< 何西阿书 4 >

1 以色列人哪,你们当听耶和华的话。 耶和华与这地的居民争辩, 因这地上无诚实, 无良善,无人认识 神。
Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар, и Исраил балилири; чүнки Пәрвәрдигарниң зиминда туруватқанлар билән қилидиған дәваси бар; чүнки зиминда һеч һәқиқәт, һеч меһриванлиқ, Худани һеч билиш-тонуш йоқтур;
2 但起假誓,不践前言, 杀害,偷盗,奸淫,行强暴, 杀人流血,接连不断。
Қарғаш-тиллаш, ялғанчилиқ, қатиллиқ, оғрилиқ, зинахорлуқ — булар зиминда ямрап кәтти; қан үстигә қан төкүлиду.
3 因此,这地悲哀, 其上的民、田野的兽、 空中的鸟必都衰微, 海中的鱼也必消灭。
Мана шу сәвәптин зимин матәм тутиду, униңда туруватқанларниң һәммиси җүдәп кетиду; улар даладики һайванлар һәм асмандики учар-қанатлар билән биллә җүдәп кетиду; бәрһәқ, деңиздики белиқларму йәп кетилиду.
4 然而,人都不必争辩,也不必指责, 因为这民与抗拒祭司的人一样。
Әнди һеч ким дәва қилишмисун, һеч ким әйипләшмисун; чүнки Мениң дәвайим дәл сән билән, и каһин!
5 你这祭司必日间跌倒; 先知也必夜间与你一同跌倒; 我必灭绝你的母亲。
Сән күндүздә путлишип жиқилисән; пәйғәмбәрму сән билән кечидә тәң путлишип жиқилиду; вә Мән анаңни һалак қилимән.
6 我的民因无知识而灭亡。 你弃掉知识, 我也必弃掉你, 使你不再给我作祭司。 你既忘了你 神的律法, 我也必忘记你的儿女。
Мениң хәлқим билимсизликтин һалак қилинди; вә сәнму билимни чәткә қаққан екәнсән, Мәнму сени чәткә қақимәнки, сән Маңа йәнә һеч каһин болмайсән; Худайиңниң қанун-көрсәтмисини унтуғанлиғиң түпәйлидин, Мәнму сениң балилириңни унтуймән.
7 祭司越发增多,就越发得罪我; 我必使他们的荣耀变为羞辱。
Улар көпәйгәнсери, Маңа қарши көп гуна садир қилди; Мән уларниң шан-шәривини шәрмәндичиликкә айландуруветимән.
8 他们吃我民的赎罪祭, 满心愿意我民犯罪。
Улар хәлқимниң гунайини йәйдиған болғачқа, Уларниң җени [хәлқимниң] қәбиһлигигә интизар болиду.
9 将来民如何, 祭司也必如何; 我必因他们所行的惩罚他们, 照他们所做的报应他们。
Вә хәлқим қандақ болса, каһинларму шундақ болиду; Мән [каһинларниң] тутқан йоллирини өз үстигә чүшүримән, өз қилмишлирини бешиға қайтуримән.
10 他们吃,却不得饱; 行淫,而不得立后; 因为他们离弃耶和华, 不遵他的命。
Улар йәйду, бирақ тоймайду, Улар паһишилик қилиду, бирақ һеч көпәймәйду; Чүнки улар Пәрвәрдигарни тиңшашни ташлап кәтти,
11 奸淫和酒,并新酒, 夺去人的心。
Өзлирини паһишилик, шарап вә йеңи шарапқа беғишлиди; Бу ишлар адәмниң әқил-зеһнини булап кетиду.
12 我的民求问木偶, 以为木杖能指示他们; 因为他们的淫心使他们失迷, 他们就行淫离弃 神, 不守约束,
Хәлқим өз тайиғидин йолйоруқ сорайду, Уларниң һасиси уларға йол көрситәрмиш! Чүнки паһишиликниң роһи уларни аздуриду, Улар Худасиниң һимайиси астидин паһишиликкә чиқип,
13 在各山顶,各高冈的橡树、 杨树、栗树之下,献祭烧香, 因为树影美好。 所以,你们的女儿淫乱, 你们的新妇行淫。
Тағ чоққилирида қурбанлиқ қилиду, Дөң-егизликләрдә, шундақла сайиси яхши болғачқа дуб вә терәк вә қарияғачлар астидиму исриқ салиду; Шуңа қизлириңлар паһишилик, келинлириңларму зинахорлуқ қилиду.
14 你们的女儿淫乱, 你们的新妇行淫, 我却不惩罚她们; 因为你们自己离群与娼妓同居, 与妓女一同献祭。 这无知的民必致倾倒。
Мән қизлириңларни паһишиликлири үчүн, Яки келинлириңларни зинахорлуқлири үчүн җазалимаймән; Чүнки [атилири] өзлириму паһишиләр билән сиртқа чиқиду, «Бутхана паһишә»лири билән биллә қурбанлиқ қилиду; Шуниң билән йорутулмиған бир хәлиқ жиқитилиду.
15 以色列啊,你虽然行淫, 犹大却不可犯罪。 不要往吉甲去, 不要上到伯·亚文, 也不要指着永生的耶和华起誓。
Сән, и Исраил, паһишилик қилишиң билән, Йәһуда гунаға четилип қалмисун! Нә Гилгалға кәлмәңлар, нә «Бәйт-Авән»гә чиқмаңлар, Нә «Пәрвәрдигарниң һаяти билән!» дәп қәсәм қилмаңлар.
16 以色列倔强, 犹如倔强的母牛; 现在耶和华要放他们, 如同放羊羔在宽阔之地。
Чүнки тәрса бир қисир инәктәк, Исраил тәрсалиқ қилиду; Пәрвәрдигар қандақму пахланни баққандәк, уларни кәң бир яйлақта озуқландурсун?
17 以法莲亲近偶像, 任凭他吧!
Әфраим бутларға чаплашти; Униң билән һеч кимниң кари болмисун!
18 他们所喝的已经发酸, 他们时常行淫, 他们的官长最爱羞耻的事。
Уларниң шараби түгиши биләнла, Улар өзлирини паһишиликкә беғишлайду; Уларниң есилзадилири номуссизлиққа әсәбийләрчә мәптун болди.
19 风把他们裹在翅膀里; 他们因所献的祭必致蒙羞。
Бир шамал-роһ уларни қанатлири ичигә оривалди, Улар қурбанлиқлири түпәйлидин иза-аһанәткә қалиду.

< 何西阿书 4 >