< Zǝbur 79 >

1 Asaf yazƣan küy: — I Huda, ǝllǝr Ɵz mirasingƣa bɵsüp kirdi; Ular Sening muⱪǝddǝs ibadǝthanangni bulƣidi; Yerusalemni dɵwǝ-dɵwǝ harabilǝrgǝ aylandurdi.
Асаф язған күй: — И Худа, әлләр Өз мирасиңға бөсүп кирди; Улар Сениң муқәддәс ибадәтханаңни булғиди; Йерусалимни дога-дога харабиләргә айландурди.
2 Ular ⱪulliringning jǝsǝtlirini asmandiki uqar-ⱪanatlarƣa yǝm ⱪilip, Mɵmin bǝndiliringning ǝtlirini daladiki ⱨaywanatlarƣa taxlap bǝrdi.
Улар қуллириңниң җәсәтлирини асмандики учар-қанатларға йәм қилип, Мөмин бәндилириңниң әтлирини даладики һайванатларға ташлап бәрди.
3 Ular hǝlⱪingning ⱪanlirini Yerusalem ǝtrapida sudǝk aⱪⱪuzdi, Jǝsǝtlirini kɵmgili birǝr adǝmmu ⱪaldurmidi.
Улар хәлқиңниң қанлирини Йерусалим әтрапида судәк аққузди, Җәсәтлирини көмгили бирәр адәмму қалдурмиди.
4 Ⱪoxnilirimiz aldida rǝswaƣa ⱪalduⱪ, Ətrapimizdikilǝrgǝ mǝshirǝ wǝ mazaⱪ obyekti bolduⱪ.
Хошнилиримиз алдида рәсваға қалдуқ, Әтрапимиздикиләргә мәсқирә вә мазақ объекти болдуқ.
5 Ⱪaqanƣiqǝ, i Pǝrwǝrdigar? Sǝn mǝnggügǝ ƣǝzǝplinǝmsǝn? Sening yüriking ot bolup ɵrtiniwerǝmdu?
Қачанғичә, и Пәрвәрдигар? Сән мәңгүгә ғәзәплинәмсән? Сениң жүригиң от болуп өртиниверәмду?
6 Ⱪǝⱨringni Seni tonumiƣan ǝllǝr üstigǝ, Namingni bilmigǝn padixaⱨliⱪlar üstigǝ tɵkkǝysǝn!
Қәһриңни Сени тонумиған әлләр үстигә, Намиңни билмигән падишалиқлар үстигә төккәйсән!
7 Qünki ular Yaⱪupni yalmap, Uning makanini harabilikkǝ aylanduruwǝtti.
Чүнки улар Яқупни ялмап, Униң маканини харабиликкә айландурувәтти.
8 Ata-bowilirimizning ⱪǝbiⱨliklirini bizgǝ ⱨesablimiƣaysǝn; Rǝⱨimdilliⱪliring bizning yenimizƣa qapsan kǝlgǝy! Qünki biz intayin pǝs ǝⱨwalƣa qüxürülduⱪ.
Ата-бовилиримизниң қәбиһликлирини бизгә һесаплимиғайсән; Рәһимдиллиқлириң бизниң йенимизға чапсан кәлгәй! Чүнки биз интайин пәс әһвалға чүшүрүлдуқ.
9 Ɵz namingning xɵⱨriti üqün bizgǝ yardǝm ⱪilƣaysǝn, i nijatliⱪimizning Hudasi, Naming üqün bizni ⱪutⱪuzƣaysǝn, gunaⱨlirimizni kafarǝt ⱪilip kǝqürgǝysǝn;
Өз намиңниң шөһрити үчүн бизгә ярдәм қилғайсән, и ниҗатлиғимизниң Худаси, Намиң үчүн бизни қутқузғайсән, гуналиримизни кафарәт қилип кәчүргәйсән;
10 Əllǝr nemixⱪa: «Ularning Hudasi ⱪǝyǝrdǝ?» dǝp mazaⱪ ⱪilixidu? Ⱪulliring tɵkkǝn ⱪan ⱪǝrzining ⱨesabi ǝllǝr arisida, kɵz aldimizda ⱪilinsun.
Әлләр немишкә: «Уларниң Худаси қәйәрдә?» дәп мазақ қилишиду? Қуллириң төккән қан қәрзиниң һесави әлләр арисида, көз алдимизда қилинсун.
11 Əsirlǝrning aⱨ-zarliri aldingƣa kǝlgǝy; Bilikingning uluƣluⱪi bilǝn, ɵlümgǝ buyrulƣanlarni saⱪliƣaysǝn.
Әсирләрниң аһ-зарлири алдиңға кәлгәй; Билигиңниң улуқлуғи билән, өлүмгә буйрулғанларни сақлиғайсән.
12 I Rǝb, yat ⱪoxnilirimizning Sanga ⱪilƣan zor ⱨaⱪaritini yǝttǝ ⱨǝssǝ ⱪoxup ɵzlirigǝ, Yǝni ularning iqi-baƣriƣa ⱪayturƣaysǝn;
И Рәб, ят хошнилиримизниң Саңа қилған зор һақаритини йәттә һәссә қошуп өзлиригә, Йәни уларниң ичи-бағриға қайтурғайсән;
13 Xundaⱪ ⱪilip, Sening hǝlⱪing — Ɵzüng baⱪⱪan ⱪoyliring bolƣan bizlǝr, Sanga mǝnggügǝ tǝxǝkkürlǝr eytimiz, Əwladtin ǝwladⱪiqǝ Sening mǝdⱨiyiliringni ayan ⱪilimiz.
Шундақ қилип, Сениң хәлқиң — Өзүң баққан қойлириң болған бизләр, Саңа мәңгүгә тәшәккүрләр ейтимиз, Әвлаттин әвлатқичә Сениң мәдһийилириңни аян қилимиз.

< Zǝbur 79 >