< Zǝbur 94 >

1 I itiⱪamlar alƣuqi Tǝngri, Pǝrwǝrdigar! I intiⱪamlar alƣuqi Tǝngri, parliƣaysǝn!
И итиқамлар алғучи Тәңри, Пәрвәрдигар! И интиқамлар алғучи Тәңри, парлиғайсән!
2 Kɵtürülgin, Ɵzüngni kɵtürgin, i jaⱨanni Soraⱪ Ⱪilƣuqi, Mǝƣrurlarƣa jazasini bǝrgin!
Көтирилгин, Өзүңни көтәргин, и җаһанни Сорақ Қилғучи, Мәғрурларға җазасини бәргин!
3 Ⱪaqanƣiqǝ rǝzillǝr, i Pǝrwǝrdigar, Ⱪaqanƣiqǝ rǝzillǝr tǝntǝnǝ ⱪilip yüriweridu?
Қачанғичә рәзилләр, и Пәрвәрдигар, Қачанғичә рәзилләр тәнтәнә қилип жүривериду?
4 Ⱪaqanƣiqǝ ⱨakawurlarqǝ sɵzlǝp walaⱪxiydu, Ⱪǝbiⱨlik ⱪilƣuqilarning ⱨǝmmisi yoƣan gǝp ⱪilip yüridu?
Қачанғичә һакавурларчә сөзләп валақшийду, Қәбиһлик қилғучиларниң һәммиси йоған гәп қилип жүриду?
5 Ular hǝlⱪingni ezidu, i Pǝrwǝrdigar, Sening mirasingƣa jǝbir-japa salmaⱪta.
Улар хәлқиңни езиду, и Пәрвәрдигар, Сениң мирасиңға җәбир-җапа салмақта.
6 Tul ayal wǝ ƣerip-musapirlarni ⱪirip, Yetim-yesirlǝrni ɵltürüp: —
Тул аял вә ғерип-мусапирларни қирип, Йетим-йесирләрни өлтүрүп: —
7 «Yaⱨ kɵrmǝydu», «Yaⱪupning Hudasi kɵngül bɵlmǝydu», — dǝydu.
«Яһ көрмәйду», «Яқупниң Худаси көңүл бөлмәйду», — дәйду.
8 Silǝr kɵngül ⱪoyunglar, i ǝlning ⱨamaⱪǝtliri! Əhmǝⱪlǝr, ⱪaqan dana bolisilǝr?
Силәр көңүл қоюңлар, и әлниң һамақәтлири! Ахмақлар, қачан дана болисиләр?
9 Ⱪulaⱪni tikligüqining Ɵzi anglimamdu? Kɵzni Yasiƣuqining Ɵzi kɵrmǝmdu?
Қулақни тиклигүчиниң Өзи аңлимамду? Көзни Ясиғучиниң Өзи көрмәмду?
10 Əllǝrni tǝrbiyiligüqi, Insanƣa ǝⱪil-bilim ɵgǝtküqining Ɵzi adǝmni ǝyiblimǝmdu?
Әлләрни тәрбийилигүчи, Инсанға әқил-билим үгәткүчиниң Өзи адәмни әйиплимәмду?
11 Pǝrwǝrdigar insanning oy-hiyallirining tutami yoⱪluⱪini bilidu.
Пәрвәрдигар инсанниң ой-хияллириниң тутами йоқлуғини билиду.
12 Sǝn tǝrbiyiligǝn adǝm bǝhtliktur, i Yaⱨ, Yǝni Sǝn Tǝwrat-ⱪanunungdin ǝⱪil ɵgitidiƣan kixi bǝhtliktur!
Сән тәрбийилигән адәм бәхитликтур, и Яһ, Йәни Сән Тәврат-қанунуңдин әқил үгитидиған киши бәхитликтур!
