< Zǝbur 92 >
1 Xabat küni üqün bir küy-nahxa: — Pǝrwǝrdigarƣa tǝxǝkkür eytix, Namingni küylǝx ǝladur, i Ⱨǝmmidin Aliy Bolƣuqi!
Шабат күни үчүн бир күй-нахша: — Пәрвәрдигарға тәшәккүр ейтиш, Намиңни күйләш әладур, и Һәммидин Алий Болғучи!
2 Ɵzgǝrmǝs muⱨǝbbitingni sǝⱨǝrdǝ, Keqilǝrdǝ bolsa, ⱨǝⱪiⱪǝt-sadaⱪitingni jakarlax,
Өзгәрмәс муһәббитиңни сәһәрдә, Кечиләрдә болса, һәқиқәт-садақитиңни җакалаш,
3 On tarliⱪ saz wǝ rawabni qelip, Qiltar bilǝn mungluⱪ aⱨangda qelix ǝladur!
Он тарлиқ саз вә равабни челип, Чилтар билән муңлуқ аһаңда челиш әладур!
4 Qünki Sǝn Pǝrwǝrdigar, Ɵz ⱪilƣining arⱪiliⱪ meni hursǝn ⱪilding, Ⱪolliringning ⱪilƣanliri bilǝn mǝn roⱨlinip nahxa eytimǝn.
Чүнки Сән Пәрвәрдигар, Өз қилғиниң арқилиқ мени хурсән қилдиң, Қоллириңниң қилғанлири билән мән роһлинип нахша ейтимән.
5 Pǝrwǝrdigar, ⱪilƣan ixliring nemidegǝn uluƣdur! Oyliring naⱨayiti qongⱪurdur!
Пәрвәрдигар, қилған ишлириң немидегән улуқдур! Ойлириң наһайити чоңқурдур!
6 Biƣǝm kixi buni bilmǝs, Ⱨamaⱪǝt buni qüxǝnmǝs,
Беғәм киши буни билмәс, Һамақәт буни чүшәнмәс,
7 Rǝzillǝr ot-qɵptǝk ayniƣanda, Ⱪǝbiⱨlik ⱪilƣuqilarning ⱨǝmmisi güllǝngǝndǝ, Mǝnggü ⱨalak bolup ketidiƣanlar xulardur!
Рәзилләр от-чөптәк айниғанда, Қәбиһлик қилғучиларниң һәммиси гүлләнгәндә, Мәңгү һалак болуп кетидиғанлар шулардур!
8 Lekin Sǝn, i Pǝrwǝrdigar, ǝbǝdil’ǝbǝd üstün turisǝn.
Лекин Сән, и Пәрвәрдигар, әбәдил-әбәт үстүн турисән.
9 Qünki mana düxmǝnliring, i Pǝrwǝrdigar, Mana düxmǝnliring yoⱪilidu; Barliⱪ ⱪǝbiⱨlik ⱪilƣuqilar tiripirǝn ⱪiliwetilidu!
Чүнки мана дүшмәнлириң, и Пәрвәрдигар, Мана дүшмәнлириң йоқилиду; Барлиқ қәбиһлик қилғучилар тирипирән қиливетилиду!
10 Münggüzümni yawayi buⱪiningkidǝk kɵtürisǝn; Bexim yengi may sürkǝp, mǝsiⱨ ⱪilinidu.
Мүңгүзүмни явайи буқиниңкидәк көтирисән; Бешим йеңи май сүркәп, мәсиһ қилиниду.
11 Meni ⱪǝst ⱪilƣanlarning [mǝƣlubiyitini] ɵz kɵzum kɵridu; Manga ⱪarxilixixⱪa ⱪozƣalƣan rǝzillik ⱪilƣuqilarning [tǝn bǝrgǝnlikinimu] ⱪuliⱪim anglaydu.
Мени қәст қилғанларниң [мәғлубийитини] өз көзум көриду; Маңа қаршилишишқа қозғалған рәзиллик қилғучиларниң [тән бәргәнлигиниму] қулиқим аңлайду.
12 Ⱨǝⱪⱪaniy adǝm horma dǝrihi kǝbi güllǝp-yaxnaydu; U Liwandiki kedr dǝrihidǝk ɵsidu.
Һәққаний адәм хорма дәриғи кәби гүлләп-яшнайду; У Ливандики кедр дәриғидәк өсиду.
13 Pǝrwǝrdigarning ɵyigǝ tikilgǝnlǝr, Hudayimizning ⱨoylilirida güllinidu;
Пәрвәрдигарниң өйигә тикилгәнләр, Худайимизниң һойлилирида гүллиниду;
14 Ular ⱪeriƣandimu yǝnǝ mewǝ beridu, Suluⱪ ⱨǝm yexil ular;
Улар қериғандиму йәнә мевә бериду, Сулуқ һәм йешил улар;
15 Xuning bilǝn ular Pǝrwǝrdigar durustur, dǝp ispatlaydu; U mening ⱪoram teximdur, Uningda ⱨeq naⱨǝⱪlik yoⱪtur!
Шуниң билән улар Пәрвәрдигар дурустур, дәп испатлайду; У мениң қорам тешимдур, Униңда һеч наһәқлик йоқтур!