< Zǝbur 91 >
1 Əng Aliy Bolƣuqining mǝhpiy jayida turƣuqi, Ⱨǝmmigǝ ⱪadirning sayisidǝ aramhuda yaxaydu.
Әң Алий Болғучиниң мәхпий җайида турғучи, Һәммигә қадирниң сайисидә арамхуда яшайду.
2 Mǝn Pǝrwǝrdigarni: — «Mening baxpanaⱨim, Mening ⱪorƣinim; Mening Hudayim, Uningƣa tayinimǝn» — dǝymǝn.
Мән Пәрвәрдигарни: — «Мениң башпанаһим, Мениң қорғиним; Мениң Худайим, Униңға тайинимән» — дәймән.
3 Bǝrⱨǝⱪ, U ⱪiltaⱪqining toziⱪidin seni ⱪutulduridu, Xum waba-ⱪazadin ⱨǝm halas etidu.
Бәрһәқ, У қилтақчиниң тозиқидин сени қутулдуриду, Шум ваба-қазадин һәм халас етиду.
4 U pǝyliri bilǝn seni yapidu; Ⱪanatliri astida panaⱨ tapisǝn; Uning ⱨǝⱪiⱪiti sanga ⱪalⱪan ⱨǝm istiⱨkamdur.
У пәйлири билән сени япиду; Қанатлири астида панаһ таписән; Униң һәқиқити саңа қалқан һәм истиһкамдур.
5 Sǝn nǝ keqidiki wǝⱨimidin, Nǝ kündüzi uquwatⱪan oⱪtin,
Сән нә кечидики вәһимидин, Нә күндүзи учуватқан оқтин,
6 Nǝ ⱪarangƣuluⱪta kǝzgüqi wabadin, Nǝ qüx waⱪtida wǝyranqiliⱪ ⱪilƣuqi ⱨalakǝttin ⱪorⱪmaysǝn.
Нә қараңғулуқта кәзгүчи вабадин, Нә чүш вақтида вәйранчилиқ қилғучи һалакәттин қорқмайсән.
7 Sening yeningda mingi yiⱪilip, Ong yeⱪingda on mingi ƣulap qüxsimu, Lekin bala-ⱪaza sanga yeⱪinlaxmaydu.
Сениң йениңда миңи жиқилип, Оң йеқиңда он миңи ғулап чүшсиму, Лекин бала-қаза саңа йеқинлашмайду.
8 Sǝn pǝⱪǝt kɵzliring bilǝn beⱪip, Pasiⱪlarƣa berilgǝn jazani kɵrisǝn.
Сән пәқәт көзлириң билән беқип, Пасиқларға берилгән җазани көрисән.
9 Pǝrwǝrdigarni panaⱨim dǝp bilgining üqün, Ⱨǝmmidin Aliy Bolƣuqini makan ⱪilƣining üqün,
Пәрвәрдигарни панаһим дәп билгиниң үчүн, Һәммидин Алий Болғучини макан қилғиниң үчүн,
10 Bexingƣa ⱨeq palakǝt qüxmǝydu, Ⱨeq waba qediringƣa yeⱪinlaxmaydu.
Бешиңға һеч палакәт чүшмәйду, Һеч ваба чедириңға йеқинлашмайду.
11 U Ɵz pǝrixtilirigǝ sening ⱨǝⱪⱪingdǝ ǝmr ⱪilidu, Xuning bilǝn ular pütkül yolliringda seni saⱪlaydu.
У Өз пәриштилиригә сениң һәққиңдә әмир қилиду, Шуниң билән улар пүткүл йоллириңда сени сақлайду.
12 Ayiƣing taxⱪa urulup kǝtmǝsliki üqün, Ular seni ⱪollirida kɵtürüp yüridu.
Айиғиң ташқа урулуп кәтмәслиги үчүн, Улар сени қоллирида көтирип жүриду.
13 Xir wǝ kobra yilan üstidin besip ɵtisǝn, Arslan wǝ ǝjdiⱨani dǝssǝp-qǝylǝysǝn.
Шир вә кобра илан үстидин бесип өтисән, Аслан вә әҗдиһани дәссәп-чәйләйсән.
14 «U Manga muⱨǝbbitini baƣliƣanliⱪi üqün, Mǝn uni ⱪutuldurimǝn; U namimni tǝn alƣini üqün yuⱪirida saⱪlaymǝn.
«У Маңа муһәббитини бағлиғанлиғи үчүн, Мән уни қутулдуримән; У намимни тән алғини үчүн жуқурида сақлаймән.
15 U Manga nida ⱪilidu, Mǝn uningƣa jawab berimǝn; Eƣir kün uni basⱪanda uning bilǝn billǝ bolimǝn; Mǝn uni halas ⱪilip, izzǝt-ⱨɵrmǝtkǝ sazawǝr ⱪilimǝn.
У Маңа нида қилиду, Мән униңға җавап беримән; Еғир күн уни басқанда униң билән биллә болимән; Мән уни халас қилип, иззәт-һөрмәткә сазавәр қилимән.
16 Uzaⱪ ɵmür bilǝn uni ⱪandurimǝn, Ⱨǝm nijatliⱪimni uningƣa kɵrsitimǝn».
Узақ өмүр билән уни қандуримән, Һәм ниҗатлиғимни униңға көрситимән».