< Wǝⱨiy 17 >

1 Yǝttǝ qinisi bar yǝttǝ pǝrixtining biri kelip, manga sɵzlǝp: — Bu yǝrgǝ kǝl, nurƣun sular üstidǝ olturƣan qong paⱨixǝ ayalning tartidiƣan jazasini sanga kɵrsitip ⱪoyay.
Йәттә чиниси бар йәттә пәриштиниң бири келип, маңа сөзләп: — Бу йәргә кәл, нурғун сулар үстидә олтарған чоң паһишә аялниң тартидиған җазасини саңа көрситип қояй.
2 Yǝr yüzidiki padixaⱨlar uning bilǝn buzuⱪluⱪ ɵtküzdi, yǝr yüzidikilǝr uning buzuⱪluⱪining xarabidin mǝst boluxti, — dedi.
Йәр йүзидики падишалар униң билән бузуқлуқ өткүзди, йәр йүзидикиләр униң бузуқлуғиниң шарабидин мәс болушти, — деди.
3 Xuning bilǝn u pǝrixtǝ meni Roⱨning ilkidiki ⱨalǝttǝ bir qɵlgǝ elip bardi. U yǝrdǝ yǝttǝ baxliⱪ, on münggüzlük, pütün ǝzayini kupurluⱪ namliri ⱪapliƣan bir toⱪ ⱪizil diwining üstidǝ olturƣan bir ayalni kɵrdüm.
Шуниң билән у пәриштә мени Роһниң илкидики һаләттә бир чөлгә елип барди. У йәрдә йәттә башлиқ, он мүңгүзлүк, пүтүн әзайини күпүрлүк намлири қаплиған бир тоқ қизил дивиниң үстидә олтарған бир аялни көрдүм.
4 Ayal sɵsün wǝ toⱪ ⱪizil kiyim kiygǝn bolup, altun, ⱪimmǝtlik yaⱪut wǝ mǝrwayitlar bilǝn pǝrdazlanƣanidi. Ⱪolida yirginqlik nomussizliⱪlar wǝ ɵz buzuⱪluⱪining nijasǝtliri bilǝn tolƣan bir altun ⱪǝdǝⱨ bar idi.
Аял сөсүн вә тоқ қизил кийим кийгән болуп, алтун, қиммәтлик яқут вә мәрвайитлар билән пәрдазланған еди. Қолида жиркиничлик номуссизлиқлар вә өз бузуқлуғиниң ниҗасәтлири билән толған бир алтун қәдәһ бар еди.
5 Pexanisigǝ bir sir — «Katta Babil, paⱨixilǝrning wǝ dunyadiki pütkül yirginqlik nomussizliⱪlarning anisi» degǝn nam pütüklük idi.
Пешанисигә бир сир — «Катта Бабил, паһишиләрниң вә дуниядики пүткүл жиркиничлик номуссизлиқларниң аниси» дегән нам пүтүклүк еди.
6 Mǝn ayalning muⱪǝddǝs bǝndilǝrning ⱪeni wǝ Əysaƣa guwaⱨliⱪ bǝrgüqilǝrning ⱪeni bilǝn mǝst bolƣanliⱪini kɵrdüm. Uni kɵrüp tolimu tǝǝjjüp ⱪilip intayin ⱨǝyran ⱪaldim.
Мән аялниң муқәддәс бәндиләрниң қени вә Әйсаға гувалиқ бәргүчиләрниң қени билән мәс болғанлиғини көрдүм. Уни көрүп толиму тәәҗҗүп қилип интайин һәйран қалдим.
7 Pǝrixtǝ manga mundaⱪ dedi: — «Nemigǝ ⱨǝyran ⱪalding? Ayalning wǝ uni kɵtürüp turƣan yǝttǝ baxliⱪ, on münggüzlük diwining sirini sanga eytip berǝy.
Пәриштә маңа мундақ деди: — «Немигә һәйран қалдиң? Аялниң вә уни көтирип турған йәттә башлиқ, он мүңгүзлүк дивиниң сирини саңа ейтип берәй.
8 Sǝn kɵrgǝn diwǝ bir zamanlarda bar idi, ⱨazir yoⱪ; uzun ɵtmǝy tegi yoⱪ ⱨangdin qiⱪip, ⱨalakǝtkǝ ⱪarap mangidu. Yǝr yüzidǝ turuwatⱪanlar — dunya apiridǝ bolƣandin buyan isimliri ⱨayatliⱪ dǝptirigǝ pütülmigǝn kixilǝr diwini kɵrüp intayin ⱨǝyran ⱪalidu. Qünki u bir zamanlarda bar idi, ⱨazir yoⱪ, lekin yǝnǝ pǝyda bolidu. (Abyssos g12)
Сән көргән дивә бир заманларда бар еди, һазир йоқ; узун өтмәй теги йоқ һаңдин чиқип, һалакәткә қарап маңиду. Йәр йүзидә туруватқанлар — дуния апиридә болғандин буян исимлири һаятлиқ дәптиригә пүтүлмигән кишиләр дивини көрүп интайин һәйран қалиду. Чүнки у бир заманларда бар еди, һазир йоқ, лекин йәнә пәйда болиду. (Abyssos g12)
9 Mana buni qüxinixkǝ lazim bolƣan ⱨekmǝt: — yǝttǝ bax bolsa u ayal olturƣan yǝttǝ taƣⱪa, xundaⱪla yǝttǝ padixaⱨⱪa wǝkillik ⱪilidu.
