< Zǝkǝriya 11 >

1 I Liwan, ot sening kedir dǝrǝhliringni yǝp ketixi üqün, dǝrwaziliringni aq!
И Ливан, от сениң кедир дәрәқлириңни йәп кетиши үчүн, дәрвазилириңни ач!
2 Waysanglar, i ⱪariƣaylar, qünki kedir yiⱪildi, esil dǝrǝhlǝr wǝyran ⱪilindi; waysanglar, i Baxandiki dub dǝrǝhliri, qünki baraⱪsan orman yiⱪitildi!
Вайсаңлар, и қариғайлар, чүнки кедир жиқилди, есил дәрәқләр вәйран қилинди; вайсаңлар, и Башандики дуб дәрәқлири, чүнки барақсан орман жиқитилди!
3 Padiqilarning waysiƣan awazini angla! Qünki ularning xǝripi [bolƣan qimǝn-yaylaⱪ] wǝyran ⱪilindi; arslanlarning ⱨɵrkirigǝn awazini angla! Qünki Iordan dǝryasining pǝhri bolƣan [bük-baraⱪsanliⱪi] wǝyran ⱪilindi.
Падичиларниң вайсиған авазини аңла! Чүнки уларниң шәриви [болған чимән-яйлақ] вәйран қилинди; асланларниң һөкиригән авазини аңла! Чүнки Иордан дәриясиниң пәхри болған [бүк-барақсанлиғи] вәйран қилинди.
4 Pǝrwǝrdigar Hudayim mundaⱪ dǝydu: — Boƣuzlaxⱪa bekitilgǝn padini baⱪⱪin!
Пәрвәрдигар Худайим мундақ дәйду: — Боғузлашқа бекитилгән падини баққин!
5 Ularni setiwalƣanlar ularni boƣuzliwǝtkǝndǝ ⱨeq gunaⱨkar dǝp ⱪaralmaydu; ularni setiwǝtkǝnlǝr: «Pǝrwǝrdigarƣa xükri! Qünki beyip kǝttim!» — dǝydu; ularning ɵz padiqiliri ularƣa iqini ⱨeq aƣritmaydu.
Уларни сетивалғанлар уларни боғузливәткәндә һеч гунакар дәп қаралмайду; уларни сетивәткәнләр: «Пәрвәрдигарға шүкри! Чүнки бейип кәттим!» — дәйду; уларниң өз падичилири уларға ичини һеч ағритмайду.
6 Qünki Mǝn zeminda turuwatⱪanlarƣa yǝnǝ iqimni ⱨeq aƣritmaymǝn, dǝydu Pǝrwǝrdigar; — wǝ mana, Mǝn adǝmlǝrni, ⱨǝrbirini ɵz yeⱪinining ⱪoliƣa wǝ ɵz padixaⱨining ⱪoliƣa tapxurimǝn; mana, bular zeminni harab ⱪilidu, Mǝn ularni bularning ⱪolidin ⱨeq ⱪutⱪuzmaymǝn.
Чүнки Мән зиминда туруватқанларға йәнә ичимни һеч ағритмаймән, дәйду Пәрвәрдигар; — вә мана, Мән адәмләрни, һәр бирини өз йеқининиң қолиға вә өз падишасиниң қолиға тапшуримән; мана, булар зиминни харап қилиду, Мән уларни буларниң қолидин һеч қутқузмаймән.
7 Xunga mǝn «boƣuzlaxⱪa bekitilgǝn pada»ni beⱪip turdum, bolupmu padining arisidiki miskin mɵminlǝrni baⱪtim. Mǝn ɵzümgǝ ikki tayaⱪni aldim; birinqisini «xapaǝt», ikkinqisini «rixtǝ» dǝp atidim; xuning bilǝn mǝn padini baⱪtim.
Шуңа мән «боғузлашқа бекитилгән пада»ни беқип турдум, болупму падиниң арисидики мискин мөминләрни бақтим. Мән өзүмгә икки таяқни алдим; биринчисини «шапаәт», иккинчисини «риштә» дәп атидим; шуниң билән мән падини бақтим.
8 Xuningdǝk Mǝn bir ay iqidǝ üq padiqini ⱨalak ⱪildim; Mening jenim bu [hǝlⱪtin] bizar boldi wǝ ularning jeni Meni ɵq kɵrdi.
Шуниңдәк Мән бир ай ичидә үч падичини һалак қилдим; Мениң җеним бу [хәлиқтин] бизар болди вә уларниң җени Мени өч көрди.
9 Mǝn: «Mǝn silǝrni baⱪmaymǝn; ɵlǝy dǝp ⱪalƣanliri ɵlüp kǝtsun; ⱨalak bolay dǝp ⱪalƣanliri ⱨalak bolsun; tirik ⱪalƣanlarning ⱨǝmmisi bir-birining gɵxini yesun» — dedim.
