< Zǝbur 9 >
1 Nǝƣmiqilǝrning bexiƣa tapxurulup, «Mut-Labbǝn» degǝn aⱨangda oⱪulsun dǝp, Dawut yazƣan küy: — Mǝn Sǝn Pǝrwǝrdigarni pütün ⱪǝlbim bilǝn mǝdⱨiyǝlǝymǝn; Mǝn Sening ⱪilƣan barliⱪ karamǝtliringni bayan ⱪilay;
Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «Мут-Лаббән» дегән аһаңда оқулсун дәп, Давут язған күй: — Мән Сән Пәрвәрдигарни пүтүн қәлбим билән мәдһийәләймән; Мән Сениң қилған барлиқ карамәтлириңни баян қилай;
2 Mǝn Sǝndin huxal bolup xadlinimǝn; Sening namingni nahxa ⱪilip eytimǝn, i Ⱨǝmmidin Aliy!
Мән Сәндин хошал болуп шатлинимән; Сениң намиңни нахша қилип ейтимән, и Һәммидин Алий!
3 Mening düxmǝnlirimning kǝynigǝ yenixliri bolsa, Dǝl ularning sening didaring aldida yiⱪilip, yoⱪilixidin ibarǝt bolidu.
Мениң дүшмәнлиримниң кәйнигә йенишлири болса, Дәл уларниң сениң дидариң алдида жиқилип, йоқилишидин ибарәт болиду.
4 Qünki Sǝn mening ⱨǝⱪⱪim ⱨǝm dǝwayimni soriding; Sǝn tǝhtkǝ olturup, ⱨǝⱪⱪaniylarqǝ sotliding.
Чүнки Сән мениң һәққим һәм дәвайимни соридиң; Сән тәхткә олтирип, һәққанийларчә сотлидиң.
5 Sǝn ǝllǝrgǝ tǝnbiⱨ berip, rǝzillǝrni ⱨalak ⱪilding; Sǝn ularning namini mǝnggügǝ ɵqürüwǝtkǝnsǝn.
Сән әлләргә тәнбиһ берип, рәзилләрни һалак қилдиң; Сән уларниң намини мәңгүгә өчүрүвәткәнсән.
6 I düxminim! Ⱨalakǝtliring mǝnggülük boldi! Sǝn xǝⱨǝrlirini yulup taxliwǝtting, Ⱨǝtta ularning namlirimu yoⱪap kǝtti;
И дүшминим! Һалакәтлириң мәңгүлүк болди! Сән шәһәрлирини жулуп ташливәттиң, Һәтта уларниң намлириму йоқап кәтти;
7 Biraⱪ Pǝrwǝrdigar mǝnggügǝ olturup [ⱨɵküm süridu]; U Ɵz tǝhtini sot ⱪilixⱪa tǝyyarlap bekitkǝn;
Бирақ Пәрвәрдигар мәңгүгә олтирип [һөкүм сүриду]; У Өз тәхтини сот қилишқа тәйярлап бекиткән;
8 Alǝmni ⱨǝⱪⱪaniyliⱪ bilǝn sot ⱪilƣuqi Udur; Hǝlⱪlǝrning üstidin U adilliⱪ bilǝn ⱨɵküm qiⱪiridu;
Аләмни һәққанийлиқ билән сот қилғучи Удур; Хәлиқләрниң үстидин У адиллиқ билән һөкүм чиқириду;
9 Ⱨǝm U Pǝrwǝrdigar ezilgüqilǝrgǝ egiz panaⱨ, Xundaⱪla azabliⱪ künlǝrdǝ egiz panaⱨdur.
Һәм У Пәрвәрдигар езилгүчиләргә егиз панаһ, Шундақла азаплиқ күнләрдә егиз панаһдур.
10 Namingni bilgǝnlǝr bolsa Sanga tayinidu; Qünki Sǝn, i Pǝrwǝrdigar, Ɵzüngni izdigǝnlǝrni ⱨǝrgiz taxliƣan ǝmǝssǝn.
Намиңни билгәнләр болса Саңа тайиниду; Чүнки Сән, и Пәрвәрдигар, Өзүңни издигәнләрни һәргиз ташлиған әмәссән.
