< 耶利米書 51 >

1 上主這樣說:「看,我必要興起毀滅的颶風,襲擊巴比倫和加色丁的居民,
Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән Бабилни соқидиған һәм «Ләб-камай»да туруватқанларни соқидиған битчит қилғучи шамални қозғап чиқиримән;
2 給巴比倫派簸手來簸揚她,掃空她的國土,因為在禍患之日,人必四面向她進攻。」
Мән Бабилға ят адәмләрни әвәтимән; улар уни соруветиду, зиминини йәр билән йәксан қиливетиду; униң бешиға күлпәт чүшкән күнидә улар униңға тәрәп-тәрәптин қаршилишишқа келиду.
3 弓手不要放下自己的弓箭,戰士不要卸下自己的鎧甲,不要憐恤她的青年,卻要殲滅她所有的部隊,
Униң оқячилириға кирични тартқидәк, орнидин турғучиларға дубулға-савут кийгидәк пурсәт бәрмәңлар; униң жигитлириниң һеч қайсисини аяп қоймаңлар; униң пүткүл қошунини битчит қилиңлар.
4 使他們倒斃在加色丁境內,沿途被人刺殺,
Калдийләрниң зиминида санҗилғанлар, кочилирида қиличланғанлар жиқилсун!
5 因為他們的國土,充滿了反抗以色列聖者的罪惡;可是以色列和猶大並未成為寡婦,也未喪失自己的天主,萬軍的上主。
Чүнки Исраил яки Йәһудаму өз Худаси тәрипидин, йәни самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар тәрипидин ташливетилгән әмәс; чүнки [Бабилниң] зимини Исраилдики Муқәддәс Болғучи алдида садир қилған гуна билән толғандур.
6 你們逃離巴比倫,各救自己的性命,不要因了她的罪過而自遭喪亡,因為現在是上主復仇的時候,上主要對她報復。
[Барлиқ әлләр], Бабил ичидин қечиңлар, өз җениңларни елип бәдәр қечиңлар! Униң қәбиһлигигә четилип қелип һалак болмаңлар; чүнки бу Пәрвәрдигарниң қисас алидиған вақтидур; У қилмишини өз бешиға қайтуриду.
7 巴比倫在上主手中,曾是個灌醉大地的金爵,萬民飲了她的酒,萬民纔如此狂亂。
Бабил Пәрвәрдигарниң қолидики пүткүл җаһанни мәс қилғучи алтун қәдәһ болған; әлләр униң шарибидин ичкән; әлләр шуниң билән сараң болуп кәткән.
8 霎時間,巴比倫傾覆瓦解,你們為她舉哀,拿香料來醫治她的創傷,也許她會痊癒。
Бабил туюқсиз жиқилип битчит болиду; униңға аһ-зар көтириңлар! Униң азаплири үчүн тутия елиңлар; у бәлким сақайтилармекин?
9 我們本願治癒巴比倫,但是她卻不痊癒;我們放下她,各自回歸故鄉,因為她罪惡滔天,直達雲霄。
— «Биз Бабилни сақайтмақчидуқ, лекин у сақаймиди; униңдин ваз кечип һәммимиз өз жутимизға қайтайли; чүнки униң үстигә чиқирилидиған һөкүм җазаси асманға тақишип, көккә йетиду».
10 上主表彰了我們的正義,來,我們在熙雍稱揚上主我們的天主的偉業。
— «Пәрвәрдигар һәққанийлиғимизни барлиққа кәлтүргәндур; келәйли, Зионда Пәрвәрдигар Худайимизниң қилған ишини җакалайли!»
11 磨尖箭矢,裝滿箭囊! 上主已激起瑪待王的銳氣,因為他對巴比倫的計劃,是要將她消滅;是上主報復,為自己的殿宇復仇。
— Оқларни учлаңлар! Қалқанларни тутуңлар! Пәрвәрдигар Медианиң падишалириниң роһини урғутти; чүнки Униң нийити Бабилға қаршидур, уни бәрбат қилиш үчүндур; бу Пәрвәрдигарниң қисасидур, йәни Униң ибадәтханиси үчүн алған қисасидур.