Мана буни чүшинишкә лазим болған һекмәт: — йәттә баш болса у аял олтарған йәттә таққа, шундақла йәттә падишаға вәкиллик қилиду.
10 Bularning bǝxi yiⱪilƣan, birsi bar, yǝnǝ biri tehi kǝlmidi. U kǝlgǝndǝ pǝⱪǝt azla waⱪit turalaydu.
Буларниң бәши жиқилған, бириси бар, йәнә бири техи кәлмиди. У кәлгәндә пәқәт азла вақит туралайду.
11 Burun bar bolƣan, ǝmdi ⱨazir yoⱪ bolƣan diwining ɵzi sǝkkizinqi padixaⱨdur, xundaⱪla u ⱨǝm yǝttisidin biri bolup ⱨalakǝtkǝ ⱪarap mangidu.
Бурун бар болған, әнди һазир йоқ болған дивиниң өзи сәккизинчи падишадур, шундақла у һәм йәттисидин бири болуп һалакәткә қарап маңиду.
12 Sǝn kɵrgǝn on münggüz on padixaⱨdur. Ularning padixaⱨliⱪliri tehi yoⱪ, ǝmdi ularƣa diwǝ bilǝn billǝ bir saǝtlik padixaⱨliⱪ ⱨoⱪuⱪi berilidu.
Сән көргән он мүңгүз он падишадур. Уларниң падишалиқлири техи йоқ, әнди уларға дивә билән биллә бир саатлик падишалиқ һоқуқи берилиду.
13 Bu padixaⱨlar bir oy, bir niyǝttǝ bolup ɵz ⱪudriti wǝ ⱨoⱪuⱪlirini diwigǝ berixidu.
Бу падишалар бир ой, бир нийәттә болуп өз қудрити вә һоқуқлирини дивигә беришиду.
14 Diwǝ wǝ padixaⱨlar birlixip Ⱪoziƣa ⱪarxi jǝng ⱪilidu. Ⱪoza ularning üstidin ƣalib kelidu, qünki U rǝblǝrning Rǝbbi, padixaⱨlarning Padixaⱨidur. Uning bilǝn birgǝ turƣanlar bolsa qaⱪirilƣan, tallanƣan wǝ Uningƣa sadiⱪ bolƣanlardur».
Дивә вә падишалар бирлишип Қозиға қарши җәң қилиду. Қоза уларниң үстидин ғалип келиду, чүнки У рәбләрниң Рәбби, падишаларниң Падишасидур. Униң билән биргә турғанлар болса чақирилған, талланған вә Униңға садиқ болғанлардур».
15 Pǝrixtǝ manga yǝnǝ: — Paⱨixǝ ayal üstidǝ olturƣan, sǝn kɵrgǝn sular bolsa millǝtlǝr, ɵzara toplaxⱪan nurƣun kixilǝr, ǝllǝr wǝ ⱨǝr hil tillarda sɵzlixidiƣan kixilǝrdur.
Пәриштә маңа йәнә: — Паһишә аял үстидә олтарған, сән көргән сулар болса милләтләр, өз ара топлашқан нурғун кишиләр, әлләр вә һәр хил тилларда сөзлишидиған кишиләрдур.
16 Sǝn kɵrgǝn on münggüz wǝ diwǝ bu paⱨixǝ ayaldin nǝprǝtlinidu, uni talan-taraj ⱪilip yalingaqlap ⱪoyidu, uning gɵxini yǝp, ɵzini otta kɵydüridu.
Сән көргән он мүңгүз вә дивә бу паһишә аялдин нәпрәтлиниду, уни талан-тараҗ қилип ялаңачлап қойиду, униң гөшини йәп, өзини отта көйдүриду.
17 Qünki Huda Ɵz sɵz-kalamliri ǝmǝlgǝ axⱪuqǝ, axu [on padixaⱨning] kɵngligǝ Ɵz iradisini ijra ⱪilip, bir ⱪararda tohtixip padixaⱨliⱪ ⱨoⱪuⱪini diwigǝ berix niyitini saldi.
Чүнки Худа Өз сөз-каламлири әмәлгә ашқичә, әшу [он падишаниң] көңлигә Өз ирадисини иҗра қилип, бир қарарда тохтишип падишалиқ һоқуқини дивигә бериш нийитини салди.
18 Sǝn kɵrgǝn ayal yǝr yüzidiki padixaⱨlar üstidin ⱨɵkümranliⱪ ⱪilidiƣan katta xǝⱨǝrdur, — dedi.
Сән көргән аял йәр йүзидики падишалар үстидин һөкүмранлиқ қилидиған катта шәһәрдур, — деди.

< Wǝⱨiy 17 >