< Zǝbur 96 >
1 Pǝrwǝrdigarƣa atap yengi nahxa eytinglar! Pütkül yǝr yüzi, Pǝrwǝrdigarni küylǝnglar!
Пәрвәрдигарға атап йеңи нахша ейтиңлар! Пүткүл йәр йүзи, Пәрвәрдигарни күйләңлар!
2 Pǝrwǝrdigarƣa nahxa eytinglar, namiƣa tǝxǝkkür-mǝdⱨiyǝ ⱪayturunglar, Nijatliⱪini ⱨǝr küni elan ⱪilinglar!
Пәрвәрдигарға нахша ейтиңлар, намиға тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар, Ниҗатлиғини һәр күни елан қилиңлар!
3 Uning xan-xɵⱨritini ǝllǝr arisida, Uning mɵjizilirini barliⱪ hǝlⱪlǝr arisida jakarlanglar!
Униң шан-шөһритини әлләр арисида, Униң мөҗизилирини барлиқ хәлиқләр арисида җакалаңлар!
4 Qünki Pǝrwǝrdigar uluƣ, zor mǝdⱨiyǝlǝrgǝ layiⱪtur! U barliⱪ ilaⱨlardin üstün, Uningdin ⱪorⱪux kerǝktur;
Чүнки Пәрвәрдигар улуқ, зор мәдһийәләргә лайиқтур! У барлиқ илаһлардин үстүн, Униңдин қорқуш керәктур;
5 Qünki barliⱪ hǝlⱪlǝrning ilaⱨliri — Butlar halas, Biraⱪ Pǝrwǝrdigar asman-pǝlǝkni yaratⱪandur.
Чүнки барлиқ хәлиқләрниң илаһлири — Бутлар халас, Бирақ Пәрвәрдигар асман-пәләкни яратқандур.
6 Xanu-xǝwkǝt wǝ ⱨǝywǝt Uning aldida, Muⱪǝddǝs jayida ⱪudrǝt wǝ güzǝllik kɵrünidu.
Шану-шәвкәт вә һәйвәт Униң алдида, Муқәддәс җайида қудрәт вә гөзәллик көрүниду.
7 Pǝrwǝrdigarƣa [tǝǝlluⱪini] bǝrgǝysilǝr, i ǝl-ⱪǝbililǝr, Pǝrwǝrdigarƣa xan-xɵⱨrǝt wǝ ⱪudrǝtni bǝrgǝysilǝr!
Пәрвәрдигарға [тәәллуғини] бәргәйсиләр, и әл-қәбилиләр, Пәрвәрдигарға шан-шөһрәт вә қудрәтни бәргәйсиләр!
8 Pǝrwǝrdigarƣa Ɵz namiƣa layiⱪ xan-xɵⱨrǝtni bǝrgǝysilǝr; Sowƣa-salam elip ⱨoyliliriƣa kiringlar!
Пәрвәрдигарға Өз намиға лайиқ шан-шөһрәтни бәргәйсиләр; Соға-салам елип һойлилириға кириңлар!
9 Pǝrwǝrdigarƣa pak-muⱪǝddǝslikning güzǝllikidǝ sǝjdǝ ⱪilinglar; Pütkül yǝr-yüzi, Uning aldida titrǝnglar!
Пәрвәрдигарға пак-муқәддәсликниң гөзәллигидә сәҗдә қилиңлар; Пүткүл йәр-йүзи, Униң алдида титрәңлар!
10 Əllǝr arisida elan ⱪilinglar: — «Pǝrwǝrdigar ⱨɵküm süridu! Xunga mana, dunya mǝzmut ⱪilinƣan, u tǝwrǝnmǝs ǝsla. U adilliⱪ bilǝn hǝlⱪlǝr üstidǝ ⱨɵküm qiⱪiridu.
Әлләр арисида елан қилиңлар: — «Пәрвәрдигар һөкүм сүриду! Шуңа мана, дуния мәзмут қилинған, у тәврәнмәс әсла. У адиллиқ билән хәлиқләр үстидә һөкүм чиқириду.
11 Asmanlar xadlansun, yǝr-jaⱨan hux bolsun, Dengiz-okyan wǝ uningƣa tolƣan ⱨǝmmǝ quⱪan selip jux ursun!
Асманлар шатлансун, йәр-җаһан хуш болсун, Деңиз-океан вә униңға толған һәммә чуқан селип җуш урсун!
12 Dalalar ⱨǝm ulardiki ⱨǝmmǝ yayrisun! U qaƣda ormandiki pütkül dǝrǝhlǝr Pǝrwǝrdigar aldida yangritip nahxa eytidu;
Далалар һәм улардики һәммә яйрисун! У чағда ормандики пүткүл дәрәқләр Пәрвәрдигар алдида яңритип нахша ейтиду;
13 Qünki mana, U kelidu! U jaⱨanni soraⱪ ⱪilixⱪa kelidu; U alǝmni adilliⱪ bilǝn, Hǝlⱪlǝrni Ɵz ⱨǝⱪiⱪǝt-sadaⱪitidǝ soraⱪ ⱪilidu.
Чүнки мана, У келиду! У җаһанни сорақ қилишқа келиду; У аләмни адиллиқ билән, Хәлиқләрни Өз һәқиқәт-садақитидә сорақ қилиду.