< Rimliⱪlarƣa 11 >
1 Undaⱪta, xuni soraymǝnki: — Huda Ɵz hǝlⱪidin waz kǝqtimu? Ⱨǝrgiz undaⱪ ǝmǝs! Mǝnmu Ibraⱨim ǝwladidin, Binyamin ⱪǝbilisidin bolƣan bir Israilƣu!
Ундақта, шуни сораймәнки: — Худа Өз хәлқидин ваз кәчтиму? Һәргиз ундақ әмәс! Мәнму Ибраһим әвладидин, Бинямин қәбилисидин болған бир Исраилғу!
2 Huda aldin kɵngligǝ pükkǝn Ɵz hǝlⱪidin waz kǝqkini yoⱪ. Muⱪǝddǝs yazmilarda Ilyas [pǝyƣǝmbǝr] ⱨǝⱪⱪidǝ nemǝ deyilgǝnliki silǝrgǝ ayan ǝmǝsmu? U Israillardin azar qekip Hudaƣa yelinip: —
Худа алдин көңлигә пүккән Өз хәлқидин ваз кәчкини йоқ. Муқәддәс язмиларда Иляс [пәйғәмбәр] һәққидә немә дейилгәнлиги силәргә аян әмәсму? У Исраиллардин азар чекип Худаға йелинип: —
3 «I Pǝrwǝrdigar, ular Sening pǝyƣǝmbǝrliringni ɵltürüxti, ⱪurbangaⱨliringni qeⱪixti. Pǝⱪǝt ɵzüm yalƣuzla ⱪaldim, ular yǝnǝ meningmu jenimni almaⱪqi boluxuwatidu», degǝn.
«И Пәрвәрдигар, улар Сениң пәйғәмбәрлириңни өлтүрүшти, қурбангаһлириңни чеқишти. Пәқәт өзүм ялғузла қалдим, улар йәнә мениңму җенимни алмақчи болушуватиду», дегән.
4 Hudaning uningƣa ⱪayturƣan kalami ⱪandaⱪ boldi? U: «Baalƣa tiz pükmigǝn yǝttǝ ming adǝmni Ɵzümgǝ elip ⱪaldim» — degǝn.
Худаниң униңға қайтурған калами қандақ болди? У: «Баалға тиз пүкмигән йәттә миң адәмни Өзүмгә елип қалдим» — дегән.
5 Huddi xuningdǝk, bügünki kündimu Hudaning xapaiti bilǝn [Israildin] Ɵzi talliƣan bir «ⱪaldi» bar.
Худди шуниңдәк, бүгүнки күндиму Худаниң шапаити билән [Исраилдин] Өзи таллиған бир «қалди» бар.
6 [Ularning tallinixi] xapaǝt bilǝn bolƣan bolsa, undaⱪta ɵzlirining ǝjir-ǝmili bilǝn bolƣan ǝmǝs. Əmǝllǝrdin bolƣan bolsa, xapaǝt xapaǝt bolmay ⱪalatti.
[Уларниң таллиниши] шапаәт билән болған болса, ундақта өзлириниң әҗир-әмили билән болған әмәс. Әмәлләрдин болған болса, шапаәт шапаәт болмай қалатти.
7 Nǝtijidǝ ⱪandaⱪ boldi? Israillar izdiginigǝ erixǝlmidi, lekin ulardin tallanƣanlar erixti. Ⱪalƣanlarning bolsa, kɵngülliri bihudlaxturuldi.
Нәтиҗидә қандақ болди? Исраиллар издигинигә еришәлмиди, лекин улардин талланғанлар еришти. Қалғанларниң болса, көңүллири бихудлаштурулди.
8 Huddi muⱪǝddǝs yazmilarda eytilƣinidǝk: — «Huda ularning roⱨ-ⱪǝlbini ƣǝplǝtkǝ saldi, Bügüngǝ ⱪǝdǝr kɵzlirini kɵrmǝs, Ⱪulaⱪlirini anglimas ⱪildi».
Худди муқәддәс язмиларда ейтилғинидәк: — «Худа уларниң роһ-қәлбини ғәпләткә салди, Бүгүнгә қәдәр көзлирини көрмәс, Қулақлирини аңлимас қилди».
9 Xuningdǝk Dawut [pǝyƣǝmbǝrmu] mundaⱪ degǝn: «Ularning dastihini ɵzlirigǝ ⱪapⱪan wǝ tuzaⱪ bolup, Ularni putlaxturup, ⱪilmixlirini ɵz bexiƣa qüxürsun!
Шуниңдәк Давут [пәйғәмбәрму] мундақ дегән: «Уларниң дәстихини өзлиригә қапқан вә қапқан болуп, Уларни путлаштуруп, қилмишлирини өз бешиға чүшүрсун!
