< 耶利米書 27 >
1 猶大王約史雅的兒子漆德克雅第四年,上主有這話傳給耶肋米亞說:「
Йәһуда падишаси Йосияниң оғли Зәдәкияниң тәхткә олтарған дәсләпки мәзгилидә, шу сөз Йәрәмияға Пәрвәрдигардин келип мундақ дейилди: —
2 上主對我這樣說:你要備製繩索和木軛,放在你頸上;
Пәрвәрдигар маңа мундақ деди: — Асарәтләр вә боюнтуруқларни ясап өз бойнуңға сал;
3 然後託那些來耶路撒冷覲見猶大王漆德克雅的使者,送給厄東王和摩阿布王,阿孟子民的王和提洛王以及漆冬王,
бу боюнтуруқларни Едомниң падишасиға, Моабниң падишасиға, Аммонийларниң падишасиға, Турниң падишасиға вә Зидонниң падишасиға Йерусалимға, Йәһуда падишасиниң алдиға кәлгән уларниң өз әлчилириниң қоли арқилиқ әвәткин;
4 吩咐他們對自己的主上說:萬軍的上主,以色列的天主這樣說:你們應如此對你們的主上說:
һәр бирини өз ғоҗайинлириға шундақ бир хәвәрни йәткүзүшкә буйруғин: — Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Өз ғоҗайинлириңларға мундақ дәңлар: —
5 是我以我的大能和我伸展的手臂,創造了大地、人類及地面上的走獸,我能把大地賜給我喜歡給的人。
Мән зимин вә зимин йүзидә туруватқан адәмләр вә һайванларни зор қудритим вә созулған билигим билән яратқанмән; вә ким көзүмгә лайиқ көрүнсә, буларни шуларға тәқдим қилимән.
6 現在我把這些土地交在我的僕人巴比倫王拿步高的手中,連田野的走獸我也賜給他,作他的奴隸;
Һазир Мән бу зиминлaрниң һәммисини Бабил падишаси, Мениң қулум болған Небоқаднәсарниң қолиға тапшурдум; һәтта даладики һайванларниму униң қуллуғида болушқа тәқдим қилдим.
7 列國要作他、他的兒子和孫子的奴隸,直到他國家的時運終於來到──他也不例外──那時必有強盛的民族和強大的君王來使他作奴隸。
Барлиқ әлләр униң, оғлиниң һәм нәврисиниң қуллуғида болиду; андин өз зимининиң вақти-саити тошқанда, көп әлләр вә улуқ падишалар униму қуллуққа салиду.
8 若一個民族或國家,不願作巴比倫王拿步高的奴隸,或不願屈服在巴比倫王軛下,我必以戰爭、饑饉和瘟疫懲罰這民族──上主的斷語──直至將他們悉數交在他手中。
Шундақ болидуки, қайси әл яки падишалиқ Бабил падишаси Небоқаднәсарниң қуллуғида болушни, йәни бойнини Бабил падишасиниң боюнтуруғи астиға қоюшни рәт қилса, Мән шу әлни Небоқаднәсарниң қоли арқилиқ йоқатқузғичә қилич, қәһәтчилик вә ваба билән җазалаймән, — дәйду Пәрвәрдигар.
9 所以你們不要聽從常對你們說:「你們決不會作巴比倫王的奴隸」的先知、占卦師、卜夢者、巫士和術士的話,
— Силәр болсаңлар, «Бабил падишасиниң қуллуғида һеч болмайсиләр» дегән пәйғәмбәрлириңларға, палчилириңларға, чүш көргүчилириңларға, рәм ачқучилириңларға яки җадугәрлириңларға қулақ салмаңлар;
10 因為他們給你們預言的只是謊話,致使你們遠故土,叫我驅逐你們,令你們趨於滅亡。
чүнки улар силәргә ялғанчилиқ қилип бешарәт бериду; [гәплиригә кирсәңлар], силәрни өз жутуңлардин сүргүн қилиду; чүнки Өзүм силәрни жутуңлардин һайдаймән, силәр набут болисиләр.
11 至於引領接受巴比倫王的軛,甘願作他奴隸的民族,我必使他們仍留在本土──上主的斷語──在那裏安居樂業。
Лекин қайси әл бойнини Бабил падишасиниң боюнтуруғи астиға қоюп қуллуғиға кирсә, шу әлни өз жутида турғузимән, улар униңда териқчилиқ қилип яшайду.
12 我於是全依照這些話轉告猶大王漆德克雅說:「你應引頸接受巴比倫王的軛,服事他和他的人民,你們纔可生存。
— Мән Йәһуда падишаси Зәдәкияғиму шу сөзләр бойичә мундақ дедим: «Бойнуңларни Бабил падишасиниң боюнтуруғи астиға қоюп униң вә униң хәлқиниң қуллуғида болсаңлар, һаят қалисиләр.
