< Zǝbur 87 >
1 Koraⱨning oƣulliri üqün yezilƣan küy-nahxa: — Uning uli bolsa muⱪǝddǝs taƣlardidur.
Кораһниң оғуллири үчүн йезилған күй-нахша: — Униң ули болса муқәддәс тағлардидур.
2 Pǝrwǝrdigar Zionning dǝrwazilirini sɵyidu, Yaⱪupning barliⱪ makan-jayliridinmu ǝwzǝl kɵridu;
Пәрвәрдигар Зионниң дәрвазилирини сөйиду, Яқупниң барлиқ макан-җайлиридинму әвзәл көриду;
3 Sening xǝripinggǝ uluƣ ixlar eytilmaⱪta, i Hudaning xǝⱨiri! (Selaⱨ)
Сениң шәривиңгә улуқ ишлар ейтилмақта, и Худаниң шәһири! (Селаһ)
4 «Meni tonup bilgǝnlǝr arisida Raⱨab bilǝn Babilni tilƣa alimǝn; Mana Filistiyǝ, Tur bilǝn Efiopiyǝ; Mana bu adǝm xu yǝrdǝ tuƣulƣan» — dǝymǝn.
«Мени тонуп билгәнләр арисида Раһаб билән Бабилни тилға алимән; Мана Филистийә, Тур билән Ефиопийә; Мана бу адәм шу йәрдә туғулған» — дәймән.
5 Bǝrⱨǝⱪ, Zion toƣruluⱪ xundaⱪ eytilidu: — «Bu adǝm, palanqi-pokunqi uningda tuƣulƣan, Ⱨǝmmidin Aliy Bolƣuqining Ɵzi uni mustǝⱨkǝmlǝydu».
Бәрһәқ, Зион тоғрилиқ шундақ ейтилиду: — «Бу адәм, паланчи-покунчи униңда туғулған, Һәммидин Алий Болғучиниң Өзи уни мустәһкәмләйду».
6 Hǝlⱪ-ⱪowmlarni hatiriliginidǝ Pǝrwǝrdigar: — «Bu kixi bu yǝrdǝ tuƣulƣan» — dǝp alaⱨidǝ hatirigǝ yezip ⱪoyidu. (Selaⱨ)
Хәлиқ-қовмларни хатирилигинидә Пәрвәрдигар: — «Бу киши бу йәрдә туғулған» — дәп алаһидә хатиригә йезип қойиду. (Селаһ)
7 Nahxiqilar, ussulqilar xuni tǝng eytidu: — «Mening barliⱪ bulaⱪ-mǝnbǝlirim seningdidur!»
Нахшичилар, уссулчилар шуни тәң ейтиду: — «Мениң барлиқ булақ-мәнбәлирим сениңдидур!»