< Zǝfaniya 2 >
1 Yiƣilinglar, ɵzünglarni yiƣinglar, i nomussiz «yat ǝl»,
Жиғилиңлар, өзүңларни жиғиңлар, и номуссиз «ят әл»,
2 Yarliⱪ qiⱪⱪuqǝ, Kün topandǝk tez ɵtüp kǝtküqǝ, Pǝrwǝrdigarning aqqiⱪ ƣǝzipi üstünglǝrgǝ qüxküqǝ, Pǝrwǝrdigarning ƣǝzipini elip kelidiƣan kün üstünglǝrgǝ qüxküqǝ,
Ярлиқ чиққичә, Күн топандәк тез өтүп кәткичә, Пәрвәрдигарниң аччиқ ғәзиви үстүңләргә чүшкичә, Пәрвәрдигарниң ғәзивини елип келидиған күн үстүңләргә чүшкичә,
3 Pǝrwǝrdigarni izdǝnglar, i Uning ⱨɵkümlirini ada ⱪilƣan zemindiki kǝmtǝrlǝr; Ⱨǝⱪⱪaniyliⱪni izdǝnglar, kǝmtǝrlikni izdǝnglar; Eⱨtimal silǝr Pǝrwǝrdigarning ƣǝzipi bolƣan künidǝ panaⱨ tapⱪan bolisilǝr.
Пәрвәрдигарни издәңлар, и Униң һөкүмлирини ада қилған зиминдики кәмтәрләр; Һәққанийлиқни издәңлар, кәмтәрликни издәңлар; Еһтимал силәр Пәрвәрдигарниң ғәзиви болған күнидә панаһ тапқан болисиләр.
4 Qünki Gaza taxlanƣan bolidu, Axkelon wǝyranǝ bolidu; Ular Axdodtikilǝrni qüx bolmayla ⱨǝydiwetidu; Əkron yulup taxlinidu.
Чүнки Газа ташланған болиду, Ашкелон вәйранә болиду; Улар Ашдодтикиләрни чүш болмайла һайдиветиду; Әкрон жулуп ташлиниду.
5 Dengiz boyidikilǝr, yǝni Ⱪerǝt elidikilǝrgǝ way! Pǝrwǝrdigarning sɵzi sanga ⱪarxidur, i Ⱪanaan, Filistiylǝrning zemini! Aⱨalǝng ⱪalmiƣuqǝ Mǝn seni ⱨalak ⱪilimǝn.
Деңиз бойидикиләр, йәни Қерәт елидикиләргә вай! Пәрвәрдигарниң сөзи саңа қаршидур, и Қанаан, Филистийләрниң зимини! Аһаләң қалмиғичә Мән сени һалак қилимән.
6 Dengiz boyi padiqilar üqün qimǝnzar, Ⱪoy padiliri üqün ⱪotanlar bolidu;
Деңиз бойи падичилар үчүн чимәнзар, Қой падилири үчүн қотанлар болиду;
7 Dengiz boyi Yǝⱨuda jǝmǝtining ⱪaldisi igidarqiliⱪida bolidu; Axu yǝrdǝ ular ozuⱪlinidu; Axkelonning ɵyliridǝ ular kǝq kirgǝndǝ yatidu, Qünki Pǝrwǝrdigar Hudasi ularning yeniƣa berip ulardin hǝwǝr elip, Ularni asarǝttin azadliⱪⱪa erixtüridu.
Деңиз бойи Йәһуда җәмәтиниң қалдиси егидарчилиғида болиду; Әшу йәрдә улар озуқлиниду; Ашкелонниң өйлиридә улар кәч киргәндә ятиду, Чүнки Пәрвәрдигар Худаси уларниң йениға берип улардин хәвәр елип, Уларни асарәттин азатлиққа ериштүриду.
8 Mǝn Moabning dǝxnimini, Ammoniylarning ⱨaⱪarǝtlirini anglidim; Ular xundaⱪ ⱪilip Mening hǝlⱪimni mazaⱪ ⱪilip, Ularning qegralirini paymal ⱪilip mahtinip kǝtti.
Мән Моабниң дәшнимини, Аммонийларниң һақарәтлирини аңлидим; Улар шундақ қилип Мениң хәлқимни мазақ қилип, Уларниң чегаралирини паймал қилип махтинип кәтти.
