< Zǝbur 75 >

1 Nǝƣmiqilǝrning bexiƣa «Ⱨalak ⱪilmiƣaysǝn» degǝn aⱨangda oⱪulsun dǝp tapxurulƣan, Asafning küy-nahxisi: — Sanga tǝxǝkkür eytimiz, i Huda, tǝxǝkkür eytimiz! Qünki naming bizgǝ yeⱪindur; Buni, ⱪilƣan karamǝtliring ispatlap jakarlaydu.
Нәғмичиләрниң бешиға «Һалак қилмиғайсән» дегән аһаңда оқулсун дәп тапшурулған, Асафниң күй-нахшиси: — Саңа тәшәккүр ейтимиз, и Худа, тәшәккүр ейтимиз! Чүнки намиң бизгә йеқиндур; Буни, қилған карамәтлириң испатлап җакалайду.
2 [Mǝnki Pǝrwǝrdigar]: — «Mǝn bekitkǝn waⱪitni ihtiyarimƣa alƣinimda, Adalǝt bilǝn soraⱪ ⱪilimǝn;
[Мәнки Пәрвәрдигар]: — «Мән бекиткән вақитни ихтияримға алғинимда, Адаләт билән сорақ қилимән;
3 Yǝr ⱨǝm yǝrning üstidǝ turuwatⱪanlar tǝwrinip tursimu, Uning tüwrüklirini turƣuzƣuqi Ɵzümdurmǝn» — dedi. (Selaⱨ)
Йәр һәм йәрниң үстидә туруватқанлар тәвринип турсиму, Униң түврүклирини турғузғучи Өзүмдурмән» — деди. (Селаһ)
4 Mahtanƣanlarƣa: — «Mahtanmanglar», Ⱨǝm rǝzillǝrgǝ «Münggüzüngni kɵtürmǝ» — dedim;
Махтанғанларға: — «Махтанмаңлар», Һәм рәзилләргә «Мүңгүзүңни көтәрмә» — дедим;
5 «Münggüzüngni yuⱪiri kɵtürmǝ; Boynungni ⱪattiⱪ ⱪilip ƣadiyip sɵzlimǝ!»
«Мүңгүзүңни жуқури көтәрмә; Бойнуңни қаттиқ қилип ғадийип сөзлимә!»
6 Qünki kɵtürülüx xǝrⱪtin yaki ƣǝrbtin ǝmǝs, Yaki jǝnubtinmu kǝlmǝydu;
Чүнки көтирилиш шәриқтин яки ғәриптин әмәс, Яки җәнуптинму кәлмәйду;
7 Qünki Huda sotqidur; U birsini kɵtüridu, birsini qüxüridu.
Чүнки Худа сотчидур; У бирисини көтириду, бирисини чүшүриду.
8 Qünki Pǝrwǝrdigarning ⱪolida bir ⱪǝdǝⱨ turidu; Uningdiki xarab kɵpüklixiwatidu; U ǝbjǝx xarab bilǝn toldi; Huda uningdin tɵkidu; Dǝrwǝⱪǝ yǝr yüzidiki barliⱪ rǝzillǝr uning duƣini ⱪoymay iqiwetidu;
Чүнки Пәрвәрдигарниң қолида бир қәдәһ туриду; Униңдики шарап көпүклишиватиду; У әбҗәш шарап билән толди; Худа униңдин төкиду; Дәрвәқә йәр йүзидики барлиқ рәзилләр униң дуғини қоймай ичиветиду;
9 Mǝn bolsam, mǝnggügǝ guwaⱨliⱪ berimǝn: — Yaⱪupning Hudasiƣa küylǝrni eytimǝn.
Мән болсам, мәңгүгә гувалиқ беримән: — Яқупниң Худасиға күйләрни ейтимән.
10 «Mǝn rǝzillǝrning münggüzlirining ⱨǝmmisini kesip taxlaymǝn; Biraⱪ ⱨǝⱪⱪaniylarning münggüzliri kɵtürülidu!».
«Мән рәзилләрниң мүңгүзлириниң һәммисини кесип ташлаймән; Бирақ һәққанийларниң мүңгүзлири көтирилиду!».

< Zǝbur 75 >