Мән: «Мән силәрни бақмаймән; өләй дәп қалғанлири өлүп кәтсун; һалак болай дәп қалғанлири һалак болсун; тирик қалғанларниң һәммиси бир-бириниң гөшини йесун» — дедим.
10 Mǝn «xapaǝt» degǝn tayiⱪimni elip sunduriwǝttim, xuningdǝk Mening barliⱪ ǝllǝr bilǝn bolƣan ǝⱨdǝmni sunduruwǝttim.
Мән «шапаәт» дегән тайиғимни елип сундуривәттим, шуниңдәк Мениң барлиқ әлләр билән болған әһдәмни сундурувәттим.
11 Əⱨdǝ xu küni bikar ⱪiliwetildi; xunga pada arisidiki manga diⱪⱪǝt ⱪilƣan miskin mɵminlǝr buning Pǝrwǝrdigarning sɵzi ikǝnlikini bilip yǝtti.
Әһдә шу күни бекар қиливетилди; шуңа пада арисидики маңа диққәт қилған мискин мөминләр буниң Пәрвәрдигарниң сөзи екәнлигини билип йәтти.
12 Wǝ mǝn ularƣa: «Muwapiⱪ kɵrsǝnglar, mening ix ⱨǝⱪⱪimni beringlar; bolmisa boldi ⱪilinglar» — dedim. Xunga ular mening ix ⱨǝⱪⱪimgǝ ottuz kümüx tǝnggini taraziƣa saldi.
Вә мән уларға: «Мувапиқ көрсәңлар, мениң иш һәққимни бериңлар; болмиса болди қилиңлар» — дедим. Шуңа улар мениң иш һәққимгә оттуз күмүч тәңгини таразиға салди.
13 Wǝ Pǝrwǝrdigar manga: «Mana bu ular Manga bekitkǝn ⱪaltis baⱨa! Uni sapalqining aldiƣa taxlap bǝr!» dedi. Xuning bilǝn mǝn ottuz kümüx tǝnggini elip bularni Pǝrwǝrdigarning ɵyidǝ, sapalqining aldiƣa qɵriwǝttim.
Вә Пәрвәрдигар маңа: «Мана бу улар Маңа бекиткән қалтис баһа! Уни сапалчиниң алдиға ташлап бәр!» деди. Шуниң билән мән оттуз күмүч тәңгини елип буларни Пәрвәрдигарниң өйидә, сапалчиниң алдиға чөривәттим.
14 Andin mǝn Yǝⱨuda bilǝn Israilning ⱪerindaxliⱪini üzüx üqün, ikkinqi tayiⱪimni, yǝni «rixtǝ»ni sunduruwǝttim.
Андин мән Йәһуда билән Исраилниң қериндашлиғини үзүш үчүн, иккинчи тайиғимни, йәни «риштә»ни сундурувәттим.
15 Andin Pǝrwǝrdigar manga mundaⱪ dedi: «Sǝn ǝmdi yǝnǝ ǝrzimǝs padiqining ⱪorallirini al.
Андин Пәрвәрдигар маңа мундақ деди: «Сән әнди йәнә әрзимәс падичиниң қураллирини ал.
16 Qünki mana, Mǝn zeminda bir padiqini ornidin turƣuzimǝnki, u ⱨalak bolay degǝnlǝrdin hǝwǝr almaydu, tenǝp kǝtkǝnlǝrni izdimǝydu, yarilanƣanlarni saⱪaytmaydu, saƣlamlarnimu baⱪmaydu; u bǝlki sǝmrigǝnlǝrning gɵxini yǝydu, ⱨǝtta tuyaⱪlirini yirip yǝydu.
Чүнки мана, Мән зиминда бир падичини орнидин турғузимәнки, у һалак болай дегәнләрдин хәвәр алмайду, тенәп кәткәнләрни издимәйду, яриланғанларни сақайтмайду, сағламларниму бақмайду; у бәлки сәмригәнләрниң гөшини йәйду, һәтта туяқлирини йирип йәйду.
17 Padini taxliwǝtkǝn ǝrzimǝs padiqining ⱨaliƣa way! Ⱪiliq uning biliki wǝ ong kɵzigǝ qüxidu; uning biliki pütünlǝy yigilǝydu, uning ong kɵzi pütünlǝy ⱪarangƣulixip ketidu.
Падини ташливәткән әрзимәс падичиниң һалиға вай! Қилич униң билиги вә оң көзигә чүшиду; униң билиги пүтүнләй йигиләйду, униң оң көзи пүтүнләй қараңғулишип кетиду.

< Zǝkǝriya 11 >