13 Xundaⱪ ⱪilip, taki pasiⱪlar üqün orǝk kolanƣuqǝ — Sǝn uni yaman künlǝrdin hatirjǝm saⱪlaysǝn.
Шундақ қилип, таки пасиқлар үчүн орәк коланғичә — Сән уни яман күнләрдин хатирҗәм сақлайсән.
14 Qünki Pǝrwǝrdigar Ɵz hǝlⱪini tǝrk ǝtmǝydu, Yaki Ɵz mirasidin waz kǝqmǝydu.
Чүнки Пәрвәрдигар Өз хәлқини тәрк әтмәйду, Яки Өз мирасидин ваз кәчмәйду.
15 Qünki ⱨɵküm-pǝrman ⱨoⱪuⱪi ⱨaman adalǝtkǝ ⱪaytidu, Barliⱪ dili duruslar bolsa, uning kǝynidin mangidu.
Чүнки һөкүм-пәрман һоқуқи һаман адаләткә қайтиду, Барлиқ дили дуруслар болса, униң кәйнидин маңиду.
16 Mǝn üqün yamanlar bilǝn ⱪarxilixixⱪa kim ornidin turidu? Mǝn üqün ⱪǝbiⱨlik ⱪilƣuqilar bilǝn ⱪarxilixixiⱪa kim mǝydanƣa qiⱪidu?
Мән үчүн яманлар билән қаршилишишқа ким орнидин туриду? Мән үчүн қәбиһлик қилғучилар билән қаршилишишиқа ким мәйданға чиқиду?
17 Əgǝr Pǝrwǝrdigar manga yardǝmdǝ bolmiƣan bolsa, Jenim baldur qiⱪip süküt diyarida yatar idi.
Әгәр Пәрвәрдигар маңа ярдәмдә болмиған болса, Җеним балдур чиқип сүкүт диярида ятар еди.
18 Ayiƣim putlixay deginidǝ, Ɵzgǝrmǝs muⱨǝbbiting, i Pǝrwǝrdigar, meni yɵlidi.
Айиғим путлишай дегинидә, Өзгәрмәс муһәббитиң, и Пәрвәрдигар, мени йөлиди.
19 Iqimdiki kɵpligǝn ƣǝm-ǝndixilǝr arisida, Sening tǝsǝlliliring jenimni sɵyündürdi.
Ичимдики көплигән ғәм-әндишиләр арисида, Сениң тәсәллилириң җенимни сөйүндүрди.
20 Insapsizliⱪni ⱪanunƣa aylanduridiƣan, Aq kɵz olturƣan bir tǝht, Sǝn bilǝn alaⱪidǝ bolamdu?
Инсапсизлиқни қанунға айландуридиған, Ач көз олтарған бир тәхт, Сән билән алақидә боламду?
21 Ular ⱨǝⱪⱪaniylarning jeniƣa ⱨujum ⱪilixⱪa yiƣilidu, Bigunaⱨ ⱪanni tɵkidiƣan ⱨɵkümlǝrni qiⱪarmaⱪta.
Улар һәққанийларниң җениға һуҗум қилишқа жиғилиду, Бигуна қанни төкидиған һөкүмләрни чиқармақта.
22 Biraⱪ Pǝrwǝrdigar mening egiz ⱪorƣinim bolidu; Ⱨǝ, mening Hudayim panaⱨ Ⱪoram Teximdur.
Бирақ Пәрвәрдигар мениң егиз қорғиним болиду; Һә, мениң Худайим панаһ Қорам Тешимдур.
23 U ularning ⱪǝbiⱨlikini ɵz bexiƣa salidu, Ularning ɵz yawuzluⱪliri bilǝn ularni üzüp taxlaydu, Bǝrⱨǝⱪ, Pǝrwǝrdigar Hudayimiz ularni üzüp taxlar.
У уларниң қәбиһлигини өз бешиға салиду, Уларниң өз явузлуқлири билән уларни үзүп ташлайду, Бәрһәқ, Пәрвәрдигар Худайимиз уларни үзүп ташлар.

< Zǝbur 94 >