12 你們向巴比倫城牆樹立旗幟,加緊防衛,派駐防哨,預設埋伏,因為上主怎樣計劃了,就怎樣實踐他對巴比倫居民所下的斷語。
Бабилниң сепиллириға қаритип җәң туғини көтириңлар; күзәтни техиму чиңрақ қилиңлар, күзәтчиләрни [Бабилни чөридитип] сәптә турғузуңлар; бөктүрмә қоюңлар; чүнки Пәрвәрдигар Бабилдикиләрниң җазаси тоғрилиқ немиләрни дегән болса, У шуни көңлидә пәмләп, уни ада қилиду.
13 啊,你住在多水之旁,富有寶藏;現在到了你的結局,到了切斷你尺度的時刻。
— И әлвәк сулар үстидә турғучи, байлиқлири нурғун болғучи, әҗилиң йетип кәлди, җениң өлчинип үзүлүш вақти тошти.
14 萬軍的上主指著自己起誓說:「我必用像蝗蟲那麼多的人群填塞你,對你高唱凱歌。」
Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар Өзи билән қәсәм қилип: «Топ-топ чекәткиләрдәк Мән сени адәмләр билән толдуримән; улар сениң үстүңдин ғәлибә тәнтәнилирини көтириду» деди.
15 上主以自己的能力創造了大地,自己的智慧奠定了寰宇,以自己的才智展布了諸天。
— У болса йәр-зиминни күч-қудрити билән ясап, Аләмни даналиғи билән бәрпа қилип, Асманларни әқил-парасити билән яйғучидур;
16 他一聲號令使天上的水怒號,使雲彩地極上騰,使雷聲霹靂,造成豪雨,使暴風從他的倉庫出發。
У авазини қоювәтсә, асманларда сулар шавқунлайду; У йәр чәтлиридин булут-туманларни өрлитиду; У ямғурларға чақмақларни һәмраһ қилип бекитиду, Шамални Өз ғәзнилиридин чиқириду.
17 人都要自覺愚昧無知;每個銀匠必因自己的刻像感到羞慚,因為所鑄的像,只是「虛無」,沒有息;
Бу [бутпәрәсләрниң] һәр бири әқилсиз, билимдин мәһрумлардур; Һәр бир зәргәр өзи ойған бут тәрипидин шәрмәндигә қалиду; Чүнки униң қуйма һәйкили ялғанчилиқ, Уларда һеч тиниқ йоқтур.
18 是「虛幻」,是愚弄人的作品;懲罰時期一到,必要盡歸滅亡。
Улар бимәниләрдур, мазақ объектидур; Уларниң үстигә җазалиниш вақти кәлгәндә, улар йоқитилиду.
19 那位作雅各伯產業的,與它們卻完全不同,因為他是萬物的造主,以色列是作他產業的支派;他的名字叫「萬軍的上主」。
Яқупниң несивиси Болғучи булардәк әмәстур; Чүнки һәммини ясиғучи Шудур; Исраил болса Униң Өз мираси болған қәбилисидур; Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар Униң намидур.
20 巴比倫! 你曾是我的鎚子,作戰的武器;我曾用你粉碎萬民,用你毀滅邦國,
Сән [Исраил] Мениң гөрзәм, Мениң җәң қуралимдурсән; Сениң билән Мән әлләрни битчит қилимән, Сениң билән падишалиқларни тар мар қилимән;
21 用你粉碎戰馬和騎士,用你粉碎戰車和後夫,
Сениң билән һәм ат һәм ат мингүчини битчит қилимән; Сениң билән һәм җәң һарвуси һәм һайдиғучисини битчит қилимән;
22 用你粉碎男子和婦女,用你粉碎老翁和幼童,用你粉少男和少女,
Сениң билән һәм әр һәм аялни битчит қилимән; Сениң билән һәм қери һәм яшларни битчит қилимән; Сениң билән һәм жигит һәм қизни битчит қилимән;
23 用你粉碎牧人和牲畜,用你粉碎農夫和耕牛,用你粉碎州牧和監督。
Сениң билән һәм падичи һәм қой падисини битчит қилимән; Сениң билән һәм дехан һәм боюнтуруққа қетилған калилирини битчит қилимән; Сениң билән һәм валийлар һәм һөкүмранларни битчит қилимән.