10 Kɵzliri ⱪarangƣulixip, kɵrǝlmisun; Bǝllirini mǝnggü ruslatmay püküldürgǝysǝn!»
Көзлири қараңғулишип, көрәлмисун; Бәллирини мәңгү руслатмай пүкүлдүргәйсән!»
11 Undaⱪta, xunimu sorayki: [Israillar] yiⱪilip ⱪaytidin turƣuzulmasliⱪⱪa putlaxⱪanmu? Ⱨǝrgiz undaⱪ ǝmǝs! Lekin ularning teyilip itaǝtsizlik ⱪilƣanliⱪidin nijat yat ǝlliklǝrgǝ yǝtküzüldi. Buningdin mǝⱪsǝt Israillarni ⱨǝsǝtkǝ ⱪozƣaxtin ibarǝttur.
Ундақта, шуниму сорайки: [Исраиллар] жиқилип қайтидин турғузулмаслиққа путлашқанму? Һәргиз ундақ әмәс! Лекин уларниң тейилип итаәтсизлик қилғанлиғидин ниҗат ят әлликләргә йәткүзүлди. Буниңдин мәхсәт Исраилларни һәсәткә қозғаштин ибарәттур.
12 Əmdi ularning teyilip itaǝtsizlik ⱪilixi dunyaƣa asayixliⱪ bǝhx ǝtkǝn bolsa, xundaⱪla ularning ziyan tartⱪini ǝllǝrni beyitⱪan bolsa, undaⱪta kǝlgüsidǝ ularning ⱨǝmmisining toluⱪ nijatliⱪⱪa erixixi dunyaƣa tehimu zor bǝht elip kǝlmǝmdu?!
Әнди уларниң тейилип итаәтсизлик қилиши дунияға асайишлиқ бәхш әткән болса, шундақла уларниң зиян тартқини әлләрни бейитқан болса, ундақта кәлгүсидә уларниң һәммисиниң толуқ ниҗатлиққа еришиши дунияға техиму зор бәхит елип кәлмәмду?!
13 Əmdi silǝr ǝlliklǝrgǝ sɵzlǝwatimǝn; mǝn ǝlliklǝrgǝ rosul süpitidǝ bekitilgǝndin keyin, wǝzipǝmni xan-xǝrǝplik dǝp uluƣlaymǝnki,
Әнди силәр әлликләргә сөзләватимән; мән әлликләргә расул сүпитидә бекитилгәндин кейин, вәзипәмни шан-шәрәплик дәп улуқлаймәнки,
14 janjigǝrlirim bolƣanlarning ⱨǝsitini ⱪozƣap, ularning bǝzilirini ⱪutuldurarmǝnmikin degǝn ümidtǝ bolimǝn.
җанҗигәрлирим болғанларниң һәситини қозғап, уларниң бәзилирини қутулдурармәнмекин дегән үмүттә болимән.
15 Qünki ularning taxliwetilgǝnlikining nǝtijisi dunyadiki ǝllǝrni Huda bilǝn inaⱪlaxturux bolsa, undaⱪta ularning ⱪobul ⱪilinixi ɵlümdin tirilix bolmay nemǝ?
Чүнки уларниң ташливетилгәнлигиниң нәтиҗиси дуниядики әлләрни Худа билән енақлаштуруш болса, ундақта уларниң қобул қилиниши өлүмдин тирилиш болмай немә?
16 Ⱨosuldin tunji bolup qiⱪⱪan hemirdiki kallǝk muⱪǝddǝs ⱨesablansa, pütün hemir muⱪǝddǝs dǝp ⱨesablinidu. Dǝrǝhning yiltizi muⱪǝddǝs bolsa, xahlirimu muⱪǝddǝs bolidu.
Һосулдин тунҗа болуп чиққан хемирдики калләк муқәддәс һесапланса, пүтүн хемир муқәддәс дәп һесаплиниду. Дәрәқниң йилтизи муқәддәс болса, шахлириму муқәддәс болиду.
17 Zǝytun dǝrihining birnǝqqǝ xehi dǝrwǝⱪǝ sunduriwetilgǝnidi, wǝ sǝn yawa zǝytun kɵqiti bolup, ularning orniƣa ulanding. Mana ǝmdi dǝrǝh yiltizidin ozuⱪluⱪ elip, mol xirnisidin bǝⱨrimǝn bolƣuqi bolƣanikǝnsǝn,
Зәйтун дәриғиниң бир нәччә шехи дәрвәқә сундуриветилгән еди, вә сән явайи зәйтун көчити болуп, уларниң орниға уландиң. Мана әнди дәрәқ йилтизидин озуқлуқ елип, мол ширнисидин бәһримән болғучи болған екәнсән,
18 ǝmdi sunduruwetilgǝn axu xahlardin ɵzüngni üstün ⱪilip mahtanma. Mahtansang, xuni untumiƣinki, sǝn yiltizni ǝmǝs, yiltiz seni kɵtürüp ⱪuwwǝtlǝwatidu.
