< Wǝⱨiy 9 >
1 Bǝxinqi pǝrixtǝ kaniyini qaldi; mǝn asmandin yǝrgǝ qüxüp kǝtkǝn bir yultuzni kɵrdüm. Tegi yoⱪ ⱨangƣa baridiƣan ⱪuduⱪning aqⱪuqi uningƣa berildi, (Abyssos )
Бәшинчи пәриштә канийини чалди; мән асмандин йәргә чүшүп кәткән бир юлтузни көрдүм. Теги йоқ һаңға баридиған қудуқниң ачқучи униңға берилди, (Abyssos )
2 U tegi yoⱪ ⱨangning ⱪuduⱪini aqti. Ⱪuduⱪtin yoƣan humdanning isidǝk tütün ɵrlǝp qiⱪti. Ⱨangning ⱪuduⱪining tütünidin ⱪuyax wǝ kɵkni ⱪarangƣuluⱪ basti. (Abyssos )
У теги йоқ һаңниң қудуғини ачти. Қудуқтин йоған хумданниң исидәк түтүн өрләп чиқти. Һаңниң қудуғиниң түтүнидин қуяш вә көкни қараңғулуқ басти. (Abyssos )
3 Tütünning iqidin yǝr yüzigǝ qekǝtkǝ yaƣdi. Ularƣa yǝr yüzidiki qayanlardǝk qeⱪix küqi berilgǝnidi.
Түтүнниң ичидин йәр йүзигә чекәткә яғди. Уларға йәр йүзидики чаянлардәк чеқиш күчи берилгән еди.
4 Ularƣa yǝr yüzidiki ot-qɵplǝrgǝ wǝ ⱨǝrⱪandaⱪ ɵsümlük yaki dǝl-dǝrǝhlǝrgǝ zǝrǝr yǝtküzmǝnglar, pǝⱪǝt pexanisidǝ Hudaning mɵⱨüri bolmiƣan adǝmlǝrgila zǝrǝr ⱪilinglar, dǝp eytildi.
Уларға йәр йүзидики от-чөпләргә вә һәр қандақ өсүмлүк яки дәл-дәрәқләргә зәрәр йәткүзмәңлар, пәқәт пешанисидә Худаниң мөһүри болмиған адәмләргила зәрәр қилиңлар, дәп ейтилди.
5 Ularƣa adǝmlǝrni ɵltürüxkǝ ǝmǝs, bǝlki bǝx ayƣiqǝ ⱪiynaxⱪa yol ⱪoyuldi; ular yǝtküzidiƣan azab adǝmni qayan qaⱪⱪandikidǝk azab idi.
Уларға адәмләрни өлтүрүшкә әмәс, бәлки бәш айғичә қийнашқа йол қоюлди; улар йәткүзидиған азап адәмни чаян чаққандикидәк азап еди.
6 Xu künlǝrdǝ, insanlar ɵlümni izdǝydu, lekin tapalmaydu; ɵlümni seƣinidu, lekin ɵlüm ulardin ⱪaqidu.
Шу күнләрдә, инсанлар өлүмни издәйду, лекин тапалмайду; өлүмни сеғиниду, лекин өлүм улардин қачиду.
7 Qekǝtkilǝrning ⱪiyapiti huddi jǝnggǝ ⱨazirlanƣan atlarƣa ohxaytti. Baxlirida bolsa altun tajⱪa ohxaydiƣan bir nǝrsǝ bolup, qirayi adǝmningkigǝ ohxaytti.
Чекәткиләрниң қияпити худди җәңгә һазирланған атларға охшайтти. Башлирида болса алтун таҗқа охшайдиған бир нәрсә болуп, чирайи адәмниңкигә охшайтти.
8 Qaqliri ayallarning qeqiƣa, qixliri xirning qixiƣa ohxaytti.
Чачлири аялларниң чечиға, чишлири ширниң чишиға охшайтти.
9 Ularning kɵkrikidiki sawuti tɵmür sawutlarƣa ohxaytti; ⱪanatlirining awazi jǝnggǝ atlanƣan nurƣun at-ⱨarwilarning awaziƣa ohxaytti.
Уларниң көкригидики савути төмүр савутларға охшайтти; қанатлириниң авази җәңгә атланған нурғун ат-һарвуларниң авазиға охшайтти.
10 Qayanlarningkigǝ ohxax ⱪuyruⱪliri wǝ nǝxtǝrliri bar idi. Adǝmni bǝx ay azabⱪa salidiƣan küq bolsa ⱪuyruⱪlirida idi.
Чаянларниңкигә охшаш қуйруқлири вә нәштәрлири бар еди. Адәмни бәш ай азапқа салидиған күч болса қуйруқлирида еди.