24 但是,如今我要在你們眼前,報復巴比倫和所有的加色丁居民,對熙雍作的一切惡事──上主的斷語──
— Мән көз алдиңларда Бабилниң һәм барлиқ калдийләрниң Зионда қилған барлиқ рәзиллигини өз бешиға чүшүрүп яндуримән, — дәйду Пәрвәрдигар.
25 好事毀滅的山嶺! 看,我要攻擊你──上主的斷語──是你毀滅了整個大地,我要向你伸出我的手,使你從崖石上滾下,使你成為烈火焚毀的山嶺。
— Мана, Мән сән [Бабилға] қаршимән, и пүткүл йәр йүзини һалак қилғучи тағ; Мән қолумни үстүңгә созуп, Сени тик ярлардин ғулитип, Домилитип чүшүрүп, сени көйүп түгигән бир янар тағ қилимән, — дәйду Пәрвәрдигар.
26 人們不再從你那裏鑿取角石或基石,因為你將永遠為荒丘──上主的斷語。
Шуниң билән улар сәндин бүрҗәк чиқириш үчүнму таш тапалмайду, Яки һул үчүнму һечйәрдин таш тапалмайду; Чүнки сән мәңгүгә бир вәйранә болисән, — дәйду Пәрвәрдигар.
27 你們在地上樹立旗幟,在萬民間吹起號角,祝聖萬民向她進攻,召集阿辣辣特和明尼及阿市革納次王國向她進攻,派遣一員大將向他進攻;衝鋒的馬隊,好像刺毛直豎的蚱蜢。
— Зиминда җәң туғини көтириңлар, Әлләр арисида канай челиңлар; Бабилға җәң қилишқа әлләрни тәйярлаңлар; Арарат, минни вә Ашкиназ падишалиқлирини чақирип жиғиңлар; Униңға һуҗум қилғучи қошунларға бир сәрдар бекитиңлар; Атларни топ-топ чекәткә лечинкилиридәк зиминға түркүмләп чиқириңлар;
28 祝聖萬民:瑪待的君王和他的州牧,他所有的監督以及他整個版圖的民眾,向她進攻。
Униңға җәң қилишқа әлләрни тәйярлаңлар, — Медиалиқларниң падишалири, валийлири вә барлиқ һөкүмдарлирини, шундақла у һөкүм сүргән зиминларниң барлиқ адәмлирини тәйярлаңлар!
29 大地戰慄惶悚,因為上主正在進行攻巴比倫的計劃,使巴比倫地成為無人居住的荒野。
Шуниң билән йәр йүзи тәвринип азаплиниду; чүнки Пәрвәрдигарниң Бабилға қарши бағлиған нийәтлири, йәни Бабилниң зиминини һеч адәм турмайдиған чөл-баяван қиливетиш нийити әмәлгә ашмай қалмайду.
30 巴比倫的兵士放棄作戰,留在堡壘中,失去了勇氣,有如婦人;她的房屋已為火焚毀,她的門閂已被折斷。
Бабилдики палванлар уруштин қол үзиду; Улар қорғанлирида амалсиз олтириду; Уларниң дәрмани қалмайду, Улар аяллардәк болуп қалиду; Униң туралғулириға от қоюлиду; Дәрваза саласунлири сундурулиду.
31 跑差的,傳信的,都相繼跑去通報巴比倫王,京城四周已被佔領,
Жүгүрүп келиватқан бир чапармән йәнә бир чапармәнгә, бир хәвәрчи йәнә бир хәвәрчигә Бабил падишасиниң алдидила учришип қелип униңға: — «Силиниң пүткүл шәһәрлири у чәттин бу чәткичә ишғал қилинди;
32 口已被攻陷,要塞已遭火焚;戰士都十分恐惶。
Дәрия кечиклири егиливелинди, Қомушлуқлар отта көйдүрүлди, Палванлири дәккә-дүккигә чүшүшти!» — дәп җакалишиду.
