< Zǝbur 82 >

1 Asaf yazƣan küy: — Huda Ɵz ilaⱨiy mǝjlisidǝ turup riyasǝtqilik ⱪilidu, U ilaⱨlar arisida ⱨɵküm qiⱪiridu;
Асаф язған күй: — Худа Өз илаһий мәҗлисидә туруп риясәтчилик қилиду, У илаһлар арисида һөкүм чиқириду;
2 — Ⱪaqanƣiqǝ silǝr naⱨǝⱪ ⱨɵküm qiⱪirisilǝr, Ⱪaqanƣiqǝ rǝzillǝrgǝ yüz-hatirǝ ⱪilisilǝr? (Selaⱨ)
— Қачанғичә силәр наһәқ һөкүм чиқирисиләр, Қачанғичә рәзилләргә йүз-хатирә қилисиләр? (Селаһ)
3 Gadaylar wǝ yetim-yesirlarning dǝwasini soranglar, Ezilgǝnlǝr ⱨǝm ⱨajǝtmǝnlǝrgǝ adalǝtni kɵrsitinglar;
Гадайлар вә житим-йесирларниң дәвасини сораңлар, Езилгәнләр һәм һаҗәтмәнләргә адаләтни көрситиңлар;
4 Miskinlǝr ⱨǝm namratlarni ⱪutⱪuzunglar, Ularni rǝzillǝrning qanggilidin azad ⱪilinglar!
Мискинләр һәм намратларни қутқузуңлар, Уларни рәзилләрниң чаңгилидин азат қилиңлар!
5 Ular bularni bilmǝy wǝ qüxǝnmǝy zulmǝttǝ kezip yürmǝktǝ, Xunga yǝrning ulliri tǝwrǝnmǝktǝ.
Улар буларни билмәй вә чүшәнмәй зулмәттә кезип жүрмәктә, Шуңа йәрниң һуллири тәврәнмәктә.
6 Mǝn eyttim: — «Silǝr ilaⱨlarsilǝr, Ⱨǝmminglar Ⱨǝmmidin Aliy Bolƣuqining oƣulliri silǝr;
Мән ейттим: — «Силәр илаһларсиләр, Һәммиңлар Һәммидин Алий Болғучиниң оғуллири силәр;
7 Xundaⱪ bolsimu silǝr insanƣa ohxax ɵlisilǝr, Ⱨǝrⱪandaⱪ ǝmir-bǝgkǝ ohxaxla yiⱪilisilǝr».
Шундақ болсиму силәр инсанға охшаш өлисиләр, Һәр қандақ әмир-бәккә охшашла жиқилисиләр».
8 — Turƣin, i Huda, yǝr-yüzini soraⱪ ⱪilƣaysǝn! Qünki Sǝn barliⱪ ǝllǝrgǝ waris bolƣuqisǝn!
— Турғин, и Худа, йәр-йүзини сорақ қилғайсән! Чүнки Сән барлиқ әлләргә варис болғучисән!

< Zǝbur 82 >