< Zǝkǝriya 2 >
1 Andin mǝn beximni kɵtürüp, mana ⱪolida ɵlqǝm tanisini tutⱪan bir adǝmni kɵrdüm
Андин мән бешимни көтирип, мана қолида өлчәм танисини тутқан бир адәмни көрдүм
2 wǝ uningdin: «Nǝgǝ barisǝn?» dǝp soridim. U manga: «Mǝn Yerusalemni ɵlqigili, uning kǝngliki wǝ uzunluⱪini [ɵlqǝp] bilgili barimǝn» — dedi.
вә униңдин: «Нәгә барисән?» дәп соридим. У маңа: «Мән Йерусалимни өлчигили, униң кәңлиги вә узунлуғини [өлчәп] билгили баримән» — деди.
3 Mana, mǝn bilǝn sɵzlixiwatⱪan pǝrixtǝ qiⱪti; yǝnǝ bir pǝrixtǝ uning bilǝn kɵrüxüxkǝ qiⱪti
Мана, мән билән сөзлишиватқан пәриштә чиқти; йәнә бир пәриштә униң билән көрүшүшкә чиқти
4 wǝ uningƣa mundaⱪ dedi: — Yügür, bu yax yigitkǝ sɵz ⱪil, uningƣa mundaⱪ degin: — «Yerusalem ɵzidǝ turuwatⱪan adǝmlǝrning wǝ mallarning kɵplükidin sepilsiz xǝⱨǝrlǝrdǝk bolidu.
вә униңға мундақ деди: — Жүгүр, бу яш жигиткә сөз қил, униңға мундақ дегин: — «Йерусалим өзидә туруватқан адәмләрниң вә малларниң көплүгидин сепилсиз шәһәрләрдәк болиду.
5 — wǝ Mǝn Pǝrwǝrdigar uning ǝtrapiƣa ot-yalⱪun sepili, uning iqidiki xan-xǝripi bolimǝn.
— вә Мән Пәрвәрдигар униң әтрапиға от-ялқун сепили, униң ичидики шан-шәриви болимән.
6 — Ⱨoy! Ⱨoy! Ximaliy zemindin ⱪeqinglar, — dǝydu Pǝrwǝrdigar, — qünki Mǝn silǝrni asmandiki tɵt tǝrǝptin qiⱪⱪan xamaldǝk tarⱪitiwǝtkǝn, dǝydu Pǝrwǝrdigar».
— Һой! Һой! Шималий зиминдин қечиңлар, — дәйду Пәрвәрдигар, — чүнки Мән силәрни асмандики төрт тәрәптин чиққан шамалдәк тарқитивәткән, дәйду Пәрвәрдигар».
7 «— Ⱨǝy! I Babil ⱪizi bilǝn turƣuqi Zion, ⱪaqⱪin!
«— Һәй! И Бабил қизи билән турғучи Зион, қачқин!
8 Qünki samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar mundaⱪ dǝydu: — Ɵz xan-xǝripini dǝp U Meni silǝrni bulang-talang ⱪilƣan ǝllǝrgǝ ǝwǝtti; qünki kim silǝrgǝ qeⱪilsa, xu Ɵzining kɵz ⱪariqoⱪiƣa qeⱪilƣan bolidu.
Чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Өз шан-шәривини дәп У Мени силәрни булаң-талаң қилған әлләргә әвәтти; чүнки ким силәргә чеқилса, шу Өзиниң көз қаричоқиға чеқилған болиду.
9 Qünki mana, Mǝn Ɵz ⱪolumni ularning üstigǝ silkiymǝn, ular ɵzlirigǝ ⱪul ⱪilinƣuqilarƣa olja bolidu; xuning bilǝn silǝr samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigarning Meni ǝwǝtkǝnlikini bilisilǝr.
Чүнки мана, Мән Өз қолумни уларниң үстигә силкиймән, улар өзлиригә қул қилинғучиларға олҗа болиду; шуниң билән силәр самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң Мени әвәткәнлигини билисиләр.
10 Nahxilarni yangritip xadlan, i Zion ⱪizi; qünki mana, keliwatimǝn, arangda makanliximǝn, dǝydu Pǝrwǝrdigar,
Нахшиларни яңритип шатлан, и Зион қизи; чүнки мана, келиватимән, араңда маканлишимән, дәйду Пәрвәрдигар,
11 — wǝ xu künidǝ kɵp ǝllǝr Pǝrwǝrdigarƣa baƣlinidu, Manga bir hǝlⱪ bolidu; arangda makanliximǝn wǝ silǝr samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigarning Meni ǝwǝtkǝnlikini bilisilǝr;
— вә шу күнидә көп әлләр Пәрвәрдигарға бағлиниду, Маңа бир хәлиқ болиду; араңда маканлишимән вә силәр самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң Мени әвәткәнлигини билисиләр;
12 xuningdǝk Pǝrwǝrdigar Yǝⱨudani Ɵzining «muⱪǝddǝs zemini»da nesiwisi boluxⱪa miras ⱪilidu wǝ yǝnǝ Yerusalemni talliwalidu.
шуниңдәк Пәрвәрдигар Йәһудани Өзиниң «муқәддәс зимини»да несивиси болушқа мирас қилиду вә йәнә Йерусалимни талливалиду.
13 Barliⱪ ǝt igiliri Pǝrwǝrdigar aldida süküt ⱪilsun! Qünki U Ɵzining muⱪǝddǝs makanidin ⱪozƣaldi!»
Барлиқ әт егилири Пәрвәрдигар алдида сүкүт қилсун! Чүнки У Өзиниң муқәддәс маканидин қозғалди!»