33 因為萬軍的上主,以色列的天主這樣說:「巴比倫女郎有如到了該踐踏的禾場;還有片刻就到收割她的時期。
Чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Бабилниң қизи тәкшилинип чиңдилидиған вақти болған хамандәк бесилиду; Бирдәмдила, униң һосули орулидиған вақти йетип болиду!
34 巴比倫王拿步高把我吞食毀滅,使我變成了空器皿;他彷復一條龍,併吞了我,以我的美味滿足了自己的肚腹,然後將我驅逐。
Зионда турғучи қиз: — «Бабил падишаси Небоқаднәсар мени жутуп, Мени ғаҗилап әзгән; У ичимни бошитилған қачидәк қилип қойған; У әҗдиһадәк мени жутуп, Өзини назу-немәтлирим билән тойғузған, Мени қуруқдап пак-пакиз қиливәткән. Маңа, мениң тенимгә қилған зораванлиғи Бабилниң бешиға чүшүрүлсун» — дәйду, Вә Йерусалим: «Мениң қанлирим Калдийәдә турғучиларниң бешиға төкүлсун» — дәйду.
35 熙雍的居民說:「要對巴比倫報復我身受的凌辱! 」耶路撒冷說:「要對加色丁居民報復我的血債! 」
36 為此,上主這樣說:「看,我必為你辯護,報復你的冤仇,乾涸她的河川,枯竭她的泉源。
Шуңа Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән сениң дәвайиңни сораймән, Сән үчүн қисас алимән; Мән униң деңизини қурутимән, булиқини қағҗиритимән.
37 巴比倫必成為一堆瓦礫,豺狼的巢穴;令人恐怖嘲笑,無人居住。
Бабил болса дога-дога харабиләр, Чилбөриләрниң туралғуси болиду; Зимини адәмни дәһшәт басидиған һәм дайим уш-уш қилинидиған объект болиду, Һеч адәм шу йәрдә турмайду.
38 巴比倫人像壯獅一樣,一起怒號,像母獅的幼雛一樣,一起咆哮。
Уларниң һәммиси яш ширлардәк һувлишиду, Асланлардәк бир-биригә хирис қилишиду;
39 在他們激昂時,我必給他們擺設盛宴,使他們酣醉昏迷,長眠不醒──上主的斷語──
Уларниң кәйпияти қизип кәткәндә, Мән уларға бир зияпәт тәйярлап қойимәнки, уларни мәс қиливетимән; шуниң билән улар яйрап-яшнап кетиду, — андин мәңгүгә уйқиға ғәриқ болуп, қайтидин һеч ойғанмайду, — дәйду Пәрвәрдигар.
40 我必使他們下到屠場,無異羔羊綿羊和山羊。
Боғузлашқа йетилигән қозилардәк вә биллә йетиләнгән қочқарлар һәм текиләрдәк Мән уларни боғузлашқа чүшүримән.
41 怎麼,沙客竟陷落了,全地的光榮竟遭受了劫掠﹖怎麼,連巴比倫在萬民中也變得如此悽涼﹖
Шешақниң ишғал қилинғанлиғиға қара! Пүткүл йәр йүзиниң пәхриниң тутулғанлиғиға қара! Бабилниң әлләр арисида адәмни дәһшәт басидиған объекти болғанлиғиға қара!
42 海洋衝擊巴比倫,使她全被驚濤怒浪所淹沒;
Деңиз Бабил үстидин өрләп кәтти; У нурғунлиған долқунлар билән ғәриқ болди.
43 她的城市盡化為野,乾旱淒涼之地,再沒有人居住,再沒有過客。
Униң шәһәрлири адәмни дәһшәт басидиған объект, Қағҗирақ йәр, бир чөл, һеч ким турмайдиған зимин болди; Һеч қандақ инсан балиси қайтидин шу йәрләрдин өтмәйду.