13 為什麼你和你的人民寧願死於刀劍、饑饉和瘟疫,如同上主對不願服事巴比倫王的民族所警告的呢﹖
Әнди немишкә Пәрвәрдигарниң Бабил падишасиниң қуллуғиға бойсунмиған һәр қайси әлләр тоғрисида дегинидәк, сән вә хәлқиң қилич, қәһәтчилик вә ваба билән өлмәкчи болисиләр?
14 你們不要聽從對你們說:「不要服事巴比倫王」的先知的話,因為他們給你們預言的只是謊話;
Пәйғәмбәрләрниң: «Бабилниң қуллуғида болмайсиләр» дегән сөзлиригә қулақ салмаңлар; чүнки улар силәргә ялғанчилиқтин бешарәт қилиду.
15 我並沒有派遣他們──上主的斷語──他們竟奉我的名向你們預言,叫我驅逐你們,使你們和對你們說預言的先知同趨滅亡。」
Мән уларни әвәткән әмәс, — дәйду Пәрвәрдигар, — лекин улар Мениң намимда ялғандин бешарәт бериду; бу сөзләрниң ақивити шуки, Мән силәрни жутуңлардин һайдиветимән, шуниңдәк набут болисиләр; силәр вә силәргә бешарәт бәргән пәйғәмбәрләр набут болисиләр».
16 對司祭和這全體人民我也曾警告說:「上主這樣說:你們的先知們對你們說:看,上主殿宇的器皿,現在快要由巴比送回來了! 你們不要聽信,因為他們對你們預言的只是謊話。
Андин Мән каһинларға вә бу барлиқ хәлиққә мундақ дедим: — Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Силәргә бешарәт беридиған пәйғәмбәрләрниң: «Мана, Пәрвәрдигарниң өйидики қиммәтлик қача-қучилар пат арида Бабилдин қайтурулиду» дегән сөзлиригә қулақ салмаңлар; чүнки улар силәргә ялғанчилиқтин бешарәт қилиду.
17 你們不要聽信他們,只管服事巴比倫王,就必生存。為什麼要使這城變為荒野﹖
Уларға қулақ салмаңлар; Бабил падишасиниң қуллуғида болсаңлар, һаят қалисиләр; бу шәһәр немишкә вәйран болсун?
18 假使他們是先知,真有上主的話,請他們祈求萬軍的上主,使尚留在上主殿宇,猶大王宮和耶路撒冷的器皿,不致運到巴比倫去。
Әгәр булар һәқиқәтән пәйғәмбәрләр болса һәм Пәрвәрдигарниң сөзи уларда болса, улар һазир Пәрвәрдигарниң өйидә, Йәһуда падишасиниң ордисида вә Йерусалимниң өзидә қалған қиммәтлик қача-қучилар Бабилға елип кетилмисун дәп самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарға дуа-тилавәт қилсун!
19 因為萬軍的上主這樣論到銅柱、銅海和銅座,以及在這城剩下的殘餘器皿,
Чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар икки [мис] түврүк, [мис] «деңиз», дас һарвулири вә бу шәһәрдә қалған [қиммәтлик] қача-қучилар тоғрилиқ мундақ дәйду: —
20 即巴比倫王拿步高把猶大王約雅金的兒子耶苛尼雅,及猶大和耶路撒冷所有的貴族,從耶路撒冷擄到巴比倫時,沒有帶走的器皿,
(буларни болса Бабил падишаси Небоқаднәсар Йәһоакимниң оғли Йәһуда падишаси Йәконияһни Йәһудадики вә Йерусалимдики барлиқ есилзад-әмирләр билән тәң Йерусалимдин Бабилға сүргүн қилғанда у елип кәтмигән еди)
21 萬軍的上主,以色列的天主論到這些尚存在上主殿宇、猶大王宮和耶路撒冷的器皿,這樣說:
Бәрһәқ, Исраилниң Худаси Пәрвәрдигарниң өйидә, Йәһуда падишасиниң ордисида вә Йерусалимда қалған [қиммәтлик] қача-қучилар тоғрилиқ самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
22 都要運到巴比倫去,留在那裏,直到我再來眷顧的一天──上主的斷語──那時,我必再取回來,放在原處。」
уларму Бабилға елип кетилиду; улар Мән улардин қайтидин хәвәр алидиған күнгичә шу йәрдә туриду, — дәйду Пәрвәрдигар: — шу вақит кәлгәндә, Мән уларни елип бу йәргә қайтуруп беримән.