< Salme 45 >

1 Til Sangmesteren. Til Liljerne. Af Koras Sønner. En Maskil. En Sang om Kærlighed.
Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «Нилупәрләр» дегән аһаңда оқулсун дәп, Кораһниң оғуллириға тапшурулған, «сөйүмлүк яр үчүн» дегән «Масқил» мунаҗат-нахша: — Қәлбимдин гөзәл иш тоғрисида сөзләр урғуп чиқмақта; Падишаға беғишлиған мунаҗитимни ейтимән; Тилим гоя маһир шаирниң қәлимидур;
2 Mit Hjerte svulmer af liflige Ord, jeg kvæder mit Kvad til Kongens Pris, som Hurtigskriverens Pen er min Tunge.
Инсан балилири ичидә сән әң гөзәлдурсән; Ләвлириң шапаәт билән толдурулғандур; Шуңа Худа саңа мәңгүгә рәхмәт қилди.
3 Den skønneste er du af Menneskens Børn, Ynde er udgydt paa dine Læber, derfor velsignede Gud dig for evigt.
И бүйүк болғучи, Қиличиңни асқин йениңға, Һәйвитиң вә шану-шәвкитиң билән!
4 Omgjord din Lænd med Sværdet, o Helt,
Һәқиқәт, кәмтәрлик һәм адаләтни алға сүрүшкә атланғиниңда, Шану-шәвкәт ичидә ғәлибә билән алға бас! Шуниң билән оң қолуң өзүңгә карамәт қорқунучлуқ ишларни көрситиду!
5 Lykken følge din Højhed og Hæder, far frem for Sandhedens Sag, for Ydmyghed og Retfærd, din højre lære dig frygtelige Ting!
Сениң оқлириң өткүрдур, Улар падишаниң дүшмәнлириниң жүригигә санҗилиду; Пүтүн әлләр айиғиңға жиқитилиду.
6 Dine Pile er hvæssede, Folkeslag falder for din Fod, Kongens Fjender rammes i Hjertet.
Сениң тәхтиң, и Худа, әбәдил-әбәтликтур; Падишаһлиғиңдики Шаһанә һасаң, адаләтниң һасисидур.
7 Din Trone, o Gud, staar evigt fast, en Retfærds Stav er din Kongestav.
Сән һәққанийлиқни сөйүп, рәзилликкә нәпрәтлинип кәлгәнсән; Шуңа Худа, йәни сениң Худайиң, сени һәмраһлириңдин үстүн қилип шатлиқ мейи билән мәсиһ қилди.
8 Du elsker Ret og hader Uret; derfor salvede Gud, din Gud, dig med Glædens Olie fremfor dine Fæller,
Сениң кийимлириңдин мурмәкки, муәттәр вә дарчин һиди келиду; Пил чиши сарайлиридики сазәндиләрниң тарлиқ сазлири сени хурсән қилиду.
9 af Myrra, Aloe og Kassia dufter alle dine Klæder. Du glædes ved Strengeleg fra Elfenbenshaller,
Падишаһларниң мәликилири һөрмәтлик кенизәклириңниң қатаридидур; Ханишиң Офирдики сап алтун [зибу-зинәтләрни] тақап оң қолуңда туриду;
10 Kongedøtre staar i kostbare Klæder, Dronningen i Ofirguldets Skrud ved din højre.
«Аңлиғин, и қизим, көргин, сөзлиримгә қулақ салғин; Өз қәбиләң вә ата җәмәтиңни унтуп қал!
11 Hør, min Datter, opmærksomt og bøj dit Øre: Glem dit Folk og din Faders Hus,
Шуниң билән падиша гөзәл җамалиңға мәптун болиду; У сениң ғоҗаң, сән униңға сәҗдә қил».
12 at Kongen maa attraa din Skønhed, thi han er din Herre.
Тур шәһириниң қизи [алдиңда] соға билән һазир болиду; Халайиқ арисидики байлар сениң шапаитиңни күтиду;
13 Tyrus's Datter skal hylde dig med Gaver, Folkets Rigmænd bejle til din Yndest.
Шаһанә қизниң ички дунияси пүтүнләй парлақтур, Униң кийимлириму зәр билән кәштиләнгән;
14 Idel Pragt er Kongedatteren, hendes Dragt er Perler, stukket i Guld;
У кәштилик кийимләр билән падишаниң һозуриға кәлтүрүлиду; Кәйнидин униңға қолдаш кенизәкләрму биллә йениңға елип келиниду;
15 fulgt af Jomfruer føres hun frem i broget Pragt, Veninderne fører hende hen til Kongen.
Улар хушал-хурам, шатлиқ ичидә башлап келиниду; Улар бирликтә падишаниң ордисиға киришиду.
16 De føres frem under Glæde og Jubel, holder deres Indtog i Kongens Palads.
«Ата-бовилириңниң орниға оғуллириң чиқиду; Сән уларни пүткүл җаһанға һаким қилисән.
17 Dine Sønner træde ind i dine Fædres Sted, sæt dem til Fyrster rundt i Landet! Jeg vil minde om dit Navn fra Slægt til Slægt; derfor skal Folkene love dig evigt og altid.
Мән сениң намиңни әвлатдин-әвлатқа яд әткүзимән; Шуңлашқа барлиқ қовмлар сени әбәдил-әбәткичә мәдһийиләйду».

< Salme 45 >