әнди сундуруветилгән әшу шахлардин өзүңни үстүн қилип махтанма. Махтансаң, шуни унтумиғинки, сән йилтизни әмәс, йилтиз сени көтирип қувәтләватиду.
19 Sǝn ǝmdi: «Xahlar mening ulinixim üqün sunduriwetildi» — deyixing mumkin.
Сән әнди: «Шахлар мениң улинишим үчүн сундуриветилди» — дейишиң мүмкин.
20 Toƣra, ular etiⱪadsizliⱪtin sunduruldi; sǝn bolsang, etiⱪading bilǝn tik turisǝn; biraⱪ uningdin mǝƣrurlanma, ǝksiqǝ [Hudadin] ⱪorⱪ!
Тоғра, улар етиқатсизлиқтин сундурулди; сән болсаң, етиқатиң билән тик турисән; бирақ униңдин мәғрурланма, әксичә [Худадин] қорқ!
21 Qünki Huda ǝyni waⱪtida bu dǝrǝhning ɵz xahlirini ayimiƣanikǝn, senimu ayimasliⱪi mumkin.
Чүнки Худа әйни вақтида бу дәрәқниң өз шахлирини айимиған екән, сениму айимаслиғи мүмкин.
22 Mana, [bu ixlarda] Hudaning meⱨribanliⱪiƣa ⱨǝmdǝ ⱪattiⱪ ⱪol ikǝnlikigǝ ⱪara. U Ɵz yolidin yiⱪilip qüxkǝnlǝrgǝ ⱪattiⱪ ⱪol idi, lekin sanga (meⱨribanliⱪida dawamliⱪ tursangla) meⱨribanliⱪ kɵrsǝtmǝktǝ. Undaⱪ bolmiƣanda, sǝnmu kesip taxlinisǝn.
Мана, [бу ишларда] Худаниң меһриванлиғиға һәмдә қаттиқ қол екәнлигигә қара. У Өз йолидин жиқилип чүшкәнләргә қаттиқ қол еди, лекин саңа (меһриванлиғида давамлиқ турсаңла) меһриванлиқ көрсәтмәктә. Ундақ болмиғанда, сәнму кесип ташлинисән.
23 [Yǝⱨudiylarmu] etiⱪadsizliⱪta qing turiwalmisa, ǝslidiki dǝrǝhkǝ ulinidu. Qünki Huda ularni ⱪayta ulaxⱪa ⱪadirdur.
[Йәһудийларму] етиқатсизлиқта чиң туривалмиса, әслидики дәрәққә улиниду. Чүнки Худа уларни қайта улашқа қадирдур.
24 Qünki ǝgǝr sǝn yawa zǝytun dǝrihidin kesip elinip, tǝbiiy ⱪanuniyǝtkǝ hilap ⱨalda [baƣdiki] yahxi zǝytun dǝrihigǝ ulanƣan yǝrdǝ, ǝslidiki bu tǝbiiy xahlarning ɵz dǝrihikǝ ulinixi tehimu mumkinƣu?!
Чүнки әгәр сән явайи зәйтун дәриғидин кесип елинип, тәбиий қанунийәткә хилап һалда [бағдики] яхши зәйтун дәриғигә уланған йәрдә, әслидики бу тәбиий шахларниң өз дәриғикә улиниши техиму мүмкинғу?!
25 Ⱪerindaxlar, ɵzünglarni üstün wǝ ǝⱪilliⱪ qaƣlaxtin saⱪlinixinglar üqün, wǝⱨiy ⱪilinƣan xu sirdin hǝwǝrsiz ⱪelixinglarni halimaymǝnki, ta [Huda talliƣan] Yǝⱨudiy ǝmǝslǝrning sani toluⱪlanƣuqǝ, Israilning bir ⱪismi tax yürǝklikkǝ ⱪaldurulidu;
Қериндашлар, өзүңларни үстүн вә әқиллиқ чағлаштин сақлинишиңлар үчүн, вәһий қилинған шу сирдин хәвәрсиз қелишиңларни халимаймәнки, та [Худа таллиған] Йәһудий әмәсләрниң сани толуқланғичә, Исраилниң бир қисми таш жүрәкликкә қалдурулиду;
26 andin pütkül Israil ⱪutⱪuzulidu. Bu toƣruluⱪ muⱪǝddǝs yazmilarda mundaⱪ yezilƣan: — «Ⱪutⱪuzƣuqi Ziondin kelip, Iplasliⱪni Yaⱪuptin yoⱪ ⱪilidu.
андин пүткүл Исраил қутқузулиду. Бу тоғрилиқ муқәддәс язмиларда мундақ йезилған: — «Қутқузғучи Зиондин келип, Ипласлиқни Яқуптин йоқ қилиду.
