< Zǝkǝriya 9 >
1 Pǝrwǝrdigarning sɵzidin yüklǝngǝn bexarǝt — Hadrak zemini wǝ Dǝmǝxⱪ üstigǝ ⱪonidu (qünki Pǝrwǝrdigarning nǝziri adǝmlǝr wǝ Israilning barliⱪ ⱪǝbililiri üstididur);
Пәрвәрдигарниң сөзидин жүкләнгән бешарәт — Хадрак зимини вә Дәмәшқ үстигә қониду (чүнки Пәрвәрдигарниң нәзири адәмләр вә Исраилниң барлиқ қәбилилири үстидидур);
2 U bularƣa qegridax bolƣan Hamatⱪa, Tur wǝ Zidon üstigimu ⱪonidu. Tur tolimu «dana» bolƣaqⱪa,
У буларға чегаридаш болған Хаматқа, Тур вә Зидон үстигиму қониду. Тур толиму «дана» болғачқа,
3 ɵzi üqün ⱪorƣan ⱪurƣan, kümüxni topidǝk, sap altunni koqilardiki patⱪaⱪtǝk dɵwilǝp ⱪoyƣan.
өзи үчүн қорған қурған, күмүчни топидәк, сап алтунни кочилардики патқақтәк догилап қойған.
4 Mana, Rǝb uni mal-dunyasidin ayriwetidu, uning küqini dengizda yoⱪ ⱪilidu; u ot tǝripidin yǝp ketilidu.
Мана, Рәб уни мал-дуниясидин айриветиду, униң күчини деңизда йоқ қилиду; у от тәрипидин йәп кетилиду.
5 Axkelon buni kɵrüp ⱪorⱪidu; Gazamu kɵrüp azablinip tolƣinip ketidu; Əkronmu xundaⱪ, qünki uning arzu-ümidi tozup ketidu; padixaⱨ Gazadin yoⱪap ketidu, Axkelon adǝmzatsiz ⱪalidu.
Ашкелон буни көрүп қорқиду; Газаму көрүп азаплинип толғинип кетиду; Әкронму шундақ, чүнки униң арзу-үмүти тозуп кетиду; падиша Газадин йоқап кетиду, Ашкелон адәмзатсиз қалиду.
6 Xuning bilǝn Axdodta ⱨaramdin bolƣan birsi turidu; Mǝn Filistiylǝrning mǝƣrurluⱪi wǝ pǝhrini yoⱪitimǝn.
Шуниң билән Ашдодта һарамдин болған бириси туриду; Мән Филистийләрниң мәғрурлуғи вә пәхрини йоқитимән.
7 Mǝn aƣzidin ⱪanlarni, uning ⱨaram yegǝn yirginqlik nǝrsilǝrni qixliri arisidin elip ketimǝn; andin ⱪelip ⱪalƣanlar bolsa, ular Hudayimizƣa tǝwǝ bolup, Yǝⱨudada yolbaxqi bolidu; Əkronning orni Yǝbus ⱪǝbilisidikilǝrgǝ ohxax bolidu.
Мән ағзидин қанларни, униң һарам йегән жиркиничлик нәрсиләрни чишлири арисидин елип кетимән; андин қелип қалғанлар болса, улар Худайимизға тәвә болуп, Йәһудада йолбашчи болиду; Әкронниң орни Йәбус қәбилисидикиләргә охшаш болиду.
8 Mǝn ⱪoxun tüpǝylidin, yǝni ɵtüp kǝtküqi wǝ ⱪaytip kǝlgüqi tüpǝylidin Ɵz ɵyüm ǝtrapida qedirimni tiktürimǝn; ǝzgüqi ⱪaytidin uningdin ɵtmǝydu; qünki Ɵz kɵzüm bilǝn kɵzitimǝn.
Мән қошун түпәйлидин, йәни өтүп кәткүчи вә қайтип кәлгүчи түпәйлидин Өз өйүм әтрапида чедиримни тиктүримән; әзгүчи қайтидин униңдин өтмәйду; чүнки Өз көзүм билән күзитимән.
9 Zor xadlan, i Zion ⱪizi! Tǝntǝnǝlik nida ⱪil, i Yerusalem ⱪizi! Ⱪaranglar, padixaⱨing yeningƣa kelidu; U ⱨǝⱪⱪaniy wǝ nijatliⱪ bolidu; Kǝmtǝr-mɵmin bolup, Mada exǝkkǝ, yǝni exǝk tǝhiyigǝ minip kelidu;
Зор шатлан, и Зион қизи! Тәнтәнәлик нида қил, и Йерусалим қизи! Қараңлар, падишасиң йениңға келиду; У һәққаний вә ниҗатлиқ болиду; Кәмтәр-мөмин болуп, Мада ешәккә, йәни ешәк тәхийигә минип келиду;
10 Xuning bilǝn Mǝn jǝng ⱨarwilirini Əfraimdin, Atlarni Yerusalemdin mǝⱨrum ⱪiliwetimǝn; Jǝng oⱪyasimu elip taxlinidu. U bolsa ǝllǝrgǝ hatirjǝmlik-tinqliⱪni jakarlap yǝtküzidu; Uning ⱨɵkümranliⱪi dengizdin dengizƣiqǝ, [Əfrat] dǝryasidin yǝr yüzining qǝtlirigiqǝ bolidu.
