< Zǝkǝriya 4 >
1 Andin mǝn bilǝn sɵzlixiwatⱪan pǝrixtǝ ⱪaytip kelip meni oyƣitiwǝtti. Mǝn huddi uyⱪusidin oyƣitiwetilgǝn adǝmdǝk bolup ⱪaldim;
Андин мән билән сөзлишиватқан пәриштә қайтип келип мени ойғитивәтти. Мән худди уйқисидин ойғитиветилгән адәмдәк болуп қалдим;
2 U mǝndin: «Nemini kɵrdüng?» dǝp soridi. Mǝn: «Mana, mǝn pütünlǝy altundin yasalƣan bir qiraƣdanni kɵrdüm; uning üsti tǝripidǝ bir ⱪaqa, yǝttǝ qiriƣi wǝ yǝttǝ qiraƣⱪa tutixidiƣan yǝttǝ nǝyqǝ bar ikǝn;
У мәндин: «Немини көрдүң?» дәп сориди. Мән: «Мана, мән пүтүнләй алтундин ясалған бир чирақданни көрдүм; униң үсти тәрипидә бир қача, йәттә чириғи вә йәттә чираққа тутишидиған йәттә нәйчә бар екән;
3 uning yenida ikki zǝytun dǝrihi bar, birsi ong tǝrǝptǝ, birsi sol tǝrǝptǝ», dedim.
униң йенида икки зәйтун дәриғи бар, бириси оң тәрәптә, бириси сол тәрәптә», дедим.
4 Andin jawabǝn mǝn bilǝn sɵzlixiwatⱪan pǝrixtidin: «I tǝⱪsir, bular nemǝ?» — dǝp soridim.
Андин җававән мән билән сөзлишиватқан пәриштидин: «И тәхсир, булар немә?» — дәп соридим.
5 Mǝn bilǝn sɵzlixiwatⱪan pǝrixtǝ manga jawabǝn: «Bularning nemǝ ikǝnlikini bilmǝmsǝn?» — dedi. Mǝn: «Yaⱪ, tǝⱪsir» — dedim.
Мән билән сөзлишиватқан пәриштә маңа җававән: «Буларниң немә екәнлигини билмәмсән?» — деди. Мән: «Яқ, тәхсир» — дедим.
6 Andin u manga jawabǝn mundaⱪ dedi: «Mana samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigarning Zǝrubbabǝlgǝ ⱪilƣan sɵzi: «Ix küq-ⱪudrǝt bilǝn ǝmǝs, iⱪtidar bilǝn ǝmǝs, bǝlki Mening Roⱨim arⱪiliⱪ pütidu! — dǝydu samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar.
Андин у маңа җававән мундақ деди: «Мана самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң Зәруббабәлгә қилған сөзи: «Иш күч-қудрәт билән әмәс, иқтидар билән әмәс, бәлки Мениң Роһум арқилиқ пүтиду! — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.
7 — I büyük taƣ, sǝn zadi kim? Zǝrubbabǝl aldida sǝn tüzlǝnglik bolisǝn; u [ibadǝthanining] ǝng üstigǝ jipsima taxni ⱪoyidu, xuning bilǝn uningƣa: «Iltipatliⱪ bolsun! Iltipat uningƣa!» degǝn towlaxlar yangrap anglinidu».
— И бүйүк тағ, сән зади ким? Зәруббабәл алдида сән түзләңлик болисән; у [ибадәтханиниң] әң үстигә җипсима ташни қойиду, шуниң билән униңға: «Илтипатлиқ болсун! Илтипат униңға!» дегән товлашлар яңрап аңлиниду».
8 Andin Pǝrwǝrdigarning sɵzi manga kelip mundaⱪ deyildi: —
Андин Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
9 «Zǝrubbabǝlning ⱪoli muxu ɵyning ulini saldi wǝ uning ⱪolliri uni püttüridu; xuning bilǝn silǝr samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigarning Meni ǝwǝtkǝnlikini bilisilǝr.
«Зәруббабәлниң қоли мошу өйниң улини салди вә униң қоллири уни пүттүриду; шуниң билән силәр самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң Мени әвәткәнлигини билисиләр.
10 Kim ǝmdi muxu «kiqik ixlar bolƣan kün»ni kɵzgǝ ilmisun? Qünki bular xadlinidu, — bǝrⱨǝⱪ, bu «yǝttǝ» xadlinidu, — Zǝrubbabǝlning ⱪoli tutⱪan tik ɵlqǝm texini kɵrgǝndǝ xadlinidu; bu «[yǝttǝ]» bolsa Pǝrwǝrdigarning pütkül yǝr yüzigǝ sǝpselip ⱪarawatⱪan kɵzliridur».
Ким әнди мошу «кичик ишлар болған күн»ни көзгә илмисун? Чүнки булар шатлиниду, — бәрһәқ, бу «йәттә» шатлиниду, — Зәруббабәлниң қоли тутқан тик өлчәм тешини көргәндә шатлиниду; бу «[йәттә]» болса Пәрвәрдигарниң пүткүл йәр йүзигә сәпселип қараватқан көзлиридур».
11 Mǝn jawabǝn pǝrixtidin: «Qiraƣdanning ong wǝ sol tǝripidǝ turƣan ikki zǝytun dǝrihi nemǝ?» dǝp soridim;
Мән җававән пәриштидин: «Чирақданниң оң вә сол тәрипидә турған икки зәйтун дәриғи немә?» дәп соридим;
12 wǝ ikkinqi ⱪetim soalni ⱪoyup uningdin: «Ularning yenidiki ikki altun nǝyqǝ arⱪiliⱪ ɵzlikidin «altun» ⱪuyuwatⱪan xu ikki zǝytun xehi nemǝ?» dǝp soridim.
вә иккинчи қетим соални қоюп униңдин: «Уларниң йенидики икки алтун нәйчә арқилиқ өзлигидин «алтун» қуюватқан шу икки зәйтун шехи немә?» дәп соридим.
13 U mǝndin: «Bularning nemǝ ikǝnlikini bilmǝmsǝn?» dǝp soridi. Mǝn: «Yaⱪ, tǝⱪsir» — dedim.
У мәндин: «Буларниң немә екәнлигини билмәмсән?» дәп сориди. Мән: «Яқ, тәхсир» — дедим.
14 U manga: «Bular pütkül yǝr-zeminning Igisi aldida turuwatⱪan «zǝytun meyida mǝsiⱨ ⱪilinƣan» ikki oƣul balidur» — dedi.
У маңа: «Булар пүткүл йәр-зиминниң Егиси алдида туруватқан «зәйтун мейида мәсиһ қилинған» икки оғул балидур» — деди.