27 Mǝn ularning gunaⱨlirini elip taxliwǝtkinimdǝ, Mana bu ular bilǝn tüzidiƣan ǝⱨdǝm bolidu».
Мән уларниң гуналирини елип ташливәткинимдә, Мана бу улар билән түзидиған әһдәм болиду».
28 Əmdi hux hǝwǝr jǝⱨǝttin ⱪariƣanda, silǝrning bǝhtinglar üqün Yǝⱨudiy hǝlⱪi [hux hǝwǝrgǝ] düxmǝn ⱪilip bekitilgǝn; biraⱪ Hudaning tallixi jǝⱨǝttin ⱪariƣanda, ata-bowilirimiz sǝwǝbidin sɵyülgǝndur.
Әнди хуш хәвәр җәһәттин қариғанда, силәрниң бәхитиңлар үчүн Йәһудий хәлқи [хуш хәвәргә] дүшмән қилип бекитилгән; бирақ Худаниң таллиши җәһәттин қариғанда, ата-бовилиримиз сәвәвидин сөйүлгәндур.
29 Qünki Huda Ɵzi bǝrgǝnlirini wǝ qaⱪiriⱪini ⱪayturuwalmaydu.
Чүнки Худа Өзи бәргәнлирини вә чақириқини қайтурувалмайду.
30 Silǝr ǝlliklǝrmu bir qaƣlarda Hudaƣa itaǝt ⱪilmiƣan bolsanglarmu, [Yǝⱨudiylarning] itaǝtsizlikining nǝtijisidǝ ⱨazir rǝⱨim-xǝpⱪǝtkǝ erixtinglar.
Силәр әлликләрму бир чағларда Худаға итаәт қилмиған болсаңларму, [Йәһудийларниң] итаәтсизлигиниң нәтиҗисидә һазир рәһим-шәпқәткә ериштиңлар.
31 Yǝⱨudiylar bolsa itaǝt ⱪilmay keliwatidu; [Hudaning] buningdiki mǝⱪsiti, silǝrgǝ kɵrsǝtkǝn rǝⱨim-xǝpⱪǝt arⱪiliⱪ ularnimu rǝⱨim-xǝpⱪǝtkǝ erixtürüxtin ibarǝttur.
Йәһудийлар болса итаәт қилмай келиватиду; [Худаниң] буниңдики мәхсити, силәргә көрсәткән рәһим-шәпқәт арқилиқ уларниму рәһим-шәпқәткә ериштүрүштин ибарәттур.
32 Qünki Huda pütkül insanƣa rǝⱨim-xǝpⱪǝt kɵrsitix üqün, ⱨǝmmǝylǝnni itaǝtsizlikkǝ solap ⱪoydi. (eleēsē )
Чүнки Худа пүткүл инсанға рәһим-шәпқәт көрситиш үчүн, һәммәйләнни итаәтсизликкә солап қойди. (eleēsē )
33 — Aⱨ! Hudaning danaliⱪi wǝ ilim-ⱨekmitining bibaⱨa bayliⱪliri ⱨǝm ⱨesabsiz qongⱪurluⱪi! Uning ⱨɵkümilirining tegigǝ yǝtkili bolmas! Uning yolliri izdǝp tepixtin xunqǝ yiraⱪtur!
— Аһ! Худаниң даналиғи вә илим-һекмитиниң бебаһа байлиқлири һәм һесапсиз чоңқурлуғи! Униң һөкүмилириниң тегигә йәткили болмас! Униң йоллири издәп тепиштин шунчә жирақтур!
34 «Kimmu Pǝrwǝrdigarning oy-muddialirini qüxinip yǝtti? Kimmu Uningƣa mǝsliⱨǝtqi bolalidi?»
«Кимму Пәрвәрдигарниң ой-муддиалирини чүшинип йәтти? Кимму Униңға мәслиһәтчи болалиди?»
35 «Uningƣa kim awwal bir nǝrsǝ berip, Keyin uni ⱪayturup bǝr deyǝlidi?».
«Униңға ким авал бир нәрсә берип, Кейин уни қайтуруп бәр дейәлиди?».
36 Qünki barliⱪ mǝwjudatlar Uningdin kǝlgǝn, U arⱪiliⱪ mǝwjut bolup turidu, Hǝm Uning üqün mǝwjut bolup turidu. [Barliⱪ] xan-xǝrǝp ǝbǝdgiqǝ Uningƣa bolƣay! Amin. (aiōn )
Чүнки барлиқ мәвҗудатлар Униңдин кәлгән, У арқилиқ мәвҗут болуп туриду, Хәм Униң үчүн мәвҗут болуп туриду. [Барлиқ] шан-шәрәп әбәткичә Униңға болғай! Амин. (aiōn )