44 我必懲罰巴比倫的貝耳,由他口裏奪出他所吞滅的,萬民必不再向他湧來,因為巴比倫的城牆已倒塌。
Мән Бабилда Бәлни җазалаймән; Мән униң ағзидин жутувалғинини яндуривалимән; Әлләр қайтидин униңға қарап еқип келишмәйду; Бәрһәқ, Бабилниң сепили ғулап кетиду.
45 我的人民! 你們從她那裏出來,各救自己的性命脫免上主忿怒的烈火。
Униң оттурисидин чиқиңлар, и хәлқим! Һәр бириңлар Пәрвәрдигарниң қаттиқ ғәзивидин өз җениңларни елип бәдәр қечиңлар!
46 你們不要膽怯,不要害怕地方上流傳的謠言;因為今年傳來這謠言,明年又另有謠言;地方上常有暴亂,暴君互相傾軋。
Силәр зиминда аңлиниватқан питнә-иғвадин жүригиңларни су қилмаңлар вә қорқмаңлар; Бу жил бир питнә-иғва, келәр жили йәнә бир питнә-иғва чиқиду; Зиминда зулум-зораванлиқ партлайду, һөкүмдарлар һөкүмдарларға қарши чиқиду.
47 看,時日將到,我必懲罰巴比倫的偶像;使她全國飽受恥辱,國內死傷遍地。
Шуңа мана, шу күнләр келидуки, Мән Бабилдики ойма мәбудларни җазалаймән; Шуниң билән униң пүткүл зимини хиҗаләткә қалдурулиду, Униңда өлтүрүлгәнләр униң ичидә жиқилиду;
48 上天下地和其中所有的一切,必對巴比倫吶喊歡呼,因為從北方必有破壞者來向她進襲──上主的斷語──
Шуниң билән асман вә зимин вә уларда бар болғанлар Бабил үстидин шатлиқтин яңрайду; Чүнки шималдин һалак қилғучилар униңға җәң қилишқа келиду — дәйду Пәрвәрдигар.
49 為了以色列被剌殺的人,巴比倫也該傾覆,就如全地被刺殺的人,曾為了巴比倫而倒斃。
Бабил түпәйлидин пүткүл йәр йүзидики өлтүрүлгәнләр жиқилғандәк, Бабил Исраилда өлтүрүлгәнләр түпәйлидин Бабил жиқилмай қалмайду.
50 你們逃脫了刀劍的人! 快走,不要停留;從遠方懷念上主,思戀耶路撒冷。
Қиличтин қачқанлар, жирақ кетиңлар, һаял болмаңлар; Чәт йәрләрдин Пәрвәрдигарни сеғиниңлар, Йерусалимни есиңларға кәлтүрүңлар.
51 我們聽到了侮辱,感到恥辱,滿面羞慚,因為外方人闖進了上主殿宇的聖所。
«Биз хиҗаләткә қалдуқ, чүнки һақарәткә учридуқ; Шәрмәндичиликтин йүзимиз төкүлди; Чүнки ят адәмләр Пәрвәрдигарниң өйидики муқәддәс җайларға бесип кирди!».
52 為此,看,時日將到──上主斷語──我必懲罰她的偶像,使她國內的人都負傷呻吟;
Шуңа шу күнләр келидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, — Мән униңдики ойма мәбудларни җазалаймән; Униң пүткүл зимини бойида ярилинип җан һәлқумида иңришиду.
53 即使巴比倫爬上諸天,即使她盤據高處不可侵犯,我仍要派破壞者來自她進襲──上主的斷語。
Бабил асманларға көтирилгән болсиму, Униң жуқури истиһкам-қорғини мустәһкәмләнгән болсиму, Лекин Мениңдин униңға һалак қилғучилар йетип баридиған болди, — дәйду Пәрвәрдигар.
54 聽從巴比倫發出的喧嚷,從加色丁人地發生的絕大破壞!
Бабилдин налә-пәрядниң авази, Калдийләрниң зиминидин зор һалакәтниң садаси көтирилиду.
