< 耶利米哀歌 4 >
1 怎麼! 黃金竟暗淡無光,純金竟變了色! 聖所的石頭都散亂在街頭!
(Аләф) Аһ! Алтун шунчә җуласиз болуп кәтти! Сап алтун шунчә тутуқ болуп кәтти! Муқәддәс өйдики ташлар һәр бир кочиниң бешиға төкүлүп чечилди!
2 熙雍的子女,原比純金尊貴,怎麼現在竟被看作瓦器,被看作陶人的出品!
(Бәт) Зионниң оғуллири шунчә қиммәтлик, Сап алтунға тегишкүсиз еди, Һазир сапал козилардәк, Сапалчиниң қоли ясиғанлиричиликму [қиммити йоқ] дәп қариливатиду!
3 豺狼尚且露出乳房,哺養自己的幼兒;我的女兒──人民,竟然殘暴不仁,好似曠野中的鴕鳥!
(Гимәл) Һәтта чилбөриләр әмчигини тутуп берип балилирини емитиду; Лекин мениң хәлқим чөлдики төгиқушларға охшаш рәһимсиз болди.
4 嬰兒的舌頭,乾渴得緊貼上顎;幼童飢餓求食,卻無人分給他們。
(Даләт) Бовақниң тили уссузлуқтин таңлийиға чаплишиватиду; Кичик балилар нан тилимәктә, Һеч ким уларға уштуп бәрмәйватиду.
5 昔日飽享山珍海味,今日竟餓死街頭;一向衣飾華麗,而今卻滿身糞土。
(Хе) Назу-немәтләрни йәп көнгәнләр кочиларда сарғийип жүриду; Сөсүн кийим кийдүрүлүп чоң қилинғанлар тезәкликни қучағлап йетиватиду.
6 我的女兒──人民的罪罰,比索多瑪的還重,索多瑪頃刻間傾覆了,並非假手於人。
(Вав) Хәлқимниң қизиниң қәбиһлигигә чүшкән җаза Содомниң гунайиниң җазасидин еғирдур; Чүнки Содом бирақла өрүветилгән еди, һеч адәмниң қоли уни қийнимиған еди.
7 昔日,她的少年,比雪還潔白,比乳還皎潔;他們的皮膚,比珊瑚還紅潤,他們的身體好似一片青玉。
(Заин) Хәлқимниң «Назарий»лири болса қардин сап, сүттин ақ, тени қизил яқутлардин пақирақ еди, Тәқи-турқи көк яқуттәк еди.
8 而今,他們的容貌,比炭還黑,在街上已辨認不出,皮包骨頭,枯瘦如柴;
(Хәт) Һазир чирайлири қурумдин қара; Кочиларда кишиләр тоналмиғидәк болуп қалди; Бир терә-бир устихан болуп қалди; У қақшаллишип яғачтәк болуп кәтти.
9 死於刀下的,比死於饑餓的,即因缺乏田產,日漸衰弱而死的,更為幸運。
(Тәт) Қиличта өлтүрүлгәнләр қәһәтчиликтә өлгәнләрдин бәхитликтур; Чүнки улар қақшал болуп кәтмәктә, Тупрақниң мевилири болмиғачқа жиқитилмақта.
10 柔情的婦女竟要親手烹食自己的子女;在我的女兒──人民遭受浩劫時,子女竟成了母親的食物。
(Йод) Бағри юмшақ аяллар өз қоллири билән балилирини қайнитип пишарди; Хәлқимниң қизи набут қилинғинида балилар уларниң гөши болуп қалди.
11 上主大發震怒,傾洩了他的怒火,火燒熙雍,焚毀了他的基礎。
(Каф) Пәрвәрдигар қәһрини чүшүрүп пиғандин чиқти, Отлуқ ғәзивини төкти; Зионда бир от йеқип, Униң һуллирини жутувәтти.
12 地上的君王和世上的居民,誰也不相信:仇敵能進入耶路撒冷的城門。
(Ламәд) Йәр йүзидики падишалар вә җаһанда барлиқ туруватқанлар болса, Нә күшәндә нә дүшмәнниң Йерусалимниң қовуқлиридин бөсүп киридиғанлиғиға ишәнмәйтти.
