< Zǝbur 8 >
1 Nǝƣmiqilǝrning bexiƣa tapxurulup, «Gittif»ta orunlansun dǝp, Dawut yazƣan küy: — I, Ɵz ⱨǝywǝngni asmanlardinmu yuⱪiri tikligǝn Pǝrwǝrdigar Rǝbbimiz, Pütkül yǝr yüzidǝ naming xunqǝ xǝrǝpliktur!
Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «Гиттиф»та орунлансун дәп, Давут язған күй: — И, Өз һәйвәңни асманлардинму жуқури тиклигән Пәрвәрдигар Рәббимиз, Пүткүл йәр йүзидә намиң шунчә шәрәпликтур!
2 Ɵz rǝⱪibliring tüpǝylidin, Düxmǝn wǝ ⱪisasqilarning aƣzini etixkǝ, Bowaⱪlar wǝ ǝmgüqilǝrning aƣzidin küq tiklidingsǝn.
Өз рәқиплириң түпәйлидин, Дүшмән вә қисасчиларниң ағзини етишкә, Бовақлар вә әмгүчиләрниң ағзидин күч тиклидиңсән.
3 Mǝn barmaⱪliringning yasiƣini bolƣan asmanliringƣa, Sǝn mǝzmut bekitkǝn ay-yultuzlarƣa ⱪariƣinimda,
Мән бармақлириңниң ясиғини болған асманлириңға, Сән мәзмут бекиткән ай-юлтузларға қариғинимда,
4 Sǝn insanni seƣinidikǝnsǝn, Əmdi adǝm degǝn nemǝ idi? Sǝn uning yeniƣa kelip yoⱪlaydikǝnsǝn, Insan balisi ⱪanqilik nemǝ idi?
Сән инсанни сеғинидикәнсән, Әнди адәм дегән немә еди? Сән униң йениға келип йоқлайдикәнсән, Инсан балиси қанчилик немә еди?
5 Qünki Sǝn uning ornini pǝrixtilǝrningkidin azƣinǝ tɵwǝn bekittingsǝn, Sǝn uningƣa xan-xǝrǝp wǝ xɵⱨrǝtlǝrni taj ⱪilip bǝrding.
Чүнки Сән униң орнини пәриштиләрниңкидин азғинә төвән бекиттиңсән, Сән униңға шан-шәрәп вә шөһрәтләрни таҗ қилип бәрдиң.
6 Uni ⱪolungning yasiƣanlirini idarǝ ⱪilixⱪa tikliding; Sǝn barliⱪ nǝrsilǝrni uning puti astiƣa ⱪoyƣansǝn,
Уни қолуңниң ясиғанлирини идарә қилишқа тиклидиң; Сән барлиқ нәрсиләрни униң пути астиға қойғансән,
7 Jümlidin barliⱪ ⱪoy-kalilar, Daladiki barliⱪ janiwarlar,
Җүмлидин барлиқ қой-калилар, Даладики барлиқ җаниварлар,
8 Asmandiki uqar-ⱪanatlar, Dengizdiki beliⱪlar, Dengizlarning yolliridin ɵtküqilǝrning barliⱪini puti astiƣa ⱪoydung.
Асмандики учар-қанатлар, Деңиздики белиқлар, Деңизларниң йоллиридин өткүчиләрниң барлиғини пути астиға қойдуң.
9 I Pǝrwǝrdigar Rǝbbimiz, pütkül yǝr yüzidǝ naming nemidegǝn xǝrǝplik-ⱨǝ!
И Пәрвәрдигар Рәббимиз, пүткүл йәр йүзидә намиң немидегән шәрәплик-һә!