11 Zionda turƣuqi Pǝrwǝrdigarƣa küylǝrni yangritinglar! Uning ⱪilƣanlirini hǝlⱪlǝr arisida bayan ⱪilinglar;
Зионда турғучи Пәрвәрдигарға күйләрни яңритиңлар! Униң қилғанлирини хәлиқләр арисида баян қилиңлар;
12 Qünki [tɵkülgǝn] ⱪanning soriⱪini ⱪilƣuqi udur, U dǝl xundaⱪ kixilǝrni ǝslǝydu, Har ⱪilinƣanlarning nalǝ-pǝryadlirini U untuƣan ǝmǝs.
Чүнки [төкүлгән] қанниң сориғини қилғучи удур, У дәл шундақ кишиләрни әсләйду, Хар қилинғанларниң налә-пәрядлирини У унтуған әмәс.
13 Manga xǝpⱪǝt kɵrsǝtkin, i Pǝrwǝrdigar, Mening ɵqmǝnlǝrdin kɵrgǝn horluⱪlirimƣa nǝzǝr salƣinki, Meni ɵlüm dǝrwaziliri aldidin kɵtürgǝysǝn;
Маңа шәпқәт көрсәткин, и Пәрвәрдигар, Мениң өчмәнләрдин көргән хорлуқлиримға нәзәр салғинки, Мени өлүм дәрвазилири алдидин көтәргәйсән;
14 Xundaⱪ ⱪilƣanda mǝn Zion ⱪizining dǝrwazilirida turup, Sanga tǝǝlluⱪ barliⱪ mǝdⱨiyilǝrni jakarlaymǝn; Mǝn nijatliⱪ-ⱪutⱪuzuxungda xadlinimǝn.
Шундақ қилғанда мән Зион қизиниң дәрвазилирида туруп, Саңа тәәллуқ барлиқ мәдһийиләрни җакалаймән; Мән ниҗатлиқ-қутқузушуңда шатлинимән.
15 Əllǝr bolsa ɵzliri koliƣan oriƣa ɵzliri qüxüp kǝtti, Ɵzliri yoxurup ⱪoyƣan torƣa puti ⱪapsilip ⱪaldi.
Әлләр болса өзлири колиған ориға өзлири чүшүп кәтти, Өзлири йошуруп қойған торға пути қапсилип қалди.
16 Pǝrwǝrdigar qiⱪarƣan ⱨɵkümi bilǝn tonular; Rǝzil adǝmlǝr ɵz ⱪolida yasiƣini bilǝn ilinip ⱪaldi. Higgaon (Selaⱨ)
Пәрвәрдигар чиқарған һөкүми билән тонулар; Рәзил адәмләр өз қолида ясиғини билән илинип қалди. Хиггаон (Селаһ)
17 Rǝzillǝr, Yǝni Hudani untuƣan barliⱪ ǝllǝr, Yandurulup, tǝⱨtisaraƣa taxlinidu. (Sheol )
Рәзилләр, Йәни Худани унтуған барлиқ әлләр, Яндурулуп, тәһтисараға ташлиниду. (Sheol )
18 Qünki namratlar mǝnggügǝ ǝstin qiⱪirilmaydu; Mɵminlǝrning ümidi mǝnggü ɵqmǝy, turiweridu.
Чүнки намратлар мәңгүгә әстин чиқирилмайду; Мөминләрниң үмүти мәңгү өчмәй, туривериду.
19 I Pǝrwǝrdigar, ornungdin turƣin; Adǝm balilirining ƣǝlibǝ ⱪilixiƣa yol ⱪoymiƣin; Ⱨuzurung aldida barliⱪ ǝllǝr sotlansun.
И Пәрвәрдигар, орнуңдин турғин; Адәм балилириниң ғәлибә қилишиға йол қоймиғин; Һозуруң алдида барлиқ әлләр сотлансун.
20 Ularni dǝkkǝ-dükkigǝ qüxür, i Pǝrwǝrdigar; Əllǝr ɵzlirini biz pǝⱪǝt adǝm baliliri halas, dǝp bilsun! (Selaⱨ)
Уларни дәккә-дүккигә чүшүр, и Пәрвәрдигар; Әлләр өзлирини биз пәқәт адәм балилири халас, дәп билсун! (Селаһ)