< Küylǝrning küyi 1 >
1 «Küylǝrning küyi» — Sulaymanning küyi.
«Күйләрниң күйи» — Сулайманниң күйи.
2 «U otluⱪ aƣzi bilǝn meni sɵysun; Qünki sening muⱨǝbbiting xarabtin xerindur.
«У отлуқ ағзи билән мени сөйсун; Чүнки сениң муһәббитиң шараптин шериндур.
3 Huxpuraⱪtur sening ǝtirliring; Ⱪuyulƣan puraⱪliⱪ may sening namingdur; Xunglaxⱪa ⱪizlar seni sɵyidu. Kɵnglümni ɵzünggǝ mǝⱨliya ⱪilƣaysǝn — Biz sanga ǝgixip yügürǝyli! — Padixaⱨ meni ɵz ⱨujriliriƣa ǝkirgǝy!»
Хушпурақтур сениң әтирлириң; Қуюлған пурақлиқ май сениң намиңдур; Шуңлашқа қизлар сени сөйиду. Көңлүмни өзүңгә мәһлия қилғайсән — Биз саңа әгишип жүгүрәйли! — Падиша мени өз һуҗрилириға әкиргәй!»
4 «Biz sǝndin huxal bolup xadlinimiz; Sening muⱨǝbbǝtliringni xarabtin artuⱪ ǝslǝp tǝriplǝymiz».
«Биз сәндин хошал болуп шатлинимиз; Сениң муһәббәтлириңни шараптин артуқ әсләп тәрипләймиз».
5 «Ular seni durusluⱪ bilǝn sɵyidu». — «Ⱪara tǝnlik bolƣinim bilǝn qirayliⱪmǝn, i Yerusalem ⱪizliri! Bǝrⱨǝⱪ, Kedarliⱪlarning qedirliridǝk, Sulaymanning pǝrdiliridǝk ⱪarimǝn.
«Улар сени дуруслуқ билән сөйиду». — «Қара тәнлик болғиним билән чирайлиқмән, и Йерусалим қизлири! Бәрһәқ, Кедарлиқларниң чедирлиридәк, Сулайманниң пәрдилиридәк қаримән.
6 Manga tikilip ⱪarimanglar, Qünki ⱪaridurmǝn, Qünki aptap meni kɵydürdi; Anamning oƣulliri mǝndin rǝnjigǝn; Xunga ular meni üzümzarlarni baⱪⱪuqi ⱪildi; Xunga ɵz üzümzarimni baⱪalmiƣanmǝn».
Маңа тикилип қаримаңлар, Чүнки қаридурмән, Чүнки аптап мени көйдүрди; Анамниң оғуллири мәндин рәнҗигән; Шуңа улар мени үзүмзарларни баққучи қилди; Шуңа өз үзүмзаримни бақалмиғанмән».
7 «Ⱨǝy, jenim sɵyginim, deginǝ, Padangni ⱪǝyǝrdǝ baⱪisǝn? Uni kün ⱪiyamida ⱪǝyǝrdǝ aram alƣuzisǝn? Ⱨǝmraⱨliringning padiliri yenida qümpǝrdilik ayallardǝk yürüxümning nemǝ ⱨajiti?»
«Һәй, җеним сөйгиним, дегинә, Падаңни қәйәрдә бақисән? Уни күн қиямида қәйәрдә арам алғузисән? Һәмраһлириңниң падилири йенида чүмпәрдилик аяллардәк жүрүшүмниң немә һаҗити?»
8 «I ⱪiz-ayallar arisidiki ǝng güzili, ǝgǝr sǝn buni bilmisǝng, Padamning basⱪan izlirini besip mengip, Padiqining qediri yenida ɵz oƣlaⱪliringni ozuⱪlandurƣin».
«И қиз-аяллар арисидики әң гүзили, әгәр сән буни билмисәң, Падамниң басқан излирини бесип меңип, Падичиниң чедири йенида өз оғлақлириңни озуқландурғин».
9 «I sɵyümlüküm, mǝn seni Pirǝwnning jǝng ⱨarwiliriƣa ⱪetilƣan bir baytalƣa ohxattim;
«И сөйүмлүгүм, мән сени Пирәвнниң җәң һарвулириға қетилған бир байталға охшаттим;
10 Sening mǝngziliring tizilƣan munqaⱪlar bilǝn, Boynung marjanlar bilǝn güzǝldur.
Сениң мәңизлириң тизилған мунчақлар билән, Бойнуң марҗанлар билән гөзәлдур.
11 Biz sanga kümüx kɵzlǝr ⱪuyulƣan, Altundin zibu-zinnǝtlǝrni yasap berimiz».
Биз саңа күмүч көзләр қуюлған, Алтундин зибу-зиннәтләрни ясап беримиз».
12 «Padixaⱨ toy dastihinida olturƣinida, sumbul mǝlⱨimim puraⱪ qaqidu;
«Падиша той дәстихинида олтарғинида, сумбул мәлһимим пурақ чачиду;
13 Mening sɵyümlüküm, u manga bir monǝk murmǝkkidur, U kɵkslirim arisida ⱪonup ⱪalidu;
Мениң сөйүмлүгүм, у маңа бир монәк мурмәккидур, У көкслирим арисида қонуп қалиду;
14 Mening sɵyümlüküm manga Ən-Gǝdidiki üzümzarlarda ɵskǝn bir ƣunqǝ henǝ gülidǝktur».
Мениң сөйүмлүгүм маңа Ән-Гәдидики үзүмзарларда өскән бир ғунчә хенә гүлидәктур».
15 «Mana, sǝn güzǝl, amriⱪim! Mana, sǝn xundaⱪ güzǝl! Kɵzliring pahtǝklǝrningkidǝktur!»
«Мана, сән гөзәл, амриғим! Мана, сән шундақ гөзәл! Көзлириң пахтәкләрниңкидәктур!»
16 «Mana, sǝn güzǝl, sɵyümlüküm; Bǝrⱨǝⱪ, yeⱪimliⱪ ikǝnsǝn; Bizning orun-kɵrpimiz yexildur;
«Мана, сән гөзәл, сөйүмлүгүм; Бәрһәқ, йеқимлиқ екәнсән; Бизниң орун-көрпимиз йешилдур;
17 Ɵyimizdiki limlar kedir dǝrihidin, Wasilirimiz arqilardindur.
Өйимиздики лимлар кедир дәриғидин, Василиримиз арчилардиндур.