида турған, Әтрапида сулар болған, Истиһками деңиз болған, Сепили деңиз болған Но-Амон шәһиридин әвзәлмусән?
9 Cush and Egypt were her boundless strength; Put and Libya were her allies.
Ефиопийәму, Мисирму униң күч-қудрити еди, Уларниң күчи чәксиз еди; Пут һәм Ливийәликләр униңға ярдәмчи еди;
10 Yet she became an exile; she went into captivity. Her infants were dashed to pieces at the head of every street. They cast lots for her dignitaries, and all her nobles were bound in chains.
Уму елип кетилип, әсирликкә чүшкән; Барлиқ коча бешида бовақлири чөрүп ташливетилди; Улар униң мөтивәрлири үчүн чәк ташлиди, Униң барлиқ әрбаблири зәнҗирдә бағланған еди.
11 You too will become drunk; you will go into hiding and seek refuge from the enemy.
Сәнму мәс болисән; Сән мөкүнүвалисән; Сән дүшмәндин һимайә издәп жүрисән;
12 All your fortresses are fig trees with the first ripe figs; when shaken, they fall into the mouth of the eater!
Сениң барлиқ истиһкамлириң худди тунҗа мевигә киргән әнҗир дәриғиниң әнҗирлиригә охшайду; Бирла силкисә, улар йегүчиниң ағзиға чүшиду.
13 Look at your troops— they are like your women! The gates of your land are wide open to your enemies; fire consumes their bars.
Мана, хәлқиң шәһириңдә қиз-аяллардәк болуп қалди; Зиминиңниң қовуқлири дүшмәнлириңгә кәң ичилиду; От төмүр тақақлириңни йәп кетиду.
14 Draw your water for the siege; strengthen your fortresses. Work the clay and tread the mortar; repair the brick kiln!
Әнди муһасиригә тәйярлиқ қилип су тартип қой! Қорғанлириңни мустәһкәмлә! Сеғиз топидин лай етип, Һак лайни чәйләп қой! Хумданни раслап қой!
15 There the fire will devour you; the sword will cut you down and consume you like a young locust. Make yourself many like the young locust; make yourself many like the swarming locust!
От сени шу йәрдә йәп кетиду; Қилич сени үзүп ташлайду; У сени чекәткә личинкисидәк йәватиду; Әнди өзүңни чекәткә личинкилиридәк көп қил, Чекәткидәк өзүңни зор көп қил!
16 You have multiplied your merchants more than the stars of the sky. The young locust strips the land and flies away.
Сән содигәрлириңни асмандики юлтузлардин көп қилдиң; Мана, чекәткә личинкиси қанат чиқирип, учуп кетиду!
17 Your guards are like the swarming locust, and your scribes like clouds of locusts that settle on the walls on a cold day. When the sun rises, they fly away, and no one knows where.
Сениң әрбаблириң чекәткиләрдәк, Сәрдарлириң миҗир-миҗир чақчиқизлардәк болиду; Мана улар соғ күнидә читлар ичигә киривелип макан қилиду; Қуяш чиққанда, улар қечип кетиду, Барған йерини тапқили болмайду.
18 O king of Assyria, your shepherds slumber; your officers sleep. Your people are scattered on the mountains with no one to gather them.
Чопанлириң үгдәп қалди, и Асурийәниң падишаси; Сениң ақсүнәклириң җим ятиду; Хәлқиң тағлар үстигә тарқилип кәтти, Һеч ким уларни жиғмайду;
19 There is no healing for your injury; your wound is severe. All who hear the news of you applaud your downfall, for who has not experienced your constant cruelty?
Сениң яраң давасиз, Сениң зәхмиң еғирдур; Хәвириңни аңлиғанларниң һәммиси үстүңдин чавак чалиду; Чүнки тохтавсиз рәзиллигиң кимниң бешиға кәлмигәнду?