9 Xunga Mǝn Ɵz ⱨayatim bilǝn ⱪǝsǝm ⱪilimǝnki, — dǝydu samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar, Israilning Hudasi, Moab jǝzmǝn huddi Sodomdǝk, Ammoniylar huddi Gomorradǝk bolidu — Yǝni qaⱪⱪaⱪlar wǝ xorluⱪlar ⱪaplanƣan jay, daim bir qɵl-jǝzirǝ bolidu; Ⱨǝm hǝlⱪimning ⱪaldisi ulardin olja alidu, Ⱪowmimning ⱪalƣanliri bularƣa igǝ bolidu.
Шуңа Мән Өз һаятим билән қәсәм қилимәнки, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, Исраилниң Худаси, Моаб җәзмән худди Содомдәк, Аммонийлар худди Гоморрадәк болиду — Йәни чаққақлар вә шорлуқлар қапланған җай, дайим бир чөл-җәзирә болиду; Һәм хәлқимниң қалдиси улардин олҗа алиду, Қовмимниң қалғанлири буларға егә болиду.
10 Ularning tǝkǝbburluⱪidin bu ix bexiƣa kelidu, Qünki ular samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigarning hǝlⱪini mazaⱪ ⱪilip mahtinip kǝtti.
Уларниң тәкәббурлуғидин бу иш бешиға келиду, Чүнки улар самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң хәлқини мазақ қилип махтинип кәтти.
11 Pǝrwǝrdigar ularƣa dǝⱨxǝtlik bolidu; Qünki U yǝr yüzidiki butlarning ⱨǝmmisini ⱪurutiwetidu; Xuning bilǝn ǝllǝr, barliⱪ qǝt araldikilǝr ⱨǝrbiri ɵz jayida Uningƣa ibadǝt ⱪilidu.
Пәрвәрдигар уларға дәһшәтлик болиду; Чүнки У йәр йүзидики бутларниң һәммисини қурутиветиду; Шуниң билән әлләр, барлиқ чәт аралдикиләр һәр бири өз җайида Униңға ибадәт қилиду.
12 I Efiopiylǝr, silǝrmu Mening ⱪiliqim bilǝn ɵltürülisilǝr.
И Ефиопийләр, силәрму Мениң қиличим билән өлтүрүлисиләр.
13 U ⱪolini sozup ximalƣa tǝgküzüp, Asuriyǝni ⱨalak ⱪilidu, Ninǝwǝ xǝⱨirini wǝyranǝ, qɵl-bayawandǝk ⱪǝⱨǝtqilik jay ⱪilidu.
У қолини созуп шималға тәккүзүп, Асурийәни һалак қилиду, Нинәвә шәһирини вәйранә, чөл-баявандәк қәһәтчилик җай қилиду.
14 Uning otturisida qarwa padiliri, Xundaⱪla ⱨaywanlarning ⱨǝrhilliri yatidu; Qɵl ⱨuwⱪuxi, qirⱪiriƣuqi ⱨuwⱪuxlar uning tüwrük baxlirida ⱪonidu; Deriziliridin sayraxlar anglinidu; Bosuƣilirida wǝyraniliⱪ turidu; Qünki U buning kedir yaƣaq nǝⱪixlirini oquⱪqiliⱪta ⱪalduridu;
Униң оттурисида чарва падилири, Шундақла һайванларниң һәр хиллири ятиду; Чөл һувқуши, чирқириғучи һувқушлар униң түврүк башлирида қониду; Деризилиридин сайрашлар аңлиниду; Босуғилирида вәйранилиқ туриду; Чүнки У буниң кедир яғач нәқишлирини очуқчилиқта қалдуриду;
15 Mana bu ǝndixisiz yaxap kǝlgüqi xad-huram xǝⱨǝr, Kɵnglidǝ: «Mǝnla bardurmǝn, mǝndin baxⱪa biri yoⱪtur» degǝn xǝⱨǝr — U xunqilik bir wǝyranǝ, ⱨaywanlarning bir ⱪonalƣusi bolup ⱪaldiƣu! Uningdin ɵtüwatⱪanlarning ⱨǝmmisi üxⱪirtidu, Ⱪolini silkiydu.
Мана бу әндишисиз яшап кәлгүчи шат-хурам шәһәр, Көңлидә: «Мәнла бардурмән, мәндин башқа бири йоқтур» дегән шәһәр — У шунчилик бир вәйранә, һайванларниң бир қоналғуси болуп қалдиғу! Униңдин өтүватқанларниң һәммиси үшқиртиду, Қолини силкийду.