< Küylǝrning küyi 7 >

1 «I xaⱨzadining ⱪizi, Kǝxliringdǝ sening ⱪǝdǝmliring nemidegǝn güzǝl! Tolƣiƣan yampaxliring gɵⱨǝrlǝrdǝk, Qewǝr ⱨünǝrwǝn ⱪolining ⱨüniridur.
«И шаһзадиниң қизи, Кәшлириңдә сениң қәдәмлириң немидегән гөзәл! Толғиған ямпашлириң гөһәрләрдәк, Чевәр һүнәрвән қолиниң һүниридур.
2 Kindiking yumulaⱪ bir ⱪǝdǝⱨtur; Uning ǝbjǝx xarabi kǝm ǝmǝs; Ⱪorsiⱪing buƣday dɵwisidur, Ətrapiƣa nilupǝrlǝr olixidu.
Киндигиң жумулақ бир қәдәһтур; Униң әбҗәш шараби кам әмәс; Қосиғиң буғдай догисидур, Әтрапиға нилупәрләр олишиду.
3 Ikki kɵksüng ikki maraldǝk, jǝrǝnning ⱪoxkezikidur;
Икки көксүң икки маралдәк, җәрәнниң қошкезикидур;
4 Boynung pil qixliridin yasalƣan munardur; Kɵzliring Bat-Rabbim ⱪowuⱪi boyidiki Ⱨǝxbon kɵlqǝkliridǝk, Burnung Dǝmǝxⱪⱪǝ ⱪaraydiƣan Liwan munaridǝktur;
Бойнуң пил чишлиридин ясалған мунардур; Көзлириң Бат-Раббим қовуқи бойидики Һәшбон көлчәклиридәк, Бурнуң Дәмәшққә қарайдиған Ливан мунаридәктур;
5 Üstüngdǝ bexing Karmǝl teƣidǝk turidu; Bexingdiki ɵrümǝ qaqliring sɵsün rǝngliktur, Padixaⱨ büdür qaqliringning mǝⱨbusidur.
Үстүңдә бешиң Кармәл теғидәк туриду; Бешиңдики өрүмә чачлириң сөсүн рәңликтур, Падиша бүдүр чачлириңниң мәһбусидур.
6 I sɵyginim, ⱨuzurlar üqün xunqǝ güzǝl, xunqǝ yeⱪimliⱪtursǝn!
И сөйгиним, һозурлар үчүн шунчә гөзәл, шунчә йеқимлиқтурсән!
7 Sening boyung palma dǝrihidǝk, Kɵksüng üzüm ƣunqiliridǝktur.
Сениң боюң палма дәриғидәк, Көксүң үзүм ғунчилиридәктур.
8 Mǝn: — «Palma dǝrihi üstigǝ qiⱪimǝn, Xahlirini tutup yamiximǝn; Kɵksiliring dǝrwǝⱪǝ üzüm tal ƣunqiliridǝk, Burnungning puriⱪi almilardǝk, tanglayliringning tǝmi ǝng esil xarabdǝktur...».
Мән: — «Палма дәриғи үстигә чиқимән, Шахлирини тутуп ямишимән; Көксилириң дәрвәқә үзүм тал ғунчилиридәк, Бурнуңниң пуриғи алмилардәк, таңлайлириңниң тәми әң есил шарапдәктур...».
9 «...mening sɵyümlükümning gelidin siliⱪ ɵtüp, Lǝwlǝr, qixlardin teyilip qüxsun...!
«...мениң сөйүмлүгүмниң гелидин силиқ өтүп, Ләвләр, чишлардин тейилип чүшсун...!
10 Mǝn mening sɵyümlükümningkidurmǝn, Uning tǝⱪazzasi manga ⱪaritilidu».
Мән мениң сөйүмлүгүмниңкидурмән, Униң тәқаззаси маңа қаритилиду».
11 «I sɵyümlüküm, kelǝyli, Etizlarƣa qiⱪayli; Yezilarda tünǝp kelǝyli,
«И сөйүмлүгүм, келәйли, Етизларға чиқайли; Йезиларда түнәп келәйли,
12 Üzümzarliⱪⱪa qiⱪixⱪa baldur orundin turayli, Üzüm tallirining bihliƣan-bihlimiƣanliⱪini, Qeqǝklǝrning eqilƣan-eqilmiƣanliⱪini, Anarlarning bǝrⱪ urƣan-urmiƣanliⱪini kɵrǝyli; Axu yǝrdǝ muⱨǝbbǝtlirimni sanga beƣixlaymǝn.
Үзүмзарлиққа чиқишқа балдур орундин турайли, Үзүм таллириниң бихлиған-бихлимиғанлиғини, Чечәкләрниң ечилған-ечилмиғанлиғини, Анарларниң бәрқ урған-урмиғанлиғини көрәйли; Әшу йәрдә муһәббәтлиримни саңа беғишлаймән.
13 Muⱨǝbbǝtgüllǝr axu yǝrdǝ ɵz puriⱪini puritidu; Ixiklirimiz üstidǝ ⱨǝrhil esil mewǝ-qiwilǝr bardur, Yengi ⱨǝm konimu bardur; Sǝn üqün ularni toplap tǝyyarlidim, i sɵyümlüküm!»
Муһәббәтгүлләр әшу йәрдә өз пуриғини пуритиду; Ишиклиримиз үстидә һәр хил есил мевә-чивиләр бардур, Йеңи һәм кониму бардур; Сән үчүн уларни топлап тәйярлидим, и сөйүмлүгүм!»

< Küylǝrning küyi 7 >