< Zǝkǝriya 13 >
1 Xu küni Dawut jǝmǝti ⱨǝm Yerusalemda turuwatⱪanlar üqün gunaⱨni wǝ paskiniliⱪni yuyidiƣan bir bulaⱪ eqilidu.
Шу күни Давут җәмәти һәм Йерусалимда туруватқанлар үчүн гунани вә паскинилиқни жуйидиған бир булақ ечилиду.
2 Xu küni xundaⱪ boliduki, — dǝydu samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar, — Mǝn mǝbudlarning namlirini zemindin yoⱪitimǝnki, ular yǝnǝ ⱨeq ǝslǝnmǝydu; wǝ Mǝn pǝyƣǝmbǝrlǝrni wǝ paskina roⱨnimu zemindin qiⱪirip yɵtkiwetimǝn.
Шу күни шундақ болидуки, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, — Мән мәбудларниң намлирини зиминдин йоқитимәнки, улар йәнә һеч әсләнмәйду; вә Мән пәйғәмбәрләрни вә паскина роһниму зиминдин чиқирип йөткиветимән.
3 Xundaⱪ ǝmǝlgǝ axuruliduki, birǝylǝn yǝnila pǝyƣǝmbǝrqilik ⱪilip bexarǝt berǝy desǝ, uning ɵzini tuƣⱪan ata-anisi uningƣa: «Sǝn ⱨayat ⱪalmaysǝn; qünki Pǝrwǝrdigarning namida yalƣan gǝp ⱪiliwatisǝn» dǝydu; andin ɵzini tuƣⱪan ata-anisi uni bexarǝt beriwatⱪinidila sanjip ɵltüridu.
Шундақ әмәлгә ашурулидуки, бирәйлән йәнила пәйғәмбәрчилик қилип бешарәт берәй десә, униң өзини туққан ата-аниси униңға: «Сән һаят қалмайсән; чүнки Пәрвәрдигарниң намида ялған гәп қиливатисән» дәйду; андин өзини туққан ата-аниси уни бешарәт бериватқинидила санҗип өлтүриду.
4 Xu küni xundaⱪ boliduki, pǝyƣǝmbǝrlǝrning ⱨǝrbiri ɵzliri bexarǝt beriwatⱪanda kɵrgǝn kɵrünüxtin hijil bolidu; ular hǝⱪni aldax üqün ikkinqi qupurluⱪ qapanni kiymǝydu;
Шу күни шундақ болидуки, пәйғәмбәрләрниң һәр бири өзлири бешарәт бериватқанда көргән көрүнүштин хиҗил болиду; улар хәқни алдаш үчүн иккинчи чупурлуқ чапанни киймәйду;
5 U: «Mǝn pǝyƣǝmbǝr ǝmǝs, mǝn pǝⱪǝt teriⱪqimǝn; qünki yaxliⱪimdin tartip tupraⱪ bilǝn tirikqilik ⱪiliwatimǝn» — dǝydu.
У: «Мән пәйғәмбәр әмәс, мән пәқәт териқчимән; чүнки яшлиғимдин тартип тупрақ билән тирикчилик қиливатимән» — дәйду.
6 Əmdi birsi uningdin: «Ⱨǝy, ǝmdi sening mǝydǝngdiki bu zǝhmǝtlǝr nemǝ?» — desǝ, u: «Dostlirimning ɵyidǝ yarilinip ⱪaldim» — dǝp jawab beridu.
Әнди бириси униңдин: «Һәй, әнди сениң мәйдәңдики бу зәхмәтләр немә?» — десә, у: «Достлиримниң өйидә ярилинип қалдим» — дәп җавап бериду.
7 Oyƣan, i ⱪiliq, Mening padiqimƣa, yǝni Mening xerikim bolƣan adǝmgǝ ⱪarxi qiⱪ, — dǝydu samawi ⱪoxunlarning Sǝrdari bolƣan Pǝrwǝrdigar; — Padiqini uruwǝt, ⱪoylar patiparaⱪ bolup tarⱪitiwetilidu; Mǝn ⱪolumni kiqik peillarning üstigǝ qüxürüp turƣuzimǝn.
Ойған, и қилич, Мениң падичимға, йәни Мениң шеригим болған адәмгә қарши чиқ, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар; — Падичини урувәт, қойлар патипарақ болуп тарқитиветилиду; Мән қолумни кичик пеилларниң үстигә чүшүрүп турғузимән.
8 Zeminda xundaⱪ ǝmǝlgǝ axuruliduki, — dǝydu Pǝrwǝrdigar, — üqtin ikki ⱪismi ⱪirilip ɵlidu; biraⱪ üqtin bir ⱪismi uningda tirik ⱪalidu.
Зиминда шундақ әмәлгә ашурулидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, — үчтин икки қисми қирилип өлиду; бирақ үчтин бир қисми униңда тирик қалиду.
9 Andin Mǝn üqinqi ⱪismini otⱪa kirgüzimǝn, ularni kümüx tawliƣandǝk tawlaymǝn, altun sinalƣandǝk ularni sinaymǝn; ular Mening namimni qaⱪirip nida ⱪilidu wǝ Mǝn ularƣa jawab berimǝn; Mǝn: «Bu Mening hǝlⱪim» dǝymǝn; ular: «Pǝrwǝrdigar mening Hudayim» — dǝydu.
Андин Мән үчинчи қисмини отқа киргүзимән, уларни күмүч тавлиғандәк тавлаймән, алтун синалғандәк уларни синаймән; улар Мениң намимни чақирип нида қилиду вә Мән уларға җавап беримән; Мән: «Бу Мениң хәлқим» дәймән; улар: «Пәрвәрдигар мениң Худайим» — дәйду.