< Zǝbur 93 >
1 Pǝrwǝrdigar ⱨɵküm süridu! U ⱨǝywǝtni kiyim ⱪilip kiygǝn; Pǝrwǝrdigar kiyingǝn, U belini ⱪudrǝt bilǝn baƣliƣan; Bǝrⱨǝⱪ, xunga dunya mǝzmut ⱪilinƣan, U tǝwrǝnmǝs ǝsla.
Пәрвәрдигар һөкүм сүриду! У һәйвәтни кийим қилип кийгән; Пәрвәрдигар кийингән, У белини қудрәт билән бағлиған; Бәрһәқ, шуңа дуния мәзмут қилинған, У тәврәнмәс әсла.
2 Sening tǝhting ⱪǝdimdila bǝrpa ⱪilinƣan; Sǝn ǝzǝldin bar bolƣuqisǝn!
Сениң тәхтиң қедимдила бәрпа қилинған; Сән әзәлдин бар болғучисән!
3 Kǝlkün-taxⱪinlar ɵz sadasini kɵtürdi, i Pǝrwǝrdigar, Kǝlkün-taxⱪinlar ɵz sadasini kɵtürdi! Kǝlkün-taxⱪinlar urƣuqi dolⱪunlirini yuⱪiri kɵtürdi!
Кәлкүн-ташқинлар өз садасини көтәрди, и Пәрвәрдигар, Кәлкүн-ташқинлар өз садасини көтәрди! Кәлкүн-ташқинлар урғучи долқунлирини жуқури көтәрди!
4 Kɵp sularning xawⱪunliridin, Dengiz-okyandiki ⱪudrǝtlik dolⱪunlardin, Üstün turƣan Pǝrwǝrdigar ⱪudrǝtliktur!
Көп суларниң шавқунлиридин, Деңиз-океандики қудрәтлик долқунлардин, Үстүн турған Пәрвәрдигар қудрәтликтур!
5 Sening agaⱨ-guwaⱨliⱪliring nemidegǝn ixǝnqliktur! Künlǝr yoⱪ bolƣuqǝ, i Pǝrwǝrdigar, Ɵyünggǝ pak-muⱪǝddǝslik ǝbǝdil’ǝbǝd rawadur.
Сениң агаһ-гувалиқлириң немидегән ишәшликтур! Күнләр йоқ болғичә, и Пәрвәрдигар, Өйүңгә пак-муқәддәслик әбәдил-әбәт равадур.