Preface
Read
+
Publisher
Nainoia, Inc.
PO Box 462, Bellefonte, PA 16823
(814) 470-8028
Nainoia Inc, Publisher
LinkedIn/NAINOIA-INC
Third Party Publisher Resources
Request Custom Formatted Verses
Please contact us below
Submit your proposed corrections
I understand that the Aionian Bible republishes public domain and Creative Commons Bible texts and that volunteers may be needed to present the original text accurately. I also understand that apocryphal text is removed and most variant verse numbering is mapped to the English standard. I have entered my corrections under the verse(s) below. Proposed corrections to the Uyghur Bible (cyrillic script), Revelation Chapter 1 https://www.AionianBible.org/Bibles/Uyghur---Uyghur-Bible-Cyrillic/Revelation 1) Бу китап Әйса Мәсиһниң вәһийси, йәни Худа Униңға Өз қул-хизмәткарлириға йеқин кәлгүсидә йүз бериши муқәррәр болған ишларни көрситиши үчүн тапшурған вәһийдур. Мәсиһ буни Өз пәриштисини әвәтип қули Юһаннаға аламәтләр билән аян қилди. 2) Юһанна болса Худаниң сөз-калами һәмдә Әйса Мәсиһ тоғрисидики гувалиққа көргәнлириниң һәммисигә гувалиқ бәрди. 3) Бу бешарәтни оқуп бәргүчи вә униң сөзлирини аңлап, униңда йезилғанларға итаәт қилғучи бәхитликтур! Чүнки вәһийниң вақти йеқиндур. 4) Мәнки Юһаннадин Асия [өлкисидики] йәттә җамаәткә салам! Һазир бар болған, өткәндиму болған һәм кәлгүсидә Кәлгүчидин, Униң тәхтиниң алдидики йәттә Роһтин 5) вә садиқ Гувачи, өлүмдин тунҗа Тирилгүчи, җаһандики падишаларниң Һөкүмрани болған Әйса Мәсиһтин силәргә меһри-шәпқәт вә хатирҗәмлик болғай. Әнди бизни сөйгүчи, йәни Өз қени билән бизни гуналиримиздин жуйған 6) вә бизни бир падишалиққа уюштуруп, Өз Атиси Худаға каһинлар қилғанға барлиқ шан-шәрәп вә күч-қудрәт әбәдил-әбәткичә болғай, амин! (aiōn g165) 7) Мана, У булутлар билән келиду, шундақла һәр бир көз, һәтта Уни санҗиғанларму Уни көриду. Йәр йүзидики пүткүл қәбилә-хәлиқ У сәвәплик аһ-зар көтириду. Шундақ болиду, амин! 8) Мән «Алфа» вә «Омега», Муқәддимә вә Хатимә Өзүмдурмән, һазир бар болған, бурунму бар болған һәм кәлгүсидиму бар Болғучидурмән, шундақла Һәммигә Қадирдурмән, дәйду Пәрвәрдигар Худа. 9) Силәрниң қериндишиңлар һәм силәр билән биргә Әйсада болған азап-оқубәт, падишалиқ вә сәвир-тақәттин ортақ несипдишиңлар болған мәнки Юһанна Худаниң сөз-калами вә Әйсаниң гувалиғи вәҗидин Патмос дегән аралда [мәһбус] болуп туруп қалғандим. 10) «Рәбниң күни»дә мән Роһниң илкигә елинишим билән, кәйнимдин канай авазидәк күчлүк бир авазни аңлидим. 11) Бу аваз: «Көридиғанлириңни китап қилип яз вә уни йәттә җамаәткә, йәни Әфәсус, Смирна, Пәргамум, Тиятира, Сардис, Филаделфийә вә Лаодикиядики җамаәтләргә әвәт» деди. 12) Маңа сөз қилған авазниң кимниң екәнлигини көрүш үчүн кәйнимгә бурулдум. Бурулғинимда, көзүмгә йәттә алтун чирақдан 13) вә уларниң оттурисида учисиға путлириғичә чүшүп туридиған тон кийгән, көксигә алтун кәмәр бағлиған Инсаноғлиға охшайдиған бири көрүнди. 14) Униң баш-чечи ақ жуңдәк, һәтта қардәк аппақ еди вә көзлири гоя ялқунлап турған оттәк еди. 15) Путлири хумданда тавлинип пақириған тучқа охшайтти, авази шарқирап еқиватқан нурғун суларниң авазидәк еди. 16) У оң қолида йәттә юлтуз тутқан болуп, ағзидин икки бислиқ өткүр қилич чиқип туратти. Чирайи худди қуяшниң толуқ күчидә парлиғандәк ярқин еди. 17) Уни көргинимдә, айиғиға өлүктәк жиқилдим. У оң қолини үстүмгә тәккүзүп мундақ деди: — Қорқма, Авалқиси вә Ахирқиси 18) һәмдә һаят Болғучи Өзүмдурмән. Мән өлгән едим, амма мана, Мән әбәдил-әбәткичә һаяттурмән, өлүм вә тәһтисараниң ачқучлири қолумдидур! (aiōn g165, Hadēs g86) 19) Шуниң үчүн, көргән ишларни, һазир болуватқан ишларни вә булардин кейин болидиған ишларни йезип қалдур. 20) Сән оң қолумда көргән йәттә юлтузниң вә йәттә алтун чирақданниң сири мана мундақ — йәттә юлтуз йәттә җамаәтниң әлчилири вә йәттә чирақдан болса йәттә җамаәттур. Additional comments?
Refresh Captcha
The world's first Holy Bible un-translation!