Preface
Read
+
Publisher
Nainoia, Inc.
PO Box 462, Bellefonte, PA 16823
(814) 470-8028
Nainoia Inc, Publisher
LinkedIn/NAINOIA-INC
Third Party Publisher Resources
Request Custom Formatted Verses
Please contact us below
Submit your proposed corrections
I understand that the Aionian Bible republishes public domain and Creative Commons Bible texts and that volunteers may be needed to present the original text accurately. I also understand that apocryphal text is removed and most variant verse numbering is mapped to the English standard. I have entered my corrections under the verse(s) below. Proposed corrections to the Uyghur Bible (cyrillic script), Luke Chapter 15 https://www.AionianBible.org/Bibles/Uyghur---Uyghur-Bible-Cyrillic/Luke/15 1) Әнди баҗгирлар вә башқа гунакарларниң һәммиси униң сөзини аңлашқа униң әтрапиға олашмақта еди. 2) Лекин Пәрисийләр билән Тәврат устазлири ғудуңшуп: — Бу адәм гунакарларни қарши алиду вә улар билән һәмдәстихан олтириду! — дейишти. 3) Шуңа у уларға муну тәмсилни сөзләп бәрди: 4) — Әгәр араңларда бирәйләнниң йүз туяқ қойи болуп, улардин бири жүтүп кәтсә, тохсән тоққузини чөлдә қоюп қоюп жүтүп кәткинини тапқичә издимәсму? 5) Уни тепивалғанда, шатланған һалда мүрисигә артиду; 6) андин өйигә елип келип, яр-бурадәрлири билән қолум-хошнилирини чақирип, уларға: «Мән жүткән қоюмни тепивалдим, мениң билән тәң шатлиниңлар!» дәйду. 7) Мән силәргә шуни ейтайки, шуниңға охшаш, товва қиливатқан бир гунакар үчүн әрштә зор хурсәнлик болиду; бу хурсәнлик товиға муһтаҗ болмиған тохсән тоққуз һәққаний кишидин болған хурсәнликтин көп артуқтур. 8) — Яки бир аялниң он күмүч динари болуп, бир динарни йоқитип қойса, чирақни йеқип, таки уни тапқичә өйни сүпүрүп, зән қоюп издимәсму? 9) Уни тапқанда яр-бурадәр, қолум-қошнлирини чақирип, уларға: «Мениң билән тәң шатлиниңлар, чүнки мән йоқитип қойған динаримни тепивалдим» — дәйду. 10) Мән силәргә шуни ейтайки, шуниңға охшаш товва қиливатқан бир гунакар үчүн Худаниң пәриштилириниң арисида хурсәнлик болиду. 11) У сөзини давам қилип мундақ деди: — Мәлум бир адәмниң икки оғли бар екән. 12) Кичик оғли атисиға: «Әй ата, мал-мүлүктин тегишлик үлүшүмни һазирла маңа бәргин» дәп ейтипту. Вә у өз мал-мүлүклирини иккисигә тәқсим қилип берипту. 13) Узун өтмәйла, кичик оғли бар-йоқини жиғиштуруп, жирақ бир жутқа сәпәр қипту. У у йәрдә әйш-ишрәтлик ичидә турмуш кәчүрүп мал-дуниясини бузуп-чечипту. 14) Дәл у бар-йоқини сәрп қилип түгәткән вақтида, у жутта қаттиқ ачарчилиқ болуп, у хеләла қисилчилиқта қапту. 15) Шуниң билән у берип, шу жутниң бир пухрасиға мәдикар болуп яллинипту; у уни етизлиғиға чошқа беқишқа әвәтипту. 16) У һәтта қосиғини чошқиларниң йеми болған почақ шакили билән тойғузушқа тәқәзза бопту; лекин һеч ким униңға һеч нәрсә бәрмәпту. 17) Ахир берип у һошини тепип: «Атамниң шунчә көп мәдикарлириниң алдидин йемәк-ичмәк ешип-тешип туриду; лекин мән болсам бу йәрдә ачлиқтин өләй дәп қалдим! 18) Орнумдин туруп, атамниң алдиға берип униңға: Әй ата, мән әршниң алдидиму вә сениң алдиңдиму гуна қилдим. 19) Әнди сениң оғлуң атилишқа лайиқ әмәсмән. Мени мәдикарлириң сүпитидә қобул қилғайсән! — дәймән» дәп ойлапту. 20) Шуниң билән орнидин туруп атисиниң алдиға қайтип меңипту. Лекин атиси жирақтинла уни көрүп униңға ичи ағритип, алдиға жүгүрүп чиқип, униң бойниға есилип уни сөйүп кетипту. 21) Оғли: «Ата, мән әршниң алдидиму, сениң алдиңдиму гуна қилдим. Әнди сениң оғлуң атилишқа лайиқ әмәсмән» — дәпту. 22) Бирақ атиси чакарлириға: «Дәрһал әң есил тонни әкелип униңға кийдүрүңлар, қолиға үзүк селиңлар, путлириға аяқ кийдүрүңләр; 23) вә бордақ топақни әкелип союңлар; андин убдан йәп, равурус тәбрикләйли! 24) Чүнки мениң бу оғлум өлгән еди, тирилди, жүтүп кәткән еди, тепилди!» — дәпту. Андин улар тәбрикләшкили башлапту. 25) Әнди чоң оғли етизға кәткән екән. У қайтип келиветип өйгә йеқин кәлгәндә нәғмә-нава билән уссулниң авазини аңлапту. 26) У чакарлардин бирини чақирип, униңдин немә иш болуватқинини сорапту. 27) Чакар униңға: Укаң кәлди вә атаң уни сақ-саламәт тепивалғанлиғи үчүн бордақ топақни сойди» дәпту. 28) Лекин [чоң оғли] хапа болуп, өйгә киргили унимапту. Вә атиси чиқип униң өйгә киришини өтүнүпту. 29) Амма у атисиға җавап берип: «Қара! Мән шунчә жилдин бери қулдәк хизмитиңдә болдум, әсла һеч бир әмриңдин чиқип бақмидим. Бирақ сән маңа әл-ағинилирим билән хуш қилғили һеч қачан бирәр оғлақму бәрмидиң! 30) Лекин сениң мал-мүлүклириңни паһишиләргә хәҗләп түгәткән бу оғлуң қайтип кәлгәндә, сән униң үчүн бордақ топақни союпсән» — дәпту. 31) Бирақ атиси йәнә униңға: «Әй оғлум, сән һәрдайим мениң йенимдисән вә мениң барлиғим сениңкидур. 32) Әнди тәбрикләп шатлинишқа лайиқтур; чүнки бу сениң укаң өлгән еди, тирилди, йоқилип кәткән еди, тепилди» — дәпту. Additional comments?
Refresh Captcha
The world's first Holy Bible un-translation!