55 是上主在毀滅巴比倫,消弭其中嘈雜的聲音;敵人洶湧而來,有如汪洋怒濤,揚聲吶喊。
Чүнки Пәрвәрдигар Бабилни һалак қилмақчи болиду; У униңдин вараң-чуруңлирини йоқитиду; Суларниң долқунлири өркәшләватқан сулардәк шарқирайду, Уларниң авази шавқунлап келиду.
56 果然,破壞者已來到巴比倫,她的勇士都已被擒,她的弓弩盡被折斷,因為上主是報復的天主,他必嚴厲加以報復。
Чүнки һалак қилғучи униңға, йәни Бабилға җәң қилишқа келиду, Шуниң билән униң палванлири әсиргә чүшиду; Уларниң оқялири сундурулиду; Чүнки Пәрвәрдигар — қисаслар алғучи Тәңридур; У яманлиқни яндурмай қалмайду.
57 我必使她的諸侯和謀士,州牧和監督以及勇士飲醉,長眠不醒──名為萬軍上主君王的斷語。
— Мән униң әмирлири, данишмәнлири, валийлири, һөкүмдарлири вә палванлирини мәс қилимән; Улар мәңгүгә ухлайду вә қайтидин һеч ойғанмайду — дәйду Падишаһ, — Нами самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
58 萬軍的上主這樣說:「巴比倫廣闊的城牆要被夷為平地,她高大的城門要被火焚盡:這樣百姓只有白白徒勞,萬民的辛苦,也只有付之一炬。」
Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Бабилниң кәң сепиллири йәр билән йәксан қилиниду, Униң егиз дәрвазилири пүтүнләй көйдүрүлиду; Шуниң билән әлләрниң җан тикип тапқан меһнити беһудә болиду, Әл-жутларниң өзлириниң җапалиқ әҗири пәқәт отқа йеқилғу болиду.
59 以下是瑪赫色雅的孫子,乃黎雅的兒子色辣雅同猶大王漆德克雅,在他為王第四年,同往巴比倫去時,耶肋米亞先知對他吩咐的話,那時辣雅身為行營總督。
Йәһуда падишаси Зәдәкия тәхткә олтарған төртинчи жили, Бабилға барғинида Маһсеяһниң нәвриси, Нерияниң оғли Серая Зәдәкияға һәмраһ болуп барған (Серая баш ғоҗидар еди). Йәрәмия пәйғәмбәр униңға сөз тапилиған.
60 耶肋米亞在一本書上記錄了要降在巴比倫的一切災禍,所記錄的全是於巴比倫的事。
Йәрәмия орам қәғәзгә Бабилниң бешиға чүшидиған барлиқ күлпәтләрни, — йәни Бабил тоғрилиқ пүтүклүк бу барлиқ сөзләрни язған еди;
61 耶肋米亞對色辣雅說:「你一到了巴比倫,就應設法宣讀這一切話,
вә Йәрәмия Сераяға мундақ деди: — Сән Бабилға йетип барғанда, бу сөзләрниң һәммисини оқуп чиқип вә: —
62 然後說:上主,關於這地你親自說過,要將它消滅,使這地無人居住,成為人和走獸絕跡的荒野。
«Пәрвәрдигар, Сән бу җай тоғрилиқ: — Мән уни йәксан қилимәнки, униңда һеч ким, нә инсан нә һайван турмайдиған, мәңгүгә бир вәйранә болиду — дегәнсән» — дәйсән;
63 你朗誦完了這本書以後,在書上繫上一塊石頭,把書拋在幼發拉的河中,
шундақ қилип бу язмини оқуп чиққандин кейин, униңға таш теңип, Әфрат дәриясиниң оттурисиға чөрүвәт,
64 然後說:巴比倫也要如此沉沒,再也不能由我給她招來的災禍中復興。」耶肋米亞的話至此為止。
вә: «Мән униң үстигә чүшүрмәкчи болған күлпәтләр түпәйлидин, Бабил [шу ташқа] охшашла ғәриқ болуп қайтидин өрлимәйду; улар һалидин кетиду» — дәйсән. Йәрәмияниң сөзлири мошу йәрдә түгиди.

< 耶利米書 51 >