< 何西阿书 2 >

1 你们要称你们的弟兄为阿米,称你们的姊妹为路哈玛。
— Анаңларға дәвайимни йәткүзүп, униң билән дәвалишиңлар; чүнки у Мениң аялим әмәс вә Мән униң ери әмәс; у паһишилик турқини чирайидин, зинахорлуқ һаләтлирини көксиниң арисидин яқатсун!
2 你们要与你们的母亲大大争辩; 因为她不是我的妻子, 我也不是她的丈夫。 叫她除掉脸上的淫像 和胸间的淫态,
3 免得我剥她的衣服, 使她赤体,与才生的时候一样, 使她如旷野,如干旱之地, 因渴而死。
Болмиса, Мән уни қип-ялаңач қилип қойимән, туғулған күнидикидәк анидин туғма қилип қойимән; Мән уни худди чөл-баяванға охшаш қилимән, Уни бир қағҗирақ йәргә айландуримән, Уни уссузлуқ билән өлтүримән;
4 我必不怜悯她的儿女, 因为他们是从淫乱而生的。
Униң балилириға рәһим қилмаймән, Чүнки улар паһишиликләрдин төрәлгән балилардур.
5 他们的母亲行了淫乱, 怀他们的母做了可羞耻的事, 因为她说:我要随从所爱的; 我的饼、水、羊毛、麻、油、酒 都是他们给的。
Чүнки уларниң аниси паһишилик қилған, Уларни қарнида көтәргүчи номуссизлиқ қилған; Чүнки у: «Мән маңа нан вә сүйүмни, жуң вә канапимни, зәйтун мейим вә ичимлик-шараплиримни тәминлигүчи ашнилиримға интилип уларни қоғлишимән» — деди.
6 因此,我必用荆棘堵塞她的道, 筑墙挡住她, 使她找不着路。
— Шуңа мана, Мән йолуңни тикән-җиғанлиқлар билән читлап қоршивалимән, [Исраилниң] әтрапини там билән тосимән, у чиғир йоллирини тапалмайдиған болиду.
7 她必追随所爱的,却追不上; 她必寻找他们,却寻不见, 便说:我要归回前夫, 因我那时的光景比如今还好。
Шуниң билән у ашнилирини қоғлайду, бирақ уларға йетишәлмәйду; Уларни издәйду, тапалмайду; Шуңлашқа у: «Мән берип биринчи еримни тепип, униң йениға қайтимән; чүнки әһвалим бүгүнкидин яхши еди» — дәйду.
8 她不知道是我给她五谷、新酒,和油, 又加增她的金银; 她却以此供奉巴力。
— У зираәтләрни, йеңи шарап вә зәйтун мейини тәминлигүчиниң Мән екәнлигимни, Өзлири «Баал» бутларни ясашқа ишләткән күмүч-алтунни көп қилғучиниң Мән екәнлигимни зади билмиди.
9 因此到了收割的日子, 出酒的时候, 我必将我的五谷、新酒收回, 也必将她应当遮体的羊毛和麻夺回来。
Шуңа Мән қайтип келимән, униңдики зираәтлиримни өз вақтида, Йеңи шараплиримни өз пәслидә елип кетимән, Өзүмдики уларниң ялаңачлиғини йепишқа керәклик жуң-канаплиримни бәрмәй қайтуруп кетимән;
10 如今我必在她所爱的眼前显露她的丑态; 必无人能救她脱离我的手。
Һазир Мән униң номуссизлиғини ашнилириниң көз алдида ашкарилаймән, Һеч ким уни қолумдин қутқузалмайду.
11 我也必使她的宴乐、节期、月朔、安息日, 并她的一切大会都止息了。
Шундақ қилип униң тамашәлириға хатимә беримән; Униң һейтлириға! Униң «йеңи ай»лириға! Униң «шабат»лириға! Қисқиси, униң барлиқ «җамаәт ибадәт сорун»лириға хатимә беримән!
