< Zǝbur 83 >

1 Asafning küy-nahxisi: — I Huda, ün qiⱪarmay turuwalma, Jim turuwalma, süküt ⱪilip turuwalma, i Tǝngrim!
Асафниң күй-нахшиси: — И Худа, үн чиқармай турувалма, Җим турувалма, сүкүт қилип турувалма, и Тәңрим!
2 Qünki mana, Sening düxmǝnliring dawrang ⱪilmaⱪta, Sanga ɵqmǝnlǝr bax kɵtürmǝktǝ.
Чүнки мана, Сениң дүшмәнлириң давраң қилмақта, Саңа өчмәнләр баш көтәрмәктә.
3 Ular ⱪuwluⱪ bilǝn Sening hǝlⱪinggǝ suyiⱪǝst ⱪilidu, Sening ⱨimayǝ ⱪilip ⱪǝdirligǝnliring bilǝn ⱪarxilixixni mǝsliⱨǝtlixidu.
Улар қувлуқ билән Сениң хәлқиңгә сүйқәст қилиду, Сениң һимайә қилип қәдирлигәнлириң билән қаршилишишни мәслиһәтлишиду.
4 Ular: — «Yürünglar, ularni millǝt ⱪataridin yoⱪ ⱪilayli! Israilning nami ikkinqi tilƣa elinmisun!» — demǝktǝ.
Улар: — «Жүрүңлар, уларни милләт қатаридин йоқ қилайли! Исраилниң нами иккинчи тилға елинмисун!» — демәктә.
5 Ular ⱨǝmnǝpǝs, ⱨǝmdil mǝsliⱨǝtlǝxti; Ular Sanga ⱪarxi ittipaⱪ tüzdi.
Улар һәмнәпәс, һәмдил мәслиһәтләшти; Улар Саңа қарши иттипақ түзди.
6 Mana, Edom wǝ Ismaillarning qedirliri, Moab ⱨǝm Ⱨagriylar;
Мана, Едом вә Исмаилларниң чедирлири, Моаб һәм Һагрийлар;
7 Gǝbal, Ammon, wǝ Amalǝk; Filistiyǝ ⱨǝmdǝ Tur aⱨaliliri,
Гәбал, Аммон, вә Амаләк; Филистийә һәмдә Тур аһалилири,
8 Asuriyǝmu ularƣa ⱪoxuldi; Ular Lut oƣulliriƣa yar-yɵlǝk bolup kǝlgǝn. (Selaⱨ)
Асурийәму уларға қошулди; Улар Лут оғуллириға яр-йөләк болуп кәлгән. (Селаһ)
9 Sǝn Kixon dǝryasida Midiyaniylarƣa, Siseraƣa wǝ Yabinƣa ⱪandaⱪ taⱪabil turƣan bolsang, Ularƣimu xundaⱪ ⱪilƣaysǝn;
Сән Кишон дәриясида Мидиянийларға, Сисераға вә Ябинға қандақ тақабил турған болсаң, Уларғиму шундақ қилғайсән;
10 Bular Ən-Dor yezisida ⱪirilƣanidi, Yǝr üqün tizǝk-oƣutⱪa aylanƣanidi.
Булар Ән-Дор йезисида қирилған еди, Йәр үчүн тизәк-оғутқа айланған еди.
11 Ularning ǝmirlirini Orǝb wǝ Zeǝbkǝ, Ularning daⱨiylirini Zǝbaⱨ ⱨǝm Zalmunnaƣa ohxax ⱪilƣaysǝn;
Уларниң әмирлирини Орәб вә Зеәбкә, Уларниң даһийлирини Зәбаһ һәм Залмуннаға охшаш қилғайсән;
12 Qünki ular: «Hudaning qimǝn-yaylaⱪlirini ɵzimizgǝ mülük ⱪiliwalayli!» — dǝp eytⱪan.
Чүнки улар: «Худаниң чимән-яйлақлирини өзимизгә мүлүк қиливалайли!» — дәп ейтқан.
13 I Hudayim, ularni domilinidiƣan ⱪamƣaⱪtǝk, Xamalda uqurulƣan saman kǝbi soruwǝtkǝysǝn.
И Худайим, уларни домилинидиған қамғақтәк, Шамалда учурулған саман кәби сорувәткәйсән.
14 Ot ormanliⱪⱪa tutaxⱪanƣa ohxax, Yalⱪun taƣlarni kɵydürgǝngǝ ohxax,
От орманлиққа туташқанға охшаш, Ялқун тағларни көйдүргәнгә охшаш,
15 Sǝn yǝnǝ ularni borining bilǝn ⱪoƣliƣaysǝn, Ⱪara ⱪuyuning bilǝn wǝⱨimigǝ salƣaysǝn;
Сән йәнә уларни бориниң билән қоғлиғайсән, Қара қуюниң билән вәһимигә салғайсән;
16 Ularning Sening namingni izdixi üqün, Ularning yüzlirini xǝrm-ⱨaya bilǝn qɵmdürgǝysǝn, i Pǝrwǝrdigar!
Уларниң Сениң намиңни издиши үчүн, Уларниң йүзлирини шәрм-һая билән чөмдүргәйсән, и Пәрвәрдигар!
17 Ular nomustin ǝbǝdiy xǝrmǝndǝ bolsun, Jaⱨanƣa rǝswa bolup yoⱪitilsun.
Улар номустин әбәдий шәрмәндә болсун, Җаһанға рәсва болуп йоқитилсун.
18 Ular bilsunki, Naming Pǝrwǝrdigar bolƣan Sǝnla pütkül jaⱨandiki Əng Aliy Bolƣuqidursǝn.
Улар билсунки, Намиң Пәрвәрдигар болған Сәнла пүткүл җаһандики Әң Алий Болғучидурсән.

< Zǝbur 83 >