Шуниң билән Мән җәң һарвулирини Әфраимдин, Атларни Йерусалимдин мәһрум қиливетимән; Җәң оқясиму елип ташлиниду. У болса әлләргә хатирҗәмлик-течлиқни җакалап йәткүзиду; Униң һөкүмранлиғи деңиздин деңизғичә, [Әфрат] дәриясидин йәр йүзиниң чәтлиригичә болиду.
11 Əmdi seni bolsa, sanga qüxürülgǝn ǝⱨdǝ ⱪeni tüpǝylidin, Mǝn arangdiki mǝⱨbuslarni susiz orǝktin azadliⱪⱪa qiⱪirimǝn.
Әнди сени болса, саңа чүшүрүлгән әһдә қени түпәйлидин, Мән араңдики мәһбусларни сусиз орәктин азатлиққа чиқиримән.
12 Mustǝⱨkǝm jayƣa ⱪaytip kelinglar, i arzu-ümidning mǝⱨbusliri! Bügün Mǝn jakarlap eytimǝnki, tartⱪan jazaliringning ǝksini ikki ⱨǝssilǝp sanga ⱪayturimǝn.
Мустәһкәм җайға қайтип келиңлар, и арзу-үмүтниң мәһбуслири! Бүгүн Мән җакалап ейтимәнки, тартқан җазалириңниң әксини икки һәссиләп саңа қайтуримән.
13 Qünki Ɵzüm üqün Yǝⱨudani oⱪyadǝk egildürdüm, Əfraimni oⱪ ⱪilip oⱪyaƣa saldim; Mǝn oƣul baliliringni ornidin turƣuzimǝn, i Zion — ular sening oƣul baliliringƣa ⱪarxi jǝng ⱪilidu, i Gretsiyǝ! I Zion, Mǝn seni palwanning ⱪolidiki ⱪiliqtǝk ⱪilimǝn.
Чүнки Өзүм үчүн Йәһудани оқядәк егилдүрдүм, Әфраимни оқ қилип оқяға салдим; Мән оғул балилириңни орнидин турғузимән, и Зион — улар сениң оғул балилириңға қарши җәң қилиду, и Гретсийә! И Зион, Мән сени палванниң қолидики қиличтәк қилимән.
14 Pǝrwǝrdigar ularning üstidǝ kɵrünidu; Uning oⱪi qaⱪmaⱪtǝk etilip uqidu. Rǝb Pǝrwǝrdigar kanayni qalidu; U jǝnubtiki dǝⱨxǝtlik ⱪara ⱪuyunlarni billǝ elip yürüx ⱪilidu.
Пәрвәрдигар уларниң үстидә көрүниду; Униң оқи чақмақтәк етилип учиду. Рәб Пәрвәрдигар канайни чалиду; У җәнуптики дәһшәтлик қара қуюнларни биллә елип жүрүш қилиду.
15 Samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar ular üqün mudapiǝ bolidu; ular salƣa taxlirini kukum ⱪilip, dǝssǝp qǝylǝydu; ular iqiwelip, xarab kǝypini sürgǝnlǝrdǝk ⱪiyⱪas-sürǝn kɵtüridu; ular [ⱪanƣa] milǝngǝn ⱪurbangaⱨning bürjǝkliridǝk, [ⱪanƣa] toldurulƣan ⱪaqilardǝk bolidu.
Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар улар үчүн мудапиә болиду; улар салға ташлирини кукум қилип, дәссәп чәйләйду; улар ичивелип, шарап кәйпини сүргәнләрдәк қийқас-сүрән көтириду; улар [қанға] миләнгән қурбангаһниң бүрҗәклиридәк, [қанға] толдурулған қачилардәк болиду.
16 Xu küni Pǝrwǝrdigar bolƣan ularning Hudasi ularni Ɵzüm baⱪⱪan padam bolƣan hǝlⱪim dǝp bilip ⱪutⱪuzidu; qünki ular taj gɵⱨǝrliridǝk Uning zemini üstidǝ kɵtürülidu.
Шу күни Пәрвәрдигар болған уларниң Худаси уларни Өзүм баққан падам болған хәлқим дәп билип қутқузиду; чүнки улар таҗ гөһәрлиридәк Униң зимини үстидә көтирилиду.
17 Xunqǝ zordur Uning meⱨribanliⱪi, xunqǝ ⱪaltistur Uning güzǝlliki! Ziraǝtlǝr yigitlǝrni, yengi xarab ⱪizlarni yaxnitidu!
Шунчә зордур Униң меһриванлиғи, шунчә қалтистур Униң гөзәллиги! Зираәтләр жигитләрни, йеңи шарап қизларни яшнитиду!