13 這是由於她先知們的罪惡,和她司祭們的過犯:他們在城中心,傾流了義人的血;
(Мәм) Һалбуки, пәйғәмбәрлириниң гуналири түпәйлидин, Каһнлириниң қәбиһликлири түпәйлидин, Уларниң [Зионда] һәққанийларниң қанлирини төккәнлиги түпәйлидин, — Бу иш [бешиға] чүшти!
14 他們身染血污,像瞎子一樣,徘徊街頭,叫人不能觸摸他們的衣服。「
(Нун) Һазир улар қарғулардәк кочиларда тенәп жүрмәктә, Улар қанға булғанғанки, Һеч ким кийимлиригә тәккүчи болмайду.
15 不潔! 退避! 」人們喊說:「退避! 不可接近! 」如果他們逃亡,漂流異邦,異邦人又說:「不要讓他們留居此地。」
(Самәқ) Хәқ уларға: «Йоқулуш! Напаклар! Йоқулуш! Йоқулуш, бизгә тәккүчи болушма!» дәп вақиришмақта. Улар қечип тәрәп-тәрәпкә сәргәрдан болуп кәтти; Лекин әлләр: «уларниң аримизда турушиға болмайду!» — дәватиду.
16 上主的怒容驅散他們,不再垂顧他們;人也不再尊敬司祭,不再敬重長老。
(Пе) Пәрвәрдигар Өзи уларни тарқитивәтти; У уларни қайта нәзиригә алмайду; Каһинларниң һөрмити қилинмиди, Яшанғанларму һеч меһриванлиқ көрмиди.
17 我們還在望眼欲穿,幻想著我們的救援;我們仍在瞭望台上,期望著那不能施救的異邦。
(Айин) Көзимиз ярдәмни беһудә күтүп һалидин кәтти; Дәрвәқә бизни қутқузалмиған бир әлни күтүп күзәт мунарлиримизда туруп кәлдуқ.
18 敵人正在追蹤我們的足跡,阻止我們在街上行走;我們的結局已近,我們的日子已滿;的確,我們的終期已到。
(Тсадә) Дүшмәнлиримиз изимиздин қоғлап жүрди; Шуңа кочиларда жүрәлмәйттуқ; Әҗилимиз йеқинлашти, күнлиримиз тошти; Чүнки әҗилимиз кәлди!
19 追捕我們的人,比凌空的飛鳥還要快速;他們在山上搜索我們,在曠野裏窺伺我們。
(Коф) Пейимизгә чүшкәнләр асмандики бүркүтләрдин иштик; Тағлардиму бизни қоғлап жүгүрди, Баявандиму бизни бөктүрмидә пайлашти.
20 連我們的氣息──上主的受傅者,也落在他們的陷阱中:我們原希望在他的福蔭下,生活在異邦人中。
(Рәш) Җенимизниң нәпәси болған, Пәрвәрдигарниң Мәсиһ қилғини уларниң ора-қапқанлирида тутулди; Биз у тоғрисида: «униң сайисидә әлләр арисида яшаймиз» дәп ойлидуқ!
21 住在胡茲地的厄東女郎! 你歡欣喜樂罷! 苦爵也要輪到你喝,你將要醉倒,而赤身裸體。
(Шийн) И уз зиминида турғучи, Едомниң қизи, хошал-хурам яйриғин! Лекин бу [җаза] қәдәһи саңиму өтиду; Сәнму мәс болисән, ялаңачлинисән!
22 熙雍女郎! 你的罪債已經償還,上主不再使你流徙;厄東女郎! 他必要懲罰你的過犯,揭露你的罪惡。
(Тав) Қәбиһлигиңниң җазасиға Хатимә берилиду, и Зион қизи; У сени сүргүнлүккә қайта елип кәтмәйду; Лекин, и Едом қизи, у сениң қәбиһлигиңни җазалайду; У гуналириңни ечип ташлайду!