11 Ularni idarǝ ⱪilidiƣan padixaⱨi, yǝni tegi yoⱪ ⱨangning pǝrixtisi bar idi. Uning ibraniyqǝ ismi Awaddon; grekqǝ ismi Apoliyon idi. (Abyssos )
Уларни идарә қилидиған падишаси, йәни теги йоқ һаңниң пәриштиси бар еди. Униң ибранийчә исми Аваддон; грекчә исми Аполийон еди. (Abyssos )
12 Birinqi «way» ɵtüp kǝtti. Mana, buningdin keyin yǝnǝ ikki «way» kelidu.
Биринчи «вай» өтүп кәтти. Мана, буниңдин кейин йәнә икки «вай» келиду.
13 Altinqi pǝrixtǝ kaniyini qaldi; mǝn Hudaning aldidiki altun ⱪurbangaⱨning tɵt münggüzidin qiⱪⱪan bir awazni anglidim, bu awaz kanayni tutⱪan altinqi pǝrixtigǝ: — Qong Əfrat dǝryasining yenida baƣlaⱪliⱪ tɵt pǝrixtini boxat, dedi.
Алтинчи пәриштә канийини чалди; мән Худаниң алдидики алтун қурбангаһниң төрт мүңгүзидин чиққан бир авазни аңлидим, бу аваз канайни тутқан алтинчи пәриштигә: — Чоң Әфрат дәриясиниң йенида бағлақлиқ төрт пәриштини бошат, деди.
15 Dǝl xu saǝt, xu kün, xu ay, xu yil üqün ⱨazirlap ⱪoyulƣan bu tɵt pǝrixtǝ insanlarning üqtin birini ⱨalak ⱪilix üqün baƣlaⱪtin boxitildi.
Дәл шу саат, шу күн, шу ай, шу жил үчүн һазирлап қоюлған бу төрт пәриштә инсанларниң үчтин бирини һалак қилиш үчүн бағлақтин бошитилди.
16 Bularning atliⱪ lǝxkǝrlǝr ⱪoxunining sani ikki yüz milyon idi. Ularning sanining jakarlanƣanliⱪini anglidim.
Буларниң атлиқ ләшкәрләр қошуниниң сани икки йүз миллион еди. Уларниң саниниң җакаланғанлиғини аңлидим.
17 Ƣayibanǝ kɵrünüxtǝ kɵzümgǝ kɵrüngǝn at wǝ üstigǝ mingǝnlǝr mana mundaⱪ idi: atliⱪlarning kɵkrikidiki sawuti qoƣdǝk ⱪizil, kɵk yaⱪuttǝk kɵk wǝ günggürttǝk seriⱪ idi. Atlarning baxliri xirning bexidǝk idi; ularning eƣizliridin ot, tütün wǝ günggürt qiⱪip turatti.
Ғайипанә көрүнүштә көзүмгә көрүнгән ат вә үстигә мингәнләр мана мундақ еди: атлиқларниң көкригидики савути чоғдәк қизил, көк яқуттәк көк вә гуңгуттәк сериқ еди. Атларниң башлири ширниң бешидәк еди; уларниң еғизлиридин от, түтүн вә гуңгут чиқип туратти.
18 Bu üq baladin, yǝni atlarning aƣzidin qiⱪⱪan ot wǝ tütün wǝ güngürttin insanlarning üqtin biri ɵltürüldi.
Бу үч баладин, йәни атларниң ағзидин чиққан от вә түтүн вә гүнгүрттин инсанларниң үчтин бири өлтүрүлди.
19 Qünki atlarning küqi eƣizlirida wǝ ⱪuyruⱪlirida idi; ularning ⱪuyruⱪlirining yilanlarƣa ohxax bexi bolup, bular bilǝn adǝmni zǝhimlǝndürǝtti.
Чүнки атларниң күчи еғизлирида вә қуйруқлирида еди; уларниң қуйруқлириниң иланларға охшаш беши болуп, булар билән адәмни зәхимләндүрәтти.
20 Ⱪalƣan insanlar, yǝni bu balayi’apǝtlǝrdin ɵltürülmǝy ⱪalƣanlar ɵz ⱪollirining ǝmǝllirigǝ towa ⱪilmidi, yǝni jinlarƣa, kɵrǝlmǝs, angliyalmas wǝ mangalmas altun, kümüx, tuq wǝ yaƣaq butlarƣa qoⱪunuxtin waz kǝqmidi.
Қалған инсанлар, йәни бу балаю-апәтләрдин өлтүрүлмәй қалғанлар өз қоллириниң әмәллиригә товва қилмиди, йәни җинларға, көрәлмәс, аңлалмас вә маңалмас алтун, күмүч, туч вә яғач бутларға чоқунуштин ваз кәчмиди.
21 Ular ⱪatilliⱪ, seⱨirgǝrlik, jinsiy buzuⱪluⱪ wǝ oƣriliⱪliriƣimu towa ⱪilmidi.
Улар қатиллиқ, сеһиргәрлик, җинсий бузуқлуқ вә оғрилиқлириғиму товва қилмиди.