12 我也必毁坏她的葡萄树和无花果树, 就是她说“这是我所爱的给我为赏赐”的。 我必使这些树变为荒林, 为田野的走兽所吃。
Вә Мән униң үзүм таллирини вә әнҗир дәрәқлирини вәйран қилимән; У буларни: «Булар болса ашнилирим маңа бәргән иш һәққилиримдур!» дегән еди; Мән буларни җаңгалға айландуримән, явайи һайванлар уларни йәп кетиду.
13 我必追讨她素日给诸巴力烧香的罪; 那时她佩带耳环和别样妆饰, 随从她所爱的,却忘记我。 这是耶和华说的。
Мән униң бешиға «Баал»ларниң күнлирини чүшүримән; Чүнки у [шу күнлиридә] уларға исриқ салатти, У өзини үзүклири вә зибу-зиннәтлири билән пәрдазлап, Ашнилирини қоғлишип, Мени унтуди — дәйду Пәрвәрдигар.
14 后来我必劝导她,领她到旷野, 对她说安慰的话。
Шуңа мана, Мән униң көңлини алимән, Уни далаға елип келимән, көңлигә сөзләймән.
15 她从那里出来,我必赐她葡萄园, 又赐她亚割谷作为指望的门。 她必在那里应声, 与幼年的日子一样, 与从埃及地上来的时候相同。
Шундақ қилип Мән униңға шу йәрдә үзүмзарлирини қайтуримән, «Ақор җилғиси»ни «үмүт ишиги» қилип беримән; Андин у шу йәрдә яшлиқ күнлиридикидәк, Мисир зиминидин чиққан күнидәк күй-нахша ейтиду.
16 耶和华说:“那日你必称呼我伊施,不再称呼我巴力;
Вә шу күни әмәлгә ашурулидуки, — дәйду Пәрвәрдигар —«Сән Мени «ерим» дәп чақирисән, Иккинчи Мени «Баал»им демәйсән.
17 因为我必从我民的口中除掉诸巴力的名号,这名号不再提起。
Чүнки Мән «Баал»ларниң намлирини сениң ағзиңдин елип ташлаймән, Улар бу нами билән иккинчи һеч қандақ әсләнмәйду.
18 当那日,我必为我的民,与田野的走兽和空中的飞鸟,并地上的昆虫立约;又必在国中折断弓刀,止息争战,使他们安然躺卧。
Шуниң билән Мән улар үчүн даладики һайванлар, асмандики учар-қанатлар вә йәр йүзидики өмүлигүчиләр билән әһдә түзимән; Мән оқя, қилич вә җәңни сундуруп зиминдин елип ташлаймән; [хәлқимни] аман-есән ятқузимән.
19 我必聘你永远归我为妻,以仁义、公平、慈爱、怜悯聘你归我;
Шундақ қилип Мән сени әбәдил-әбәт Өзүмгә бағлаймән; һәққанийлиқта, меһир-муһәббәттә, рәһим-шәпқәтләрдә сени Өзүмгә бағлаймән;
20 也以诚实聘你归我,你就必认识我—耶和华。
Садақәтликтә сени Өзүмгә бағлаймән, шуниң билән сән Пәрвәрдигарни билип йетисән.
21 耶和华说:那日我必应允, 我必应允天,天必应允地;
Вә шу күнидә әмәлгә ашурулидуки, «Мән аңлаймән» — дәйду Пәрвәрдигар, — «Мән асманларниң тәливини аңлаймән, булар йәр-зиминниң тәливини аңлайду;
22 地必应允五谷、新酒,和油, 这些必应允耶斯列民。
Йәр-зимин зираәтләрниң, йеңи шарап вә зәйтун мейиниң тәливини аңлайду; вә булар «Йизрәәл»ниң тәливини аңлайду!
23 我必将她种在这地。 素不蒙怜悯的,我必怜悯; 本非我民的,我必对他说: 你是我的民; 他必说:你是我的 神。”
Вә Мән Өзүм үчүн уни зиминда териймән; Мән «Ло-руһамаһ»ға рәһим қилимән; Мән «Ло-амми»ға: «Мениң хәлқим!» дәймән; вә улар Мени: «Мениң Худайим!» — дәйду.

< 何西阿书 2 >