< Zǝbur 74 >
1 Asaf yazƣan «Masⱪil»: — I Huda, Sǝn nemixⱪa mǝnggügǝ bizni taxliwǝtting? Nemixⱪa ƣǝzipingni tütün qiⱪarƣandǝk Ɵz yayliⱪingdiki ⱪoyliringƣa qiⱪirisǝn?
Асаф язған «Масқил»: — И Худа, Сән немишкә мәңгүгә бизни ташливәттиң? Немишкә ғәзивиңни түтүн чиқарғандәк Өз яйлиғиңдики қойлириңға чиқирисән?
2 Ɵzüng rǝnǝ tɵlǝp azad ⱪilƣan jamaitingni, Yǝni Ɵz mirasing boluxⱪa ⱪǝdimdǝ ularƣa ⱨǝmjǝmǝt bolup ⱪutⱪuzƣan ⱪǝbilini, Ɵzüng makan ⱪilƣan Zion teƣini yadingƣa kǝltürgǝysǝn!
Өзүң рәнә төләп азат қилған җамаитиңни, Йәни Өз мирасиң болушқа қедимдә уларға һәмҗәмәт болуп қутқузған қәбилини, Өзүң макан қилған Зион теғини ядиңға кәлтүргәйсән!
3 Ⱪǝdǝmliringni muxu mǝnggülük harabliⱪlarƣa ⱪaratⱪaysǝn, Düxmǝnlǝr muⱪǝddǝs jayingda gumran ⱪilƣan barliⱪ nǝrsilǝrgǝ [ⱪariƣaysǝn];
Қәдәмлириңни мошу мәңгүлүк хараплиқларға қаратқайсән, Дүшмәнләр муқәддәс җайиңда гумран қилған барлиқ нәрсиләргә [қариғайсән];
4 Rǝⱪibliring jamaǝtgaⱨingning otturisida ⱨɵr-pɵr ⱪilidu; Mɵjizatlar saⱪlanƣan orunƣa ular ɵz tuƣlirini tikti.
Рәқиплириң җамаәтгаһиңниң оттурисида һөр-пөр қилиду; Мөҗизатлар сақланған орунға улар өз туғлирини тикти.
5 Ⱨǝrbiri ɵzlirini kɵrsitixip, palta oynitip orman kǝsküqidǝk,
Һәр бири өзлирини көрситишип, палта ойнитип орман кәскүчидәк,
6 Ular ⱨazir [muⱪǝddǝs jayingdiki] nǝⱪixlǝrni ala ⱪoymay, palta-bolⱪilar bilǝn qeⱪiwǝtti;
Улар һазир [муқәддәс җайиңдики] нәқишләрни ала қоймай, палта-болқилар билән чеқивәтти;
7 Ular muⱪǝddǝs jayingƣa ot ⱪoydi; Ɵz namingdiki makanni bulƣap, yǝr bilǝn tǝng ⱪiliwǝtti.
Улар муқәддәс җайиңға от қойди; Өз намиңдики маканни булғап, йәр билән тәң қиливәтти.
8 Ular kɵnglidǝ: «Biz bularning ⱨǝmmisini yoⱪitayli» dǝp, Tǝngrining zemindiki jamaǝtgaⱨlirining ⱨǝrbirini kɵydürüwǝtti.
Улар көңлидә: «Биз буларниң һәммисини йоқитайли» дәп, Тәңриниң зиминдики җамаәтгаһлириниң һәр бирини көйдүрүвәтти.
9 Bizgǝ ǝslǝtmǝ bolƣan mɵjizatlarni ⱨeq kɵrǝlmǝymiz; Pǝyƣǝmbǝrlǝrmu kǝlmǝskǝ kǝtti; Arimizdimu bu ixlarning ⱪaqanƣiqǝ bolidiƣanliⱪini bilidiƣan birsi yoⱪtur.
Бизгә әсләтмә болған мөҗизатларни һеч көрәлмәймиз; Пәйғәмбәрләрму кәлмәскә кәтти; Аримиздиму бу ишларниң қачанғичә болидиғанлиғини билидиған бириси йоқтур.
10 Ⱪaqanƣiqǝ, i Huda, rǝⱪibing Seni mǝshirǝ ⱪilidu? Düxmǝn namingni mǝnggügǝ ⱨaⱪarǝtlǝmdu?
Қачанғичә, и Худа, рәқибиң Сени мәсқирә қилиду? Дүшмән намиңни мәңгүгә һақарәтләмду?
11 Sǝn ⱪolungni, yǝni ong ⱪolungni nemixⱪa tartiwalisǝn? Ⱪolungni ⱪoynungdin elip, ularni yoⱪatⱪaysǝn!
Сән қолуңни, йәни оң қолуңни немишкә тартивалисән? Қолуңни қойнуңдин елип, уларни йоқатқайсән!
12 Biraⱪ Huda ⱪǝdimdin padixaⱨim bolup kǝlgǝn, Yǝr yüzining otturisida ⱪutⱪuzuxlarni elip barƣuqi Udur.
Бирақ Худа қедимдин падишасим болуп кәлгән, Йәр йүзиниң оттурисида қутқузушларни елип барғучи Удур.
13 Sǝn dengiz süyini küqüng bilǝn bɵldung, Sulardiki ǝjdiⱨalarning baxlirini yarding.
Сән деңиз сүйини күчүң билән бөлдуң, Сулардики әҗдиһаларниң башлирини ярдиң.
14 Dengizdiki lewiatanning baxlirini qeⱪip, Uning gɵxini ozuⱪ ⱪilip qɵldiki yawayilarƣa bɵlüp bǝrding.
Деңиздики левиатанниң башлирини чеқип, Униң гөшини озуқ қилип чөлдики явайиларға бөлүп бәрдиң.
15 Yǝrni yerip bulaⱪlarni, eriⱪlarni aⱪⱪuzdung, Sǝn tohtimay eⱪiwatⱪan dǝryalarni ⱪurutuwǝtting.
Йәрни йерип булақларни, ериқларни аққуздуң, Сән тохтимай еқиватқан дәрияларни қурутувәттиң.
16 Kün Sening, tünmu Seningkidur; Ay bilǝn ⱪuyaxni orunlaxturdung.
Күн Сениң, түнму Сениңкидур; Ай билән қуяшни орунлаштурдуң.
17 Yǝr yüzining qegralirini bǝlgiliding; Yaz bilǝn ⱪixni — Sǝn xǝkillǝndürdüng.
Йәр йүзиниң чегаралирини бәлгүлидиң; Яз билән қишни — Сән шәкилләндүрдүң.
18 Xuni esingdǝ tutⱪaysǝn, i Pǝrwǝrdigar: — Bir düxmǝn Seni mǝshirǝ ⱪildi, Ⱨamaⱪǝt bir hǝlⱪ namingni ⱨaⱪarǝtlidi.
Шуни есиңдә тутқайсән, и Пәрвәрдигар: — Бир дүшмән Сени мәсқирә қилди, Һамақәт бир хәлиқ намиңни һақарәтлиди.
19 Pahtikingni yirtⱪuq ⱨaywanlarƣa tutup bǝrmigǝysǝn; Ezilgǝn mɵminliringning ⱨayatini mǝnggü untumiƣaysǝn.
Пахтикиңни житқуч һайванларға тутуп бәрмигәйсән; Езилгән мөминлириңниң һаятини мәңгү унтумиғайсән.
20 Ɵz ǝⱨdǝnggǝ ⱪariƣaysǝn, Qünki zemindiki ⱪarangƣu bulung-puqⱪaⱪlar zorluⱪ-zumbuluⱪning turalƣuliri bilǝn toldi.
Өз әһдәңгә қариғайсән, Чүнки зиминдики қараңғу булуң-пучқақлар зорлуқ-зумбулуқниң туралғулири билән толди.
21 Ezilgüqilǝrni nomus bilǝn yandurmiƣaysǝn; Ezilgǝnlǝr, yoⱪsullar namingni mǝdⱨiyiligǝy.
Езилгүчиләрни номус билән яндурмиғайсән; Езилгәнләр, йоқсуллар намиңни мәдһийилигәй.
22 Ornungdin turƣin, i Huda, Ɵz dǝwayingni soriƣaysǝn; Ⱨamaⱪǝt kixining Ɵzüngni kün boyi mǝshirǝ ⱪiliwatⱪinini esingdǝ tutⱪaysǝn.
Орнуңдин турғин, и Худа, Өз дәвайиңни сориғайсән; Һамақәт кишиниң Өзүңни күн бойи мәсқирә қиливатқинини есиңдә тутқайсән.
23 Düxmǝnliringning quⱪanlirini untumiƣaysǝn; Sanga ⱪarxi ⱪozƣalƣanlarning dawrangliri tohtimay kɵtürülmǝktǝ.
Дүшмәнлириңниң чуқанлирини унтумиғайсән; Саңа қарши қозғалғанларниң давраңлири тохтимай көтирилмәктә.