< Küylǝrning küyi 5 >
1 «Mǝn ɵz beƣimƣa kirdim, Mening singlim, mening jɵrǝm; Murmǝkkǝmni tetitⱪulirim bilǝn yiƣdim, Ⱨǝrǝ kɵnikimni ⱨǝsilim bilǝn yedim; Xarabimni sütlirim bilǝn iqtim». «Dostlirim, yǝnglar! Iqinglar, kɵnglünglǝr haliƣanqǝ iqinglar, i axiⱪ-mǝxuⱪlar!»
«Мән өз беғимға кирдим, Мениң сиңлим, мениң җөрәм; Мурмәккәмни тетитқулирим билән жиғдим, Һәрә көнигимни һәсилим билән йедим; Шарабимни сүтлирим билән ичтим». «Достлирим, йәңлар! Ичиңлар, көңлүңләр халиғанчә ичиңлар, и ашиқ-мәшуқлар!»
2 «Mǝn uhlawatattim, biraⱪ kɵnglüm oyƣaⱪ idi: — — Sɵyümlükümning awazi! Mana, u ixikni ⱪeⱪiwatidu: — — «Manga eqip bǝr, i singlim, i amriⱪim; Mening pahtikim, mening ƣubarsizim; Qünki bexim xǝbnǝm bilǝn, Qaqlirim keqidiki nǝmlik bilǝn ⱨɵl-ⱨɵl bolup kǝtti!»
«Мән ухлавататтим, бирақ көңлүм ойғақ еди: — — Сөйүмлүгүмниң авази! Мана, у ишикни қеқиватиду: — — «Маңа ечип бәр, и сиңлим, и амриғим; Мениң пахтиким, мениң ғубарсизим; Чүнки бешим шәбнәм билән, Чачлирим кечидики нәмлик билән һөл-һөл болуп кәтти!»
3 «Mǝn tɵxǝk kiyimlirimni seliwǝtkǝn, Ⱪandaⱪmu uni yǝnǝ kiyiwalay? Mǝn putlirimni yudum, Ⱪandaⱪmu ularni yǝnǝ bulƣay?»
«Мән төшәк кийимлиримни селивәткән, Қандақму уни йәнә кийивалай? Мән путлиримни жуйдум, Қандақму уларни йәнә булғай?»
4 Sɵyümlüküm ⱪolini ixik tɵxükidin tiⱪti; Mening iq-baƣrilirim uningƣa tǝlmürüp kǝtti;
Сөйүмлүгүм қолини ишик төшүгидин тиқти; Мениң ич-бағрилирим униңға тәлмүрүп кәтти;
5 Sɵyümlükümgǝ eqixⱪa ⱪoptum; Ⱪollirimdin murmǝkki, Barmaⱪlirimdin suyuⱪ murmǝkki temidi, Taⱪaⱪning tutⱪuqliri üstigǝ temidi;
Сөйүмлүгүмгә ечишқа қоптум; Қоллиримдин мурмәкки, Бармақлиримдин суюқ мурмәкки темиди, Тақақниң тутқучлири үстигә темиди;
6 Sɵyümlükümgǝ aqtim; Biraⱪ sɵyümlüküm burulup, ketip ⱪalƣanidi. U sɵz ⱪilƣanda roⱨim qiⱪip kǝtkǝnidi; Uni izdidim, biraⱪ tapalmidim; Uni qaⱪirdim, biraⱪ u jawab bǝrmidi;
Сөйүмлүгүмгә ачтим; Бирақ сөйүмлүгүм бурулуп, кетип қалған еди. У сөз қилғанда роһум чиқип кәткән еди; Уни издидим, бирақ тапалмидим; Уни чақирдим, бирақ у җавап бәрмиди;
7 Xǝⱨǝrni aylinidiƣan jesǝkqilǝr meni uqritip meni urdi, meni yarilandurdi; Sepillardiki kɵzǝtqilǝr qümpǝrdǝmni mǝndin tartiwaldi.
Шәһәрни айлинидиған җесәкчиләр мени учритип мени урди, мени яриландурди; Сепиллардики күзәтчиләр чүмпәрдәмни мәндин тартивалди.
8 I Yerusalem ⱪizliri, sɵyümlükümni tapsanglar, Uningƣa nemǝ dǝysilǝr? Uningƣa, sɵygining: «Mǝn muⱨǝbbǝttin zǝiplixip kǝttim! — dedi, dǝnglar».
И Йерусалим қизлири, сөйүмлүгүмни тапсаңлар, Униңға немә дәйсиләр? Униңға, сөйгиниң: «Мән муһәббәттин зәиплишип кәттим! — деди, дәңлар».
9 «Sening sɵyümlüküngning baxⱪa bir sɵyümlüktin ⱪandaⱪ artuⱪ yeri bar, I, ayallar arisidiki ǝng güzili? Sening sɵyümlüküngning baxⱪa bir sɵyümlüktin ⱪandaⱪ artuⱪ yeri bar? — Sǝn bizgǝ xundaⱪ tapiliƣanƣu?».
«Сениң сөйүмлүгүңниң башқа бир сөйүмлүктин қандақ артуқ йери бар, И, аяллар арисидики әң гүзили? Сениң сөйүмлүгүңниң башқа бир сөйүмлүктин қандақ артуқ йери бар? — Сән бизгә шундақ тапилиғанғу?».
10 «Mening sɵyümlüküm ap’aⱪ wǝ parⱪiraⱪ, yürǝklik ǝzimǝt, On ming arisida tuƣdǝk kɵrünǝrliktur;
«Мениң сөйүмлүгүм аппақ вә пақирақ, жүрәклик әзимәт, Он миң арисида туғдәк көрүнәрликтур;
11 Uning bexi sap altundindur, Budur qaqliri atning yaylidǝk, Taƣ ⱪaƣisidǝk ⱪara.
Униң беши сап алтундиндур, Будур чачлири атниң яйлидәк, Тағ қарғисидәк қара.
12 Uning kɵzliri eⱪinlar boyidiki pahtǝklǝrdǝk, Süt bilǝn yuyulƣan, Yarixiⱪida ⱪoyulƣan;
Униң көзлири еқинлар бойидики пахтәкләрдәк, Сүт билән жуюлған, Яришиқида қоюлған;
13 Uning mǝngziliri bir tǝxtǝk puraⱪliⱪ ɵsümlüktǝktur; Ayniƣan yeⱪimliⱪ güllüktǝk; Uning lǝwliri nilupǝr, Ular suyuⱪ murmǝkkini temitidu;
Униң мәңизлири бир тәштәк пурақлиқ өсүмлүктәктур; Айниған йеқимлиқ гүллүктәк; Униң ләвлири нилупәр, Улар суюқ мурмәккини темитиду;
14 Uning ⱪolliri altun turubilar, Iqigǝ beril yaⱪutlar ⱪuyulƣan. Ⱪorsiⱪi nǝⱪixlik pil qixliridin yasalƣan, Kɵk yaⱪutlar bilǝn bezǝlgǝn.
Униң қоллири алтун турубилар, Ичигә берил яқутлар қуюлған. Қосиғи нәқишлик пил чишлиридин ясалған, Көк яқутлар билән безәлгән.
15 Uning putliri mǝrmǝr tüwrüklǝr, Altun üstigǝ tiklǝngǝn. Uning salapiti Liwanningkidǝk, Kedir dǝrǝhliridǝk kɵrkǝm-ⱨǝywǝtliktur.
Униң путлири мәрмәр түврүкләр, Алтун үстигә тикләнгән. Униң салапити Ливанниңкидәк, Кедир дәрәқлиридәк көркәм-һәйвәтликтур.
16 Uning aƣzi bǝkmu xerindur; Bǝrⱨǝⱪ, u pütünlǝy güzǝldur; Bu mening sɵyümlüküm, — Bǝrⱨǝⱪ, bu mening amriⱪim, I Yerusalem ⱪizliri!»
Униң ағзи бәкму шериндур; Бәрһәқ, у пүтүнләй гөзәлдур; Бу мениң сөйүмлүгүм, — Бәрһәқ, бу мениң амриғим, И Йерусалим қизлири!»