< Psalms 136 >
1 Luvutudila Yave matondo bila niandi widi wumboti,
Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтиңлар, У меһривандур; Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
2 Luvutudila Nzambi yi zinzambi matondo,
Илаһларниң илаһиға тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
3 Luvutudila Pfumu yi bapfumu matondo,
Рәбләрниң Рәббигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
4 niandi kaka, wumvanganga matsiminanga,
Зор карамәтләрни бирдин-бир Жүргүзгучигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
5 niandi wuvanga diyilu mu diela diandi
Әқил-парасәт арқилиқ асманларни Ясиғучиға тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
6 Niandi wuyalumuna ntoto va mbata minlangu;
Зиминни сулар үстидә созуп Турғузғучиға тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
7 Niandi wuvanga kiezila kingolo
Улуқ нур җисимлирини Ясиғучиға тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
8 thangu mu diambu di yadila muini,
Күндүзни башқуридиған қуяшни Ясиғучиға тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
9 ngondi ayi zimbuetete mu diambu di yadila builu,
Кечини башқурдиған ай һәм юлтузларни Ясиғучиға тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
10 kuidi niandi bila niandi wuvvonda bana batheti mu Ezipite,
Уларниң тунҗилирини уруп, Мисирға зәрб бәргүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
11 ayi wutotula bana ba Iseli va khatitsika basi Ezipite
Исраилни улар арисидин чиқарғучиға тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
12 mu koko ku ngolo ayi ku yalumuka,
Күчлүк қол һәм узатқан биләк билән уларни Чиқарғучиға тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
13 Kuidi niandi bila niandi wuvasa mbu wu mbuaki mu zindambu zizole,
Қизил деңизни бөләк-бөләк Бөлгүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
14 ayi wuviokisila Iseli va khatitsika mbu wu mbuaki,
Һәм Исраилни униң оттурисидин Өткүзгүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
15 vayi wulalumusa Falawo ayi masodi mandi mu mbu wu mbuaki,
Қизил деңизда Пирәвнни қошунлири билән сүпүрүп ташлиғучиға тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
16 kuidi niandi bila niandi wudiatisa batu bandi mu dikanga;
Өз хәлқини чөл-баявандин Йетәклигүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
17 Niandi wuvonda mintinu minneni,
Бүйүк падишаларни Урувәткүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
18 ayi wuvonda mintinu mi lulendo,
Һәм мәшһур падишаларни Өлтүргүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
19 Sihoni, ntinu basi Amoli,
Җүмлидин Аморийларниң падишаси Сиһонни Өлтүргүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
20 ayi Ongi, ntinu basi Basani,
— Һәм Башан падишаси Огни Өлтүргүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
21 ayi wuvana zitsi ziawu banga kiuka,
Уларниң зиминини мирас үчүн Бәргүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
22 kiuka kuidi kisadi kiandi, Iseli,
Буни бәндиси Исраилға мирас қилип бәргүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
23 kuidi niandi, mutu wowo wututebukila moyo mu kambu kueto ku luvalu,
Һалимиз харап әһвалда, бизләрни Әслигүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
24 ayi wutuvana kiphuanza mu bambeni zieto,
Бизни әзгәнләрдин қутулдурғучиға тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
25 ayi niandi wumvananga bidia kuidi kioso-kioso vangu,
Барлиқ әт егилиригә озуқ Бәргүчигә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур;
26 Luvutudila Nzambi yi diyilu matondo
Әршләрдики Тәңригә тәшәккүр ейтиңлар, Чүнки Униң муһәббити мәңгүлүктур!