< Zǝkǝriya 8 >
1 Wǝ samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigarning sɵzi manga kelip mundaⱪ deyildi: —
Вә самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
2 «Samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: «Mening Zionƣa baƣliƣan otluⱪ muⱨǝbbitim ⱪaynap taxti; Mening uningƣa baƣliƣan otluⱪ muⱨǝbbitim tüpǝylidin [uning düxmǝnlirigǝ] ƣǝzipim ⱪaynap taxti.
«Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мениң Зионға бағлиған отлуқ муһәббитим қайнап ташти; Мениң униңға бағлиған отлуқ муһәббитим түпәйлидин [униң дүшмәнлиригә] ғәзивим қайнап ташти.
3 Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: «Mǝn Zionƣa ⱪaytip kǝldim, Yerusalemning otturisida makanliximǝn; Yerusalem «Ⱨǝⱪiⱪǝt xǝⱨiri» dǝp atilidu, samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigarning teƣi «Muⱪǝddǝs Taƣ» dǝp atilidu.
Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Мән Зионға қайтип кәлдим, Йерусалимниң оттурисида маканлишимән; Йерусалим «Һәқиқәт шәһири» дәп атилиду, самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң теғи «Муқәддәс Тағ» дәп атилиду.
4 Samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: «Ⱪeri boway-momaylar yǝnǝ Yerusalemning koqilirida olturidiƣan bolidu; künliri uzun bolup, ⱨǝrbiri ⱨasisini ⱪolida tutup olturidu;
Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: «Қери бовай-момайлар йәнә Йерусалимниң кочилирида олтиридиған болиду; күнлири узун болуп, һәр бири һасисини қолида тутуп олтириду;
5 xǝⱨǝrning koqiliri oynawatⱪan oƣul-ⱪiz balilar bilǝn liⱪ tolidu.
шәһәрниң кочилири ойнаватқан оғул-қиз балилар билән лиқ толиду.
6 Samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — «Bu ix xu künlǝrdǝ bu hǝlⱪning ⱪaldisining kɵzigǝ ajayib karamǝt kɵrünidiƣini bilǝn, u Mening kɵzümgǝ karamǝt kɵrünǝmdu?» — dǝydu samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar.
Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Бу иш шу күнләрдә бу хәлиқниң қалдисиниң көзигә әҗайип карамәт көрүнидиғини билән, у Мениң көзүмгә карамәт көрүнәмду?» — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
7 Samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — «Mana, Mǝn Ɵz hǝlⱪimni xǝrⱪiy zeminlardin, ƣǝrbiy zeminlardin ⱪutⱪuzimǝn;
Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Мана, Мән Өз хәлқимни шәрқий зиминлардин, ғәрбий зиминлардин қутқузимән;
8 Mǝn ularni elip kelimǝn, ular Yerusalemda makanlixidu; ular Mening hǝlⱪim, Mǝn ⱨǝⱪiⱪǝt wǝ ⱨǝⱪⱪaniyliⱪta ularning Hudasi bolimǝn».
Мән уларни елип келимән, улар Йерусалимда маканлишиду; улар Мениң хәлқим, Мән һәқиқәт вә һәққанийлиқта уларниң Худаси болимән».
9 Samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — «Samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigarning ɵyining uli selinƣan künidǝ ⱨazir bolƣan pǝyƣǝmbǝrlǝrning aƣzidin muxu künlǝrdǝ bayan ⱪiliniwatⱪan munu sɵzlǝrni ixitiwatisilǝr, muⱪǝddǝs ibadǝthanining ⱪuruluxiƣa ⱪolunglar küqlük ⱪilinsun!
Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң өйиниң ули селинған күнидә һазир болған пәйғәмбәрләрниң ағзидин мошу күнләрдә баян қилиниватқан муну сөзләрни ишитиватисиләр, муқәддәс ибадәтханиниң қурулушиға қолуңлар күчлүк қилинсун!
10 Qünki xu künlǝrdin ilgiri insan üqün ix ⱨǝⱪⱪi yoⱪ, at-ulaƣ üqünmu ix ⱨǝⱪⱪi yoⱪ idi; jǝbir-zulum tüpǝylidin qiⱪⱪuqi yaki kirgüqi üqün aman-esǝnlik yoⱪ idi; qünki Mǝn ⱨǝrbir adǝmni ɵz yeⱪiniƣa düxmǝnlǝxtürdüm;
Чүнки шу күнләрдин илгири инсан үчүн иш һәққи йоқ, ат-улақ үчүнму иш һәққи йоқ еди; җәбир-зулум түпәйлидин чиққучи яки киргүчи үчүн аман-есәнлик йоқ еди; чүнки Мән һәр бир адәмни өз йеқиниға дүшмәнләштүрдүм;
11 biraⱪ Mǝn bu hǝlⱪning ⱪaldisiƣa burunⱪi künlǝrdikidǝk bolmaymǝn, dǝydu samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar;
бирақ Мән бу хәлиқниң қалдисиға бурунқи күнләрдикидәк болмаймән, дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар;
12 qünki uruⱪ ⱨosulluⱪ bolidu, üzüm teli mewilǝydu, tupraⱪ ündürmilirini beridu, asmanlar xǝbnǝmlirini beridu; xuning bilǝn mǝn bu hǝlⱪning ⱪaldisiƣa muxularning ⱨǝmmisini igǝ ⱪildurimǝn.
чүнки уруқ һосуллуқ болиду, үзүм тели мевиләйду, тупрақ үндүрмилирини бериду, асманлар шәбнәмлирини бериду; шуниң билән мән бу хәлиқниң қалдисиға мошуларниң һәммисини егә қилдуримән.
13 Xundaⱪ ǝmǝlgǝ axuruliduki, silǝr ǝllǝr arisida lǝnǝt bolup ⱪalƣininglarning ǝksiqǝ, i Yǝⱨuda jǝmǝti wǝ Israil jǝmǝti, Mǝn silǝrni ⱪutⱪuzimǝn, silǝr [ularƣa] bǝht-bǝrikǝt bolisilǝr; ⱪorⱪmanglar, ⱪolliringlar küqlük ⱪilinsun!
Шундақ әмәлгә ашурулидуки, силәр әлләр арисида ләнәт болуп қалғиниңларниң әксичә, и Йәһуда җәмәти вә Исраил җәмәти, Мән силәрни қутқузимән, силәр [уларға] бәхит-бәрикәт болисиләр; қорқмаңлар, қоллириңлар күчлүк қилинсун!
14 Qünki samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Silǝrning ata-bowiliringlar Mening ƣǝzipimni ⱪozƣiƣanda Mening silǝrgǝ yamanliⱪ yǝtküzüx oyida bolƣinim wǝ xu [jaza] yolidin yanmiƣinimdǝk — dǝydu samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar —
Чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Силәрниң ата-бовилириңлар Мениң ғәзивимни қозғиғанда Мениң силәргә яманлиқ йәткүзүш ойида болғиним вә шу [җаза] йолидин янмиғинимдәк — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар —
15 Mǝn ⱨazir, muxu künlǝrdǝ yǝnǝ Yerusalem wǝ Yǝⱨuda jǝmǝtigǝ yahxiliⱪ yǝtküzüx oyida boldum; ⱪorⱪmanglar.
Мән һазир, мошу күнләрдә йәнә Йерусалим вә Йәһуда җәмәтигә яхшилиқ йәткүзүш ойида болдум; қорқмаңлар.
16 Muxu ixlarƣa ǝmǝl ⱪilinglar: — Ⱨǝrbiringlar ɵz yeⱪininglarƣa ⱨǝⱪiⱪǝtni sɵzlǝnglar; dǝrwaziliringlarda ⱨǝⱪiⱪǝtkǝ, aman-tinqliⱪⱪa uyƣun ⱨɵkümlǝrni yürgüzünglar;
Мошу ишларға әмәл қилиңлар: — Һәр бириңлар өз йеқиниңларға һәқиқәтни сөзләңлар; дәрвазилириңларда һәқиқәткә, аман-течлиққа уйғун һөкүмләрни жүргүзүңлар;
17 ⱨeqkim kɵnglidǝ ɵz yeⱪiniƣa yamanliⱪ oylimisun; ⱨeqⱪandaⱪ yalƣan ⱪǝsǝmgǝ xerik bolmanglar; qünki Mǝn dǝl bularning ⱨǝmmisigǝ nǝprǝtlinimǝn, dǝydu Pǝrwǝrdigar.
һеч ким көңлидә өз йеқиниға яманлиқ ойлимисун; һеч қандақ ялған қәсәмгә шерик болмаңлар; чүнки Мән дәл буларниң һәммисигә нәпрәтлинимән, дәйду Пәрвәрдигар.
18 Wǝ samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigarning sɵzi manga kelip mundaⱪ deyildi: —
Вә самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
19 Samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — «Tɵtinqi aydiki roza, bǝxinqi aydiki roza, yǝttinqi aydiki roza wǝ oninqi aydiki roza Yǝⱨuda jǝmǝtigǝ huxalliⱪ wǝ xad-huramliⱪ, bǝhtlik ibadǝt sorunliri bolidu; xunga ⱨǝⱪiⱪǝt wǝ hatirjǝmlik-tinqliⱪni sɵyünglar.
Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Төртинчи айдики роза, бәшинчи айдики роза, йәттинчи айдики роза вә онинчи айдики роза Йәһуда җәмәтигә хошаллиқ вә шат-хурамлиқ, бәхитлик ибадәт сорунлири болиду; шуңа һәқиқәт вә хатирҗәмлик-течлиқни сөйүңлар.
20 Samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — «Nurƣun ⱪowmlar wǝ kɵp xǝⱨǝrlǝrning aⱨalisi yǝnǝ muxu yǝrgǝ kelidu;
Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Нурғун қовмлар вә көп шәһәрләрниң аһалиси йәнә мошу йәргә келиду;
21 bir xǝⱨǝrdǝ turuwatⱪanlar baxⱪa bir xǝⱨǝrgǝ berip ularƣa: «Pǝrwǝrdigardin iltipat tilǝxkǝ, samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigarni izdǝxkǝ tez barayli; mǝnmu barimǝn!» — dǝydiƣan bolidu.
бир шәһәрдә туруватқанлар башқа бир шәһәргә берип уларға: «Пәрвәрдигардин илтипат тиләшкә, самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарни издәшкә тез барайли; мәнму баримән!» — дәйдиған болиду.
22 Kɵp ⱪowmlar wǝ küqlük ǝllǝr Pǝrwǝrdigardin iltipat tilǝxkǝ, samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigarni izdǝxkǝ Yerusalemƣa kelidu.
Көп қовмлар вә күчлүк әлләр Пәрвәрдигардин илтипат тиләшкә, самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарни издәшкә Йерусалимға келиду.
23 Samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — «Xu künlǝrdǝ ⱨǝrhil tilda sɵzlǝydiƣan ǝllǝrdin on nǝpǝr adǝm qiⱪip Yǝⱨudiy bir adǝmning tonining etikini tutuwelip uningƣa: «Biz sǝn bilǝn barayli; qünki Hudani sǝn bilǝn billidur, dǝp angliduⱪ» — dǝydu.
Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — «Шу күнләрдә һәр хил тилда сөзләйдиған әлләрдин он нәпәр адәм чиқип Йәһудий бир адәмниң тониниң етигини тутувелип униңға: «Биз сән билән барайли; чүнки Худани сән билән биллидур, дәп